3
Һаят пәсиллири
Һәр бир ишниң мувапиқ пәсли бар, асманлар астидики һәммә арзуниң өз вақтиму бар; «Һәр бир ишниң мувапиқ пәсли бар, ... һәммә арзуниң өз вақтиму бар» — оқурмәнләр ишларниң «өз пәсли» яки «өз вақти» дегәнниң «Худа бекиткән вақит»ни яки болмиса пәқәт «мувапиқ, тоғра кәлгән вақит»ни көрситидиғанлиғини пәриқ етиши керәк.
Туғулушниң бир вақти бар, өлүшниңму бир вақти бар;
Тикиш вақти бар, тикилгәнни сөкүш вақти бар;
Өлтүрүш вақти бар, сақайтиш вақти бар;
Бузуш вақти бар, қуруш вақти бар;
Жиғлаш вақти бар, күлүш вақти бар;
Матәм тутуш вақти бар, уссул ойнаш вақти бар;
Ташларни чөриветиш вақти бар, ташларни жиғип-топлаш вақти бар;
Қучағлаш вақти бар, қучағлаштин өзини тартиш вақти бар; 1Кор. 7:5
Издәш вақти бар, йоқалди дәп ваз кечиш вақтиму бар;
Житиш вақти бар, тикиш вақти бар;
Сүкүт қелиш вақти бар, сөз қилиш вақти бар;
Сөйүш вақти бар, нәпрәтлиниш вақти бар;
Уруш вақти бар, течлиқ вақти бар.
 
Инсан Худа бекиткән вақит-пәсилләрни билмәйду
Ишлигән өз ишлигинидин немә пайда алиду? Топ. 1:3 10 Мән Худа инсан балилириға жүклигән, ишләп җапа тартиш керәк болған ишни көргәнмән. 11 У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән; у йәнә мәңгүлүкни инсанларниң көңлигә салған; шуңа, инсан Худаниң өз һаятиға баштин ахирғичә немини бекиткәнлигини билип йәтмәстур. «У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән...» — бу айәт интайин муһим. Худа инсанларға, көңлидә һаятиниң мәңгүлүк әһмийитини сезишни ата қилған. Бирақ өз гуналири түпәйлидин, инсанлар буниң әһмийитиниң зади немә екәнлигини, Худаниң өзлири үчүн бекиткән планиниң вақти-саатлирини билип йәтмәйду. «Қошумчә сөз»имиздә униң үстидә тохтилимиз.
12 Инсанларға һаятида шатлиниш вә яхшилиқ қилиштин башқа әвзәл иш йоқ екән дәп билип йәттим. 13 Шундақла йәнә, һәр бир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һозур елиши, мана бу Худаниң соғисидур.
14 Худаниң қилғанлириниң һәммиси болса, мәңгүлүк болиду, дәп билимән; униңға һеч нәрсини қошушқа вә униңдин һеч нәрсини еливетишкә болмайду; Худаниң уларни қилғанлириниң сәвәви инсанни Өзидин әйминдүрүштур. 15 Һазир болғанлири өткәндиму болғандур; кәлгүсидә болидиған иш аллиқачан болғандур; Худа өткән ишларни сорайду. «Худа өткән ишларни сорайду» — «сорайду» дегәнниң ибраний тилидики башқа мәнаси «издәйду». «Өткән ишларни сорайду» дегәнниң мәнаси: «Худа өткән ишларни сүрүштүрүп адәмләрдин һесап алиду» дегәнлик болса керәк.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа өткән ишларни йәнә болғузиду».
 
Адаләтсиз ишлар
16 Мән қуяш астида йәнә шу ишни көрдүмки — сорақ орнида, шу йәрдә һелиһәм рәзиллик туриду; һәққанийлиқ туруш керәк болған җайда, мана рәзиллик туриду! 17 Мән көңлүмдә: «Худа һәққаний һәм рәзил адәмни сораққа тартиду; чүнки һәр бир арзу-мәхсәт вә һәр бир ишниң өз вақти бар» — дедим.
18 Мән көңлүмдә: — Бундақ болуши инсан балилириниң сәвәвидиндур; Худа уларни синимақчи, бу ишлар улар өзлириниң пәқәт һайванларға охшаш екәнлигини көрүши үчүн болған, дәп ойлидим. 19 Чүнки инсан балилириниң бешиға келидиғини һайванларғиму келиду, уларниң көридиғини охшаш болиду. Улардин алдинқиси қандақ өлгән болса, кейинкисиму шундақ өлиду, уларда охшашла бирла нәпәс бардур. Инсанниң һайванлардин һеч артуқчилиғи йоқ; чүнки һәммә иш бимәниликтур. 20 Уларниң һәммиси бир җайға бариду; һәммиси топа-чаңдин чиққан, һәммиси топа-чаңға қайтиду. Яр. 3:19 21 Ким адәм балилириниң роһини билиду? У жуқуриға чиқамду, буни ким билиду? Һайванларниң роһи, у йәр тегигә чүшәмду, ким билиду?
22 Шуниң билән мән инсанниң өз әҗридин һозурлинишидин артуқ иш йоқтур, дәп көрдум; чүнки мана, бу униң несивисидур; чүнки уни өзидин кейин болидиған ишларни көрүшкә ким елип келиду?
 
 

3:1 «Һәр бир ишниң мувапиқ пәсли бар, ... һәммә арзуниң өз вақтиму бар» — оқурмәнләр ишларниң «өз пәсли» яки «өз вақти» дегәнниң «Худа бекиткән вақит»ни яки болмиса пәқәт «мувапиқ, тоғра кәлгән вақит»ни көрситидиғанлиғини пәриқ етиши керәк.

3:5 1Кор. 7:5

3:9 Топ. 1:3

3:11 «У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән...» — бу айәт интайин муһим. Худа инсанларға, көңлидә һаятиниң мәңгүлүк әһмийитини сезишни ата қилған. Бирақ өз гуналири түпәйлидин, инсанлар буниң әһмийитиниң зади немә екәнлигини, Худаниң өзлири үчүн бекиткән планиниң вақти-саатлирини билип йәтмәйду. «Қошумчә сөз»имиздә униң үстидә тохтилимиз.

3:15 «Худа өткән ишларни сорайду» — «сорайду» дегәнниң ибраний тилидики башқа мәнаси «издәйду». «Өткән ишларни сорайду» дегәнниң мәнаси: «Худа өткән ишларни сүрүштүрүп адәмләрдин һесап алиду» дегәнлик болса керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худа өткән ишларни йәнә болғузиду».

3:20 Яр. 3:19