□81:1 «Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — бизниңчә, бу мәҗлискә қатнашқан «илаһлар»ниң Худаниң хәлқигә сотчи болған яки Өз хәлқи арисида һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләр екәнлиги төвәндики айәтләрдин көрүлиду. Мәлум җәһәтләрдин, улар Худадәк адәмләр үстидин һөкүм чиқириду; шуниң үчүн улар бу мәсъулийәтниң еғирлиғини убдан чүшиниши керәк. «у илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — башқа шәрһчиләр болса «илаһлар» дегәнни йәр йүзидики падиша-һоқуқдарларни көрситиду, дәп қарайду. Музу шәрһчиләр 6-айәттики «силәр илаһлар» дегәнни кинайилик сөз дәп қарайду; чүнки шу дәвирдики падишалардин көп қисми өзлирини «Худа» дәп қарайтти, хәлқидин өзигә ибадәт қилишини тәләп қилатти. Лекин Рәббимизниң «Юһ.» 10:33-36дә ейтқан шәрһи бойичә, бу сөзләр кинайилик сөз әмәс; шуңа жуқуриқи чүшәндүрүшимиз тоғра, дәп қараймиз.
□81:3 «...житим-йесирларниң дәваси» — ибраний тилида «... атисизларниң дәваси».
□81:7 «Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр» — 1-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.
□81:8 «Сән барлиқ әлләргә варис қилисән» — бу сөз бәлким Мәсиһкә ейтилиши мүмкин.