□11:1 «Нанлириңни суларға әвәт... уни қайтидин таписән» — бу айәт бәлким деңиз содисини көрситиши мүмкин; тәвәккүлчилиң қанчә чоң болса, пайдисиму шунчә көп болиду; гәпниң йәнә һәр хил көчмә мәнилири болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Нениңни сулар (деңизлар) үстигә ташла».
□11:2 «Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән» — бәзи алимлар, бу айәтму сода-тиҗарәтни көрситиду, дәп қарайду. Шуниңдәк униң бир нәччә көчмә мәнилириму болса керәк.
□11:5 «шамалниң йоли...» — ибраний тилида «шамал» вә «роһ» бир сөз болуп, Сулайман мошу айәттә һамилиниң балиятқуда апиридә болидиғанлиғи, өсидиғанлиғиниң һәммиси Худаниң Роһи арқилиқ болидиғанлиғини пуритип көрситиду (Инҗил, «Юһ.» 3:1-8ниму көрүң).