35
Шабат күни, йәни «арам елиш күни»ниң бәлгүлимилири
1 Муса Исраилларниң пүткүл җамаитини жиғип уларға: — Пәрвәрдигар силәргә қилишқа буйруған әмирләр мунулардур: — ■ Мис.34:32
2 Алтә күн иш-әмгәк күни болсун; лекин йәттинчи күни силәргә нисбәтән муқәддәс бир күн болуп, Пәрвәрдигарға аталған арам алидиған шабат күни болсун. Һәр ким шу күнидә иш-әмгәк қилса өлүмгә мәһкүм қилинсун. ■ Мис. 20:8; 31:15; Лав. 23:3; Қан. 5:12; Луқа 13:14 3 Шабат күнидә барлиқ туралғулириңларда һәргиз от қалимаңлар, — деди.■ Мис. 16:23
Ибадәт җайи үчүн һәдийә сунуш
4 Муса Исраилларниң пүткүл җамаитигә сөз қилип мундақ деди: — «Пәрвәрдигар буйруған әмир мана шуки: —
5 Өзүңларниң араңлардин Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» кәлтүрүңлар; көңли халиғанларниң һәр бири Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә»сини кәлтүрсун: йәни алтун, күмүч, мис,■ Мис. 25:2 6 көк, сөсүн вә қизил жип, ақ канап рәхт, өшкә тивити, ■ Мис. 25:4 7 қизил боялған қочқар териси, делфин териси, акатсийә яғичи, ■ Мис. 25:5 8 чирақдан үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» билән хушбуй үчүн ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләр, ■ Мис. 25:6 9 әфодқа һәм қошенға орнитилидиған һеқиқ вә башқа яқутларни кәлтүрүңлар».■ Мис. 25:7; 28:17,20
Ибадәт чедириниң материял-үскүнлирини ясаш
10 — «Араңлардики барлиқ маһир устилар келип Пәрвәрдигар буйруғанниң һәммисини ясап бәрсун: □ «маһир устилар» — ибраний тилида «көңли даналар». 11 — муқәддәс чедир билән униң ички вә ташқи йопуқлирини, илғулирини, тахтайлирини, балдақлирини, хадилирини вә буларниң тәгликлирини, ■ Мис. 26:26 12 әһдә сандуғи вә униң балдақлирини, «кафарәт тәхти»ни, «айрима пәрдә-йопуқ»ни, 13 ширә вә униң балдақлирини, униң барлиқ қача-қучилирини вә «тәқдим нанлири»ни, ■ Мис. 25:23, 30 14 йоруқлуқ үчүн ясалған чирақдан вә униң әсваплирини, униң чирақлири вә чирақ мейини, 15 хушбуйгаһ вә униң балдақлирини, «Мәсиһләш мейи»ни, дора-дәрмәкләрдин ишләнгән хушбуйни, муқәддәс чедириниң кириш еғизидики «ишик пәрдиси»ни, ■ Мис. 26:36; 30:1; 31:11 16 көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи вә униң мис шаласини, балдақлирини вә барлиқ әсваплирини, жуюнуш деси вә униң тәглигини, ■ Мис. 27:4; 30:18 17 һойлиниң пәрдилирини, униң хадилири вә уларниң тәгликлирини, һойлиниң кириш еғизидики пәрдини, ■ Мис. 27:9,16 18 чедирниң миқ-қозуқлирини, һойлиниң миқ-қозуқлирини, шундақла барлиқ танилирини, ■ Мис. 27:19 19 тоқулидиған кийимләр, йәни муқәддәс җайниң хизмитигә каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлирини һәм униң оғуллириниң кийимлирини тәйяр қилсун».□ «тоқулидиған кийимләр» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири». ■ Мис. 28; 31:10
Хәлиқниң «көтәрмә һәдийә»си
20 Шуниң билән пүткүл Исраил җамаити Мусаниң йенидин чиқип кетишти. 21 Андин көңли тартқанларниң һәр бири, роһи өзлиригә түрткә болғанларниң һәр бири келип, җамаәт чедирини ясашқа, шундақла чедирниң хизмитидә ишлитилидиған барлиқ сәрәмҗанларни ясашқа вә муқәддәс кийимләрни тикишкә Пәрвәрдигарға аталған «пулаңлатма һәдийә»ни кәлтүргили турди. 22 Улар әрләрму, аялларму келип, сунушқа көңли хуш болғанларниң һәр бири һәдийә кәлтүрүп, булапка, зирә-һалқа, үзүк, зуннар-биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни елип кәлди; алтунни «көтәрмә һәдийә» қилип берәй дегәнләрниң һәр бири уни Пәрвәрдигарға сунди. □ «Улар әрләрму, аялларму келип,...» — яки «Әр кишиләр аял кишиләргә әгишип,...». 23 Кимдә көк, сөсүн, қизил жип билән ақ канап рәхт, өшкә тивити, қизил боялған қочқар териси вә делфин териси болса, шуларни елип келишти. 24 Күмүч я мистин көтәрмә һәдийә кәлтүрәй дегәнләрниң һәр бири шуни Пәрвәрдигарға һәдийә қилип сунди. Кимдә чедирниң хизмитидә ишлитилидиған һәр хил сәрәмҗанларға яриғидәк акатсийә яғичи болса, уни елип кәлди.
25 Қоли чевәр аялларниң һәр бири өз қоллири билән егирип, шу егиргән жип вә рәхтләрни, йәни көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхтләрни кәлтүрди, □ «қоли чевәр» — ибраний тилида «көңли дана». ■ Пәнд. 31:19 26 Шуниңдәк көңли қозғалған аялларниң һәммиси һүнирини ишлитип өшкә тивитидин жип егиришти.
27 Әмирләр әфод вә қошенға орнитилидиған һеқиқлар вә яқутларни, 28 дора-дәрмәкләрни, чираққа вә мәсиһләш мейиға ишлитилидиған зәйтун мейини, хушбуйға ишлитилидиған есил дора-дәрмәкләрни кәлтүрди. ■ Мис. 25:6 29 Шу тәриқидә Исраиллар Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруған ишларниң һәр қайсиға бир нәрсә беришкә көңли тартқан болса, әр болсун аял болсун һәр бири шуни елип келип, Пәрвәрдигарға атап ихтиярий һәдийә бәрди.
Ибадәт чедирини Ясиғучи һүнәрвәнләр
30 Андин Муса Исраилларға мундақ деди: —
«Мана, Пәрвәрдигар Йәһуда қәбилисидин хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирип, □ «исмини атап чақирип,...» — бу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң.
«Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида». ■ Мис. 31:2 31 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип, ■ Мис. 31:3 32 уни түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған — алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған, ■ Мис. 31:4 33 яқутларни кесип-оялайдиған, зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилди. ■ Мис. 31:5 34 У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә башқиларға һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип, 35 уларниң көңүллирини даналиқ-һекмәт билән толдуруп, уларни һәр хил нәққашлиқ-оймичилиқ ишлириға маһир қилип, көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхт билән кәштичилик қилишқа һәмдә бапкарлиққа иқтидарлиқ қилди. Шуниң билән улар һәр хил һүнәр ишлириниң вә һәр хил лайиһиләш ишлириниң һөддисидин чиқалайдиған болди. ■ Мис. 26:1
«Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида». ■ Мис. 31:2 31 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип, ■ Мис. 31:3 32 уни түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған — алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған, ■ Мис. 31:4 33 яқутларни кесип-оялайдиған, зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилди. ■ Мис. 31:5 34 У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә башқиларға һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип, 35 уларниң көңүллирини даналиқ-һекмәт билән толдуруп, уларни һәр хил нәққашлиқ-оймичилиқ ишлириға маһир қилип, көк, сөсүн вә қизил жип билән ақ канап рәхт билән кәштичилик қилишқа һәмдә бапкарлиққа иқтидарлиқ қилди. Шуниң билән улар һәр хил һүнәр ишлириниң вә һәр хил лайиһиләш ишлириниң һөддисидин чиқалайдиған болди. ■ Мис. 26:1
■35:1 Мис.34:32
■35:2 Мис. 20:8; 31:15; Лав. 23:3; Қан. 5:12; Луқа 13:14
□35:10 «маһир устилар» — ибраний тилида «көңли даналар».
■35:13 Мис. 25:23, 30
■35:15 Мис. 26:36; 30:1; 31:11
□35:19 «тоқулидиған кийимләр» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири».
■35:19 Мис. 28; 31:10
□35:22 «Улар әрләрму, аялларму келип,...» — яки «Әр кишиләр аял кишиләргә әгишип,...».
□35:25 «қоли чевәр» — ибраний тилида «көңли дана».
□35:30 «исмини атап чақирип,...» — бу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң. «Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида».