6
Санбаллатниң қурулушқа тосқунлуқ қилиш сүйқәсти
Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, әрәб болған Гәшәм вә дүшмәнлиримизниң қалған қисми мениң сепилни яңливаштин оңшап чиққанлиғимни, сепилниң әнди бөсүклириниң қалмиғанлиғини аңлап (лекин у чағда мән техи сепил қовуқлириниң қанатлирини орнатмиған едим), Санбаллат билән Гәшәм маңа: — Кәлсила, биз Оно түзләңлигидики Кәфирим кәнтидә көрүшәйли! — дәп адәм әвәтипту. Әмәлийәттә улар маңа қәст қилмақчи екән. «Кәфирим кәнтидә» — яки «кәнтләрниң биридә». Шуңлашқа мән әлчиләрни әвәтип: — Мән улуқ бир иш билән шуғуллиниватқанлиғимдин силәр тәрәпкә чүшмәймән. Мән қандақму силәрниң қешиңларға баримән дәп, ишни ташлап уни тохтитип қояй? — дедим.
Улар уда төрт қетим мошу тәриқидә адәм әвәтти, мән һәр қетим шундақ җавап бәрдим. Андин Санбаллат бәшинчи қетим шу тәриқидә өз хизмәткариға печәтләнмигән хәтни қолиға тутқузуп әвәтипту. Хәттә: «Һәр қайси әлләр арисида мундақ бир гәп тарқилип жүриду, вә Гәшәмму шундақ дәйду: — Сән вә Йәһудалар биргә исян көтәрмәкчи екәнсиләр; шуңа сән сепилниму яңливаштин оңшашқа киришипсән; ейтишларға қариғанда сән өзүңни уларға падиша қилмақчикәнсән. «Гәшәм» — ибраний тилида мошу йәрдә «Гашму» — Гәшәмниң йәнә бир шәкли. Сән йәнә Йерусалимда өзүң тоғрилиқ: «Мана, Йәһудийәдә өзимизниң бир падишасимиз бар!» дәп җар селип тәшвиқ қилишқа бир нәччә пәйғәмбәр қоюпсән. Әнди бу гәпләр сөзсиз падишаниң қулиқиға йетип баян қилиниду. Шуңа, кәлгин, биз бирликтә мәслиһәтлишивалайли» дейилгән екән.
Мән униңға: «Сән ейтқан ишлар һеч қачан қилинған әмәс; булар бәлки өз көңлүңдин ойдуруп чиқарғиниң, халас» дәп җавап қайтурдум. Әмәлийәттә, улар: «Мошундақ қилсақ уларниң қоли мағдурсизлинип, қурулуш иши ада қилинмай қалиду!» дәп ойлап бизни қорқатмақчи еди.
— «Әнди мениң қолумни ишта техиму күчләндүргәйсән!».
 
Ялған пәйғәмбәр Шемаяниң тәһдит селиши
10 Мәһәтабәлниң нәвриси, Делаяниң оғли Шемая өзини өз өйигә қамивалған еди; мән униң өйигә кәлсәм у: — Биз Худаниң өйидә, ибадәтханиниң ичидә көрүшәйли вә ибадәтханиниң дәрваза қанатлирини етип қояйли; чүнки улар сени өлтүргили келиду; шүбһисизки, кечиси келип сени өлтүрмәкчи болди! — деди. «Шемая өзини өз өйигә қамивалған еди — өзини қамивелишниң сәвәви ениқ әмәс; «рәсимий напак» болғанлиғи яки қәсәм ичкәнлиги сәвәп болған болуши мүмкин.
11 Мән: — Маңа охшаш бир адәм қандақму қечип кәтсун? Мәндәк бир адәм җенимни қутқузимән дәп қандақму ибадәтханиға киривалғидәкмән? Мән һәргиз у йәргә киривалмаймән! — дәп җавап бәрдим. 12 Чүнки мән қарисам, униң Худа тәрипидин әвәтилгән әмәс, бәлки Тобия билән Санбаллат тәрипидин сетивелинип, маңа зеян йәткүзмәкчи болуп бу бешарәт бәргәнлигигә көзүм йәтти. 13 Уни сетивелишидики мәхсәт, мени қорқутуп, шуларниң дегинидәк қилғузуп гуна қилдуруштин ибарәт еди. Шундақ қилған болсам, намимни булғап мени қарилашқа шикайәт қилалайдиған болатти. «Шундақ қилған болсам, намимни булғап мени қарилашқа шикайәт қилалайдиған болатти» — Санбаллат вә Тобияниң бу әқли хелә һейлә-микирлик еди. Нәһәмия каһин әмәс; шуңа (1) у ибадәтханиға напак һалда яки еһтиятсизлиқ билән кирсә гуна өткүзүши мүмкин еди; (2) «муқәддәс җай»ниң өзигә киргән болса гунайи техиму еғир болатти; қайсила әһвалда болсун өз хәлқи алдидики нам-абройи чүшкән болатти вә шуниң түпәйлидин қурулуш иши тохтитилған болатти.
14 — «Аһ Худа, Тобия билән Санбаллатни есиңда тутуп, уларниң қилғанлириға яриша өз бешиға яндурғайсән, шундақла мени қорқатмақчи болған аял пәйғәмбәр Ноадия билән башқа пәйғәмбәрләрниңму қилғанлирини өз бешиға яндурғайсән!».
 
Қайта оңшашниң тамамлиниши
15 Елул ейиниң жигирмә бәшинчи күни сепил пүтти, пүтүн қурулушқа әллик икки күн вақит кәтти. 16 Шундақ болдики, дүшмәнлиримиз буниңдин хәвәр тапти вә әтрапимиздики барлиқ әлләр қорқуп кетишти; өз нәзиридә һәйвити бәк чүшүп кәтти вә бу қурулушни Худайимизниң Өзи елип барған иш екәнлигини билип йәтти. 17 Шу күнләрдә Йәһудийәдики мөтивәрләр Тобияға нурғун хәт язди, Тобияму уларға җававән дайим хәт йезип турди. 18 Чүнки Йәһудийәдә Тобияға бағлинип қелип, қәсәм ичкән нурғун кишиләр бар еди; чүнки у Араһниң оғли, Шеканияниң күйоғли еди, һәмдә униң оғли Йоһанан Бәрәкияниң оғли Мәшулламниң қизини хотунлуққа алған еди. 19 Шуниңдәк улар йәнә мениң алдимда пат-пат Тобияниң яхши ишлирини тилға елип қоюшатти һәм мениң гәплиримниму униңға йәткүзүп турушатти; Тобия болса маңа пат-пат тәһдит селип хәт йезип туратти.
 
 

6:2 «Кәфирим кәнтидә» — яки «кәнтләрниң биридә».

6:6 «Гәшәм» — ибраний тилида мошу йәрдә «Гашму» — Гәшәмниң йәнә бир шәкли.

6:10 «Шемая өзини өз өйигә қамивалған еди — өзини қамивелишниң сәвәви ениқ әмәс; «рәсимий напак» болғанлиғи яки қәсәм ичкәнлиги сәвәп болған болуши мүмкин.

6:13 «Шундақ қилған болсам, намимни булғап мени қарилашқа шикайәт қилалайдиған болатти» — Санбаллат вә Тобияниң бу әқли хелә һейлә-микирлик еди. Нәһәмия каһин әмәс; шуңа (1) у ибадәтханиға напак һалда яки еһтиятсизлиқ билән кирсә гуна өткүзүши мүмкин еди; (2) «муқәддәс җай»ниң өзигә киргән болса гунайи техиму еғир болатти; қайсила әһвалда болсун өз хәлқи алдидики нам-абройи чүшкән болатти вә шуниң түпәйлидин қурулуш иши тохтитилған болатти.