33
Манассәһ сәлтәнәт қилиду; униң рәзил ишлири
2Пад. 21:1-18
Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди. У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. У атиси Һәзәкия чеқип ташлиған «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалларға атап қурбангаһларни салдуруп, ашәраһ мәбудларни ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди. «асмандики нурғунлиған ай-юлтузлар» — яки «асманниң қошуни», йәни асмандики нурғунлиған ай-юлтузларни көрситиду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәлким асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң). У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: «Йерусалимда Мениң намим мәңгү қалиду» дегән еди. У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти. «асманниң қошуни» — мошу йәрдә қуяш, ай вә юлтузларни көрситиду. У Бән-Һинномниң җилғисида өз балилирини оттин өткүзди; җадугәрчилик, палчилиқ вә дәмидичилик ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип Униң ғәзивини қозғиди. «Бән-Һинномниң җилғиси» — йәни «Һинномниң оғлиниң җилғиси». «Йәшуа» 8:29ни көрүң. Бу җилға әсли «Ге-Һинном» дәп атилатти (әрәбчә «җәһәннәм»). «...балилирини оттин өткүзүш» — бәлким «инсаний қурбанлиқ»ни көрситиши мүмкин. У ясатқан ойма мәбудни Худаниң өйигә тиклиди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән; Әгәр Исраил пәқәт Мән Мусаниң вастиси билән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни барлиқ қанун, бәлгүлимиләр вә һөкүмләргә мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға бекиткән бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән» — дегән еди.
Лекин Манассәһ Йәһудаларни вә Йерусалимдикиләрни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрниң қилғинидинму ашуруп рәзиллик қилатти. 10 Пәрвәрдигар Манассәһ вә униң хәлқигә агаһландуруп сөзлигән болсиму, лекин улар қулақ салмиди.
11 Шу сәвәптин Пәрвәрдигар Асурийә падишасиниң қошунидики сәрдарларни уларниң үстигә һуҗумға салдурди. Улар Манассәһни илмәк билән елип, мис зәнҗир билән бағлап Бабилға әкәлди. «улар Манассәһни илмәк билән елип...» — Асурийә падишалири тутқунларни харлаш үчүн илмәкләрни бурнидин өткүзүп йетиләйтти. «Йәш.» 37:29 вә «Һаб.» 1:15 билән селиштуруң. 12 Манассәһ мошундақ азапқа чүшкәндә Худаси Пәрвәрдигарға ялвуруп, ата-бовилириниң Худаси алдида өзини бәк төвән тутти. 13 У дуа қиливиди, Пәрвәрдигар униң дуасиға қулақ селип, тилигини қобул қилип, уни Йерусалимға қайтуруп, падишалиғиға қайтидин егә қилди. Манассәһ шу чағдила Пәрвәрдигарниңла Худа екәнлигини билип йәтти.
14 Бу ишлардин кейин Манассәһ «Давут шәһири»ниң сиртиға, җилға оттурисидики Гиһонниң күнпетиш тәрипидин таки Белиқ дәрвазиси ағзиғичә, Офәлни чөридәп сепил ясатти вә уни наһайити егиз қилди; Йәһуданиң һәр қайси қорғанлиқ шәһәрлиридә қошун сәрдарлирини тайинлиди. 15 У йәнә Пәрвәрдигар өйидин ят әлликләрниң мәбудлири билән өзи қойған бутни, өзи Пәрвәрдигар өйиниң теғи билән Йерусалимда ясатқузған барлиқ қурбангаһларни еливетип, шәһәр сиртиға ташлатқузивәтти. 16  Манассәһ Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин тиклитип, қурбангаһқа енақлиқ қурбанлиғи билән тәшәккүр қурбанлиқлирини сунди вә Йәһудаларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң хизмитигә киришни буйруди. 17 Шундақтиму, хәлиқ қурбанлиқни йәнила «жуқури җайлар»да өткүзәтти; лекин уларниң қурбанлиқлири өзлириниң Худаси Пәрвәрдигарғила сунулатти. 18 Манассәһниң қалған ишлири, җүмлидин униң Худасиға қилған дуаси вә алдин көргүчиләрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намида униңға ейтқан гәплири болса, мана улар «Исраилниң падишалириниң хатирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. 19 Униң дуаси, Худаниң униң тиләклирини қандақ иҗабәт қилғанлиғи, униң өзини төвән қилишидин илгири қилған барлиқ гунайи вә вапасизлиғи, шундақла униң қәйәрдә «жуқури җайлар» салдурғанлиғи, Ашәраһ мәбудлири һәм ойма мәбудларни тиклигәнлиги болса, мана һәммиси «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» пүтүлгәндур. «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» — яки «Һозайниң хатирилиридә». 20 Манассәһ ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни өз ордисиға дәпнә қилди; оғли Амон орниға падиша болди.
 
Амон сәлтәнәт қилиду
2Пад. 21:19-26
21 Амон тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди. 22 У атиси Манассәһ қилғинидәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. У атиси Манассәһ ясатқан барлиқ ойма мәбудларға қурбанлиқ сунди вә уларниң қуллуғиға кирди. 23 У өзини Пәрвәрдигар алдида атиси Манассәһ өзини төвән тутқандәк төвән тутмиди; бу Амонниң болса гуна-қәбиһликлири барғансери ешип барди. 24 Кейин униң хизмәткарлири уни қәстләп өз ордисида өлтүрүвәтти. 25 Лекин Йәһуда зиминидикиләр Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.
 
 

33:3 «асмандики нурғунлиған ай-юлтузлар» — яки «асманниң қошуни», йәни асмандики нурғунлиған ай-юлтузларни көрситиду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәлким асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң).

33:5 «асманниң қошуни» — мошу йәрдә қуяш, ай вә юлтузларни көрситиду.

33:6 «Бән-Һинномниң җилғиси» — йәни «Һинномниң оғлиниң җилғиси». «Йәшуа» 8:29ни көрүң. Бу җилға әсли «Ге-Һинном» дәп атилатти (әрәбчә «җәһәннәм»). «...балилирини оттин өткүзүш» — бәлким «инсаний қурбанлиқ»ни көрситиши мүмкин.

33:11 «улар Манассәһни илмәк билән елип...» — Асурийә падишалири тутқунларни харлаш үчүн илмәкләрни бурнидин өткүзүп йетиләйтти. «Йәш.» 37:29 вә «Һаб.» 1:15 билән селиштуруң.

33:19 «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» — яки «Һозайниң хатирилиридә».