17
Қорам таштин чиққан су
1 Андин пүткүл Исраил җамаити қопуп, Син чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә сәпәр қилип, Рәфидим дегән йәргә келип чедирлирини тикти. Амма у йәрдә хәлиққә ичкили су йоқ еди.
2 Шуниң билән хәлиқ Муса билән җедәллишип: — Бизгә ичкили су бәргин! — деди. Лекин Муса уларға: — Немишкә мениң билән җедәллишисиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр? — деди.
■ 3 Лекин хәлиқ чаңқап, су тәләп қилип, Мусадин ағринип ғотулдишип: — Сән немишкә бизни, балилиримизни вә мелимизни уссузлуқ билән өлтүрүшкә Мисирдин елип кәлдиң? — деди. 4 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға пәряд көтирип: — Бу хәлиқни қандақ қилсам болар?! Улар һелила мени чалма-кесәк қилиши мүмкин! — деди.
5 Пәрвәрдигар Мусаға җававән: — Сән Исраилниң ақсақаллиридин бир нәччисини өзүң билән биллә елип чиқип,
Нил дәриясиниң сүйини урғиниңда ишләткән һасаңни қолуңға елип хәлиқниң алдиға барғин;
■ 6 Мана, Мән шу йәрдә, Һорәб теғидики қорам ташниң үстидә сениң алдиңда туримән; сән қорам ташни урғин. Буниң билән униңдин хәлиққә ичкили су чиқиду, — деди.
Муса Исраилниң ақсақаллириниң көз алдида шундақ қилди.
□ ■ 7 Муса Исраилларниң җедәлләшкини вә уларниң «Пәрвәрдигар аримизда зади барму-йоқму?» дейишип Пәрвәрдигарни синиғини үчүн, у йәрни «Массаһ» вә «Мәрибаһ» дәп атиди.
□
Амаләкләр билән җәң қилиш
8 Шу чағда Амаләкләр келип Рәфидимдә Исраилға һуҗум қилди.
■ 9 Муса Йәшуаға: Сән өзимиздин Амаләк билән җәң қилишқа адәм таллиғин. Мән әтә Худаниң һасисини қолумға елип дөңниң чоққисида туруп туримән, деди.
□ 10 Йәшуа Муса буйруғинидәк қилип, Амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хур дөңниң чоққисиға чиқти.
11 Шундақ болдики, Муса қолини көтирип турса, Исраил ғалип келәтти, лекин у қоллирини пәскә чүшүрүп турса, Амаләк ғалип келәтти.
12 Мусаниң қоллири еғирлишип кәтти; улар бир ташни елип келип униң астиға қойди; у униң үстидә олтарди; андин Һарун билән Хур бири бир тәрипидә, бири йәнә бир тәрипидә униң қоллирини йөләп турди; бу тәриқидә униң қоллири таки күн патқичә мәзмут турди.
13 Шундақ қилип, Йәшуа Амаләк вә униң хәлқини қиличлап набут қилди.
□ 14 Пәрвәрдигар Мусаға: — Бир әслимә болсун дәп бу ишларни бир китапқа йезип қалдурғин, шундақла шуларни Йәшуаниң қулақлириға оқуп бәр; чүнки Мән Амаләкниң намини асманларниң астидин, һәтта адәмләрниң есидинму мутләқ өчүрүветимән, деди.
■ 15 Андин Муса бир қурбангаһни ясап, намини «Пәрвәрдигар туғумдур» дәп атиди
□ 16 вә Муса: — Яһниң тәхти алдида бир қол көтирилип: — «Пәрвәрдигар әвлаттин әвлатқичә Амаләккә қарши җәң қилиду» дейилгән еди, — деди.
□ ■