13
Давутниң қизи Тамар зиянкәшликкә учрайду
1 Давутниң оғли Абшаломниң Тамар дегән чирайлиқ бир сиңлиси бар еди. Бу ишлардин кейин, Давутниң оғли Амнон униңға ашиқ болуп қалди. 2 Амнон сиңлиси Тамарниң ишқида шунчә дәрд тарттики, у кесәл болуп қалди. Амма Тамар техи қиз еди; шуниң билән Амнонға уни бир иш қилиш мүмкин болмайдиғандәк көрүнди.
3 Лекин Амнонниң Йонадаб исимлиқ бир дости бар еди. У Давутниң акиси Шимеаһниң оғли еди. Бу Йонадаб толиму һейлигәр бир киши еди.
4 У Амнонға: Сән падишаниң оғли туруп, немишкә күндин күнгә бундақ җүдәп кетисән? Қени, маңа ейтип бәр, деди. Амнон униңға: Мән иним Абшаломниң сиңлиси Тамарға ашиқ болдум, деди.
□ 5 Йонадаб униңға: Сән ағрип орун тутуп, йетип қалған болувал; атаң сени көргили кәлгәндә униңға: Сиңлим Тамар келип маңа тамақ бәрсун; униң тамақ әткинини көрүшүм үчүн, алдимда тамақ етип бәрсун, мән униң қолидин тамақ йәй, дәп ейтқин, деди.
6 Шуниң билән Амнон йетивелип өзини кесәл көрсәтти. Падиша уни көргили кәлгәндә, Амнон падишаға: Өтүнимән, сиңлим Тамар бу йәргә келип, маңа икки қотурмач тәйяр қилип бәрсун, андин мән униң қолидин елип йәй, деди.
7 Шуниң билән Давут ордисиға адәм әвәтип Тамарға: Сәндин өтүнимәнки, акаң Амнонниң өйигә берип, униңға йегидәк бир немә тәйярлап бәргин, дәп ейтти.
8 Тамар Амнонниң өйигә барди; у ятқан еди. У ун елип жуғуруп, қотурмачларни көз алдида әтти.
9 Андин у қотурмачни қазандин елип, униң алдиға қойди. Лекин у йигили унимиди; у: — Һәммә адәм мениң қешимдин чиқип кәтсун, деди. Шуниң билән һәммә кишиләр униң қешидин чиқип кәтти.
10 Андин Амнон Тамарға: Таамни ичкирики һуҗриға елип киргин, андин қолуңдин елип йәймән, — деди. Тамар өзи әткән қотурмачни ичкирики һуҗриға, акиси Амнонниң қешиға елип кирди.
11 Тамар уларни униңға йегүзүп қоймақчи болувиди, у уни тутувелип: И сиңлим, кәл! Мән билән ятқин! деди.
12 Лекин у униңға җавап берип: Яқ, и ака, мени номусқа қоймиғин! Исраилда бундақ иш йоқ! Сән бундақ пәскәшлик қилмиғин! 13 Мән бу шәрмәндичиликни қандақму көтирип жүрәләймән?! Сән болсаң Исраилниң арисидики ахмақлардин болуп қалисән. Өтүнүп қалай, пәқәт падишаға десәңла, у мени саңа тәвә болуштин тосимайду, — деди.
14 Лекин у униң сөзигә қулақ салмиди. У униңдин күчлүк келип, уни зорлап аяқ асти қилип униң билән ятти.
15 Андин Амнон униңға интайин қаттиқ нәпрәтләнди; униң униңға болған нәприти униңға болған әслидики муһәббитидин зиядә болди. Амнон униңға: Қопуп, йоқал! — деди.
16 Тамар униңға: Яқ! Мени һайдиған гунайиң сән һели маңа қилған шу иштин бәттәрдур, деди. Лекин Амнон униңға қулақ салмиди,
17 бәлки хизмитидики яш жигитни чақирип: Бу
хотунни маңа чаплаштурмай, сиртқа чиқиривәт, андин ишикни тақап қой, деди.
□ 18 Тамар толиму рәңдар бир көйнәк кийгән еди; чүнки падишаниң техи ятлиқ болмиған қизлири шундақ кийим кийәтти. Амнонниң хизмәткари уни қоғлап чиқирип, ишикни тақивалди. 19 Тамар бешиға күл чечип, кийгән рәңдар көйнигини житип, қолини бешиға қоюп жиғлиған пети кетивататти. 20 Акиси Абшалом униңға: Акаң Амнон сән билән яттиму? Һазирчә җим турғин, сиңлим. У сениң акаң әмәсму? Бу ишни көңлүггә алмиғин, — деди. Тамар акиси Абшаломниң өйидә көңли сунуқ һалда туруп қалди.
21 Давут падишаму болған барлиқ ишларни аңлап интайин аччиқланди.
22 Абшалом болса Амнонға я яхши, я яман һеч гәп қилмиди. Чүнки Абшалом сиңлиси Тамарни Амнонниң хорлиғанлиғидин уни өч көрәтти.
Абшалом Амнонни өлтүриду
23 Толуқ икки жил өтүп, Әфраимға йеқин Баал-Һазорда Абшаломниң қирқиғучилири қойлирини қирқивататти; у падишаниң һәммә оғуллирини тәклип қилди.
□ 24 Абшалом падишаниң қешиға келип: Мана қуллири қойлирини қирқитиватиду, падиша вә хизмәткарлириниң силиниң қуллири билән биллә беришини өтүнимән, — деди.
25 Падиша Абшаломға: Яқ, оғлум, биз һәммимиз бармайли, саңа еғирчилиқ чүшүп қалмисун, — деди. Абшалом шунчә десиму, у барғили унимиди, бәлки униңға амәт тилиди.
26 Лекин Абшалом: Әгәр беришқа унимисила, акам Амнонни биз билән барғили қойсила, — деди.
Падиша униңдин: Немишкә у сениң билән бариду?» — дәп сориди.
□ 27 Амма Абшалом уни көп зорлиғини үчүн у Амнонниң, шундақла падишаниң һәммә оғуллириниң униң билән биллә беришиға қошулди.
28 Абшалом өз ғуламлириға буйруп: Сәгәк туруңлар, Амнон шарап ичип хуш кәйп болғанда, мән силәргә Амнонни уруңлар десәм, уни дәрһал өлтүрүңлар. Қорқмаңлар! Буларни силәргә буйруғучи мән әмәсму? Җүръәтлик болуп батурлуқ көрситиңлар — деди.
29 Шуниң билән Абшаломниң ғуламлири Амнонға Абшалом өзи буйруғандәк қилди. Шуан падишаниң һәммә оғуллири қопуп, һәр бири өз қечириға минип қачти. 30 Шундақ болдики, улар техи йолда қечип кетиватқанда, «Абшалом падишаниң һәммә оғуллирини өлтүрди. Уларниң һеч бири қалмиди» дегән хәвәр Давутқа йәткүзүлди.
31 Падиша қопуп кийимлирини житип йәрдә дүм ятти; униң һәммә қул-хизмәткарлири болса кийимлири житиқ һалда йенида туратти.
■ 32 Амма Давутниң акиси Шимеаһниң оғли Йонадаб униңға: — Ғоҗам, улар падишаниң оғуллири болған һәммә жигитләрни өлтүрди, дәп хиял қилмисила. Чүнки пәқәт Амнон өлди; у иш Амнонниң Абшаломниң сиңлиси Тамарни хар қилған күндин башлап Абшаломниң ағзидин чиқармиған нийити еди.
33 Әнди ғоҗам падиша «Падишаһниң һәммә оғуллири өлди» дегән ойда болуп көңүллирини беарам қилмисила. Чүнки пәқәт Амнонла өлди — деди.
34 Абшалом болса қечип кәткән еди.
Йерусалимдики күзәтчи ғулам қаривиди, мана, ғәрип тәрипидин тағниң йенидики йол билән нурғун адәмләр келивататти.
□ 35 Йонадаб падишаға: Мана, падишаниң оғуллири кәлди. Дәл қуллири дегәндәк болди — деди.
36 Сөзини түгитип туривиди, падишаниң оғуллири келип қаттиқ жиға-зерә қилди. Падиша билән хизмәткарлириму қаттиқ жиғлашти.
37 Лекин Абшалом болса Гәшурниң падишаси, Аммиһудниң оғли Талмайниң қешиға барди. Давут оғли үчүн һәр күни һаза тутуп қайғурди.
□ 38 Абшалом қечип, Гәшурға берип у йәрдә үч жил турди.
39 Давут падишаниң қәлби Абшаломниң йениға беришқа интизар болди; чүнки у Амнонға нисбәтән тәсәлли тапқан еди, чүнки у өлгән еди.
□