Пүткүл айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: ««Ло-дәбар шәһирини елип шатланған едуқ, Карнаим шәһириниму өз күчимизгә тайинип алдуққу?» — дегәнсиләр». 14 Чүнки мана, и Исраил җәмәти,
□6:2 «булар силәрниң икки падишалиғиңлардин әвзәлму?» — «икки падишалиқ» — биринчиси шималий падишалиқ — Исраил, пайтәхти Самарийә; иккинчиси җәнубий падишалиқ — Йәһуда, пайтәхти Йерусалим. «Силер хәлиққә:... махтинип сөзләйсиләр» дегән сөзләр әслидики тексттә йоқ. Бу айәттә айдиңлаштурушқа тегишлик бир мәсилә бар: — айәттики сөзләрни Амос ейтқанму яки Самарийәдики әмирләр Самарийәниң бехәтәрлиги тоғрилиқ махтинип ейтқанму? Бизниңчә Самарийәдики әмирләр ейтқан болуши керәк; чүнки әгәр пәйғәмбәр агаһландуруш тәризидә сориған болса, соалниң әксичә сориған болатти, — Йәни «Бу шәһәрләр силәрниң икки падишалиғиңлардин аҗизму?» дәп сориған болатти. Шуңа бу сөзләрни қоштуқ. Бу үч шәһәрниң һәммиси дүшмәнниң һуҗумиға дуч келип, андин ғулиған болса керәк — бирақ һазирғичә бу ишлар тоғрилиқ тарихий хатириләр йоқ.
□6:7 «Шуңа улар тунҗа әсиргә чүшкәнләр арисида әсиргә елиниду; керилип ятқанларниң әйш-ишрити ахирлишиду» — тарихий мәлуматлардин қариғанда, Асурийә империйәси мәлум бир жутқа таҗавуз қилғанда, авал шу жуттики мөтивәрләрни әсир қилип епкетиш адити бар еди.
□6:9 «Бир өйдә он адәм болуп қалса, бу онәйләнму өлиду» — 5:3ни көрүң.
□6:10 «мәлум бир өлгүчиниң туққини...» — ибраний тилида «мәлум бир өлгүчиниң тағиси...». «... Җәситини көйдүрүшкә мәсъул киши устиханларни көтирип өйдин чиқиветип, өй ичидики йәнә бирисидин: — «қешиңда йәнә бириси барму?» дәп сориса, у «йоқ» дәйду, андин туққини йәнә: «сүкүт! Пәрвәрдигарниң намини тилға елишимизға болмайду!» — дәйду» — Йәһудий хәлқи адәттә җәсәтләрни көмиду, «җәсәтни көйдүрүш»ни өч көриду. «Җәситини күйдүрүш» дегән иш уларниң бешиға наһайити еғир апәт чүшидиғанлиғини көрситиду; шуниң билән уларниң җәсәтләрни көмүшкә қәтъий вақти чиқмайду, демәкчи. Шуңа бу бешарәт Самарийәниң наһайити җидди, бечарә әһвалға чүшидиғанлиғини көрситиду. Униң үстигә, җәсәт өйдә узунғичә турған — һазир пәқәт «устиханлар»ла қалған. Һаят қалған кишиләр шундақ қорқидуки, улар Пәрвәрдигарниң намини ейтишқиму петиналмайдиған болуп қалиду. Қизиқ бир иш шуки, узундин тартип, болупму Йерусалимниң Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейинки вәйран қилинишидин кейин, Йәһудийлар «Яһвәһ» (Пәрвәрдигар) дегән исимни ишлитишкә петиналмайду.
□6:11 «Пәрвәрдигар... чоң өйни парә-парә қиливетиду, кичик өйниму чак-чекидин йерип чеқиветиду» — һаким-һөкүмдарларниң, әмәлдарларниң гуналири һаман башқиларни өз гуналириға четилдуруп қойиду; шу вәҗидин «кичик өйләр»му җазаға учрап кетиду.
□6:12 «...адаләтни өт сүйигә, һәққанийлиқни әмәнгә айландурғансиләр» — мошу ибариниң мәнаси 5-бап, 7-айәтниң мәнасигә охшаштур.
□6:13 «Йоқ бир нәрсә» — бизниңчә, шүбһисизки, уларниң бутлирини көрситиду. Пүткүл айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: ««Ло-дәбар шәһирини елип шатланған едуқ, Карнаим шәһириниму өз күчимизгә тайинип алдуққу?» — дегәнсиләр».
□6:14 «Мән силәр билән қаршилишидиған бир әлни турғузимән» — «бир әл» Асурийә империйәсини көрситиду.