93
93-күй •••• Интиқам алғучи Худа адил сотлисун!
1 И итиқамлар алғучи Тәңри, Пәрвәрдигар!
И интиқамлар алғучи Тәңри, парлиғайсән!
2 Көтирилгин, Өзүңни көтәргин, и җаһанни Сорақ Қилғучи,
Мәғрурларға җазасини бәргин!
3 Қачанғичә рәзилләр, и Пәрвәрдигар,
Қачанғичә рәзилләр тәнтәнә қилип жүривериду?
4 Қачанғичә һакавурларчә сөзләп валақшийду,
Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси йоған гәп қилип жүриду?
5 Улар хәлқиңни езиду, и Пәрвәрдигар,
Сениң мирасиңға җәбир-җапа салмақта.
6 Тул аял вә ғерип-мусапирларни қирип,
Йетим-йесирләрни өлтүрүп: —
7 «Яһ көрмәйду»,
«Яқупниң Худаси көңүл бөлмәйду», — дәйду.■ Зәб. 9:32,34; 58:8
8 Силәр көңүл қоюңлар, и әлниң һамақәтлири!
Ахмақлар, қачан дана болисиләр?■ Зәб. 91:7; Пәнд. 12:1
9 Қулақни тиклигүчиниң Өзи аңлимамду?
Көзни Ясиғучиниң Өзи көрмәмду?■ Мис. 4:11
10 Әлләрни тәрбийилигүчи,
Инсанға әқил-билим үгәткүчиниң Өзи адәмни әйиплимәмду?
11 Пәрвәрдигар инсанниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду.■ 1Кор. 3:20
12 Сән тәрбийилигән адәм бәхитликтур, и Яһ,
Йәни Сән Тәврат-қанунуңдин әқил үгитидиған киши бәхитликтур!
13 Шундақ қилип, таки пасиқлар үчүн орәк коланғичә —
Сән уни яман күнләрдин хатирҗәм сақлайсән.
14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини тәрк әтмәйду,
Яки Өз мирасидин ваз кәчмәйду.■ 1Сам. 12:22; Рим. 11:1, 2
15 Чүнки һөкүм-пәрман һоқуқи һаман адаләткә қайтиду,
Барлиқ дили дуруслар болса, униң кәйнидин маңиду.□ «Чүнки һөкүм-пәрман һоқуқи һаман адаләткә қайтиду, барлиқ дили дуруслар болса, униң кәйнидин маңиду» — демәк, адил падиша-әмирләр йәнә һоқуқ тутиду, яки һазир һоқуқ тутуватқан падиша товва қилиду; андин дурус адәмләр уларни қоллайду.
16 Мән үчүн яманлар билән қаршилишишқа ким орнидин туриду?
Мән үчүн қәбиһлик қилғучилар билән қаршилишишиқа ким мәйданға чиқиду?
17 Әгәр Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болмиған болса,
Җеним балдур чиқип сүкүт диярида ятар еди.□ «сүкүт дияри» — өлүмни көрситиду.
18 Айиғим путлишай дегинидә,
Өзгәрмәс муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мени йөлиди.
19 Ичимдики көплигән ғәм-әндишиләр арисида,
Сениң тәсәллилириң җенимни сөйүндүрди.
20 Инсапсизлиқни қанунға айландуридиған,
Ач көз олтарған бир тәхт,
Сән билән алақидә боламду?
21 Улар һәққанийларниң җениға һуҗум қилишқа жиғилиду,
Бигуна қанни төкидиған һөкүмләрни чиқармақта.
22 Бирақ Пәрвәрдигар мениң егиз қорғиним болиду;
Һә, мениң Худайим панаһ Қорам Тешимдур.
23 У уларниң қәбиһлигини өз бешиға салиду,
Уларниң өз явузлуқлири билән уларни үзүп ташлайду,
Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Худайимиз уларни үзүп ташлар.
■93:14 1Сам. 12:22; Рим. 11:1, 2
□93:15 «Чүнки һөкүм-пәрман һоқуқи һаман адаләткә қайтиду, барлиқ дили дуруслар болса, униң кәйнидин маңиду» — демәк, адил падиша-әмирләр йәнә һоқуқ тутиду, яки һазир һоқуқ тутуватқан падиша товва қилиду; андин дурус адәмләр уларни қоллайду.
□93:17 «сүкүт дияри» — өлүмни көрситиду.