16
Аюп йәнә җавап бериду — Әрштә туридиған Гувачи
Андин Аюп җававән мундақ деди: —
Мән мошундақ гәпләрни көп аңлиғанмән;
Силәр һәммиңлар азап йәткүзидиған әҗайип тәсәлли бәргүчи екәнсиләр-һә! Аюп 13:4
Мундақ ватилдап қилған гәплириңларниң чеки барму?
Силәргә мундақ җавап беришкә зади немә қутратқулуқ қилди?
Халисамла өзүм силәргә охшаш сөз қилалайттим;
Силәр мениң орнумда болидиған болсаңлар,
Мәнму сөзләрни бағлаштуруп ейтип, силәргә зәрбә қилалайтим,
Бешимниму силәргә қаритип чайқалайттим!
Һалбуки, мән әксичә ағзим билән силәрни риғбәтләндүрәттим,
Ләвлиримниң тәсәллиси силәргә дора-дәрман болатти.
Лекин мениң сөзлишим билән азавим азаймайду;
Яки гепимни ичимгә жутувалисамму, маңа немә арамчилиқ болсун?
Бирақ У мени һалсизландүрүвәтти;
Шундақ, Сән пүткүл аиләмни вәйран қиливәттиң! «Бирақ У мени һалсизландүрүвәтти; шундақ, Сән пүткүл аиләмни вәйран қиливәттиң! — 8 вә 9-айәттики «У» вә «Сән» Худани көрситиду.
Сән мени қамаллидиң!
Шуниң билән әһвалим маңа гувалиқ қилмақта;
Мениң оруқ-қақшал бәдиним орнидин туруп өзүмни әйипләп гувалиқ қилиду! «Сән мени қамаллидиң!» — яки: «Сән мени қурутувәттиң!». «Шуниң билән әһвалим маңа гувалиқ қилмақта!» — Аюпниң шу бечарә әһвали: «Сән чоқум еғир бир гуна қилғансән, болмиса бу күлпәт бешиңға чүшмигән болатти» дәп өзигә гувалиқ қилғандәк қилиду.
Униң ғәзиви мени титма қилип,
Мени ов олҗиси қилиду;
У маңа қарап чишини ғучурлитиду;
Мениң дүшминимдәк көзини алайитип маңа тикиду. «Униң ғәзиви мени титма қилип,...» — яки «У тумшуғи билән мени титма қилип,...». Мошу йәрдә Аюп Худани өзигә житқуч һайвандәк зәрбә қиливатиду, дәп ейтмақчи.   Аюп 10:16,17; 13:24
10  Адәмләр маңа қарап мазақ қилишип ағзини ачиду;
Улар нәпрәт билән мәңзимгә качатлайду;
Маңа һуҗум қилай дәп сәп түзиду.
11  Худа мени әскиләргә тапшурған;
Мени рәзилләрниң қолиға ташливәткән екән.
12  Әслидә мән теч-аманлиқта тураттим, бирақ у мени пачақлиди;
У бойнумдин силкип битчит қиливәтти,
Мени Өз нишани қилған екән. Аюп 7:20; Жиғ. 3:12
13  Униң оқячилири мени қапсивалди;
Һеч айимай У үчәй-бағримни житип,
Өтүмни йәргә төкүвәтти.
14  У у йәр-бу йеримгә үсти-үстиләп зәхим қилип бөсүп кириду;
У палвандәк маңа қарап етилиду.
15  Терәмниң үстигә бөз рәхт тикип қойдум;
Өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум. «Терәмниң үстигә бөз рәхт тикип қойдум; өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум» — бу айәттики «бөз рәхт» қедимки заманларда адәмниң қаттиқ матәм тутуш, пушайман қилиш яки товва қилишиниму ипадиләйтти. Мошу йәрдә, шүбһисизки, «матәм тутуш»ни билдүрмәкчи.
«Өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум» дегини ибраний тилида «Мүңгүзүмни топа-чаңға селип қойдум» дегәнликтур. Калиниң яки буқиниң мүңгүзи адәмниң күч-қудрити һәм абройиниң символи болиду.
   Аюп 30:19
16-17 Гәрчә қолумда һеч қандақ зораванлиқ болмисиму,
Дуайим чин дилимдин болған болсиму,
Йүзүм жиға-зерәидин қизирип кәтти;
Қапақлиримни өлүм сайиси басти. «Қапақлиримни өлүм сайиси басти» — яки «Зулмәтлик қараңғулуқ сайиси басти».
18  Аһ, йәр-зимин, қенимни япмиғин!
Налә-пәрядим тохтайдиғанға җай болмиғай! «Налә-пәрядим тохтайдиғанға җай болмиғай!» — демәк, «Иҗабәт болмиғичә пәрядим һәрдайим һәм Худаға һәм адәмләргә аваричилик болсун».
19  Бирақ мана, асманларда һазирму маңа шаһит Болғучи бар!
Әршләрдә маңа капаләт Болғучи бар!
20  Өз достлирим мени мазақ қилғини билән,
Бирақ көзүм техичә Тәңригә яш төкмәктә. «Өз достлирим мени мазақ қилғини билән...» — айәтниң биринчи қисминиң йәнә бир хил тәрҗимиси, «Маңа вакаләт болғучи мениң достум екән».
21  Аһ, инсан балиси дости үчүн келиштүргүчи болғандәк,
Тәңри билән адәм оттурисидиму келиштүргүчи болсиди! Аюп 31:35; Топ. 6:10; Йәш. 45:9; Рим. 9:20
22  Чүнки йәнә бир нәччә жил өтүши биләнла,
Мән барса қайтмас йолда меңип қалимән. «Йәнә бир нәччә жил өтүши биләнла, мән барса қайтмас йолда меңип қалимән» — Аюп бәзидә «бу дуниядин пат арида кетимән» дәп, бәзидә «бир нәччә жил азаплар мени күтиду» дәп ойлайду. У биринчи имканийәтни нисбәтән яхши дәп қарайду, әлвәттә.
 
 

16:2 Аюп 13:4

16:7 «Бирақ У мени һалсизландүрүвәтти; шундақ, Сән пүткүл аиләмни вәйран қиливәттиң! — 8 вә 9-айәттики «У» вә «Сән» Худани көрситиду.

16:8 «Сән мени қамаллидиң!» — яки: «Сән мени қурутувәттиң!». «Шуниң билән әһвалим маңа гувалиқ қилмақта!» — Аюпниң шу бечарә әһвали: «Сән чоқум еғир бир гуна қилғансән, болмиса бу күлпәт бешиңға чүшмигән болатти» дәп өзигә гувалиқ қилғандәк қилиду.

16:9 «Униң ғәзиви мени титма қилип,...» — яки «У тумшуғи билән мени титма қилип,...». Мошу йәрдә Аюп Худани өзигә житқуч һайвандәк зәрбә қиливатиду, дәп ейтмақчи.

16:9 Аюп 10:16,17; 13:24

16:12 Аюп 7:20; Жиғ. 3:12

16:15 «Терәмниң үстигә бөз рәхт тикип қойдум; өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум» — бу айәттики «бөз рәхт» қедимки заманларда адәмниң қаттиқ матәм тутуш, пушайман қилиш яки товва қилишиниму ипадиләйтти. Мошу йәрдә, шүбһисизки, «матәм тутуш»ни билдүрмәкчи. «Өз иззәт-һөрмитимни топа-чаңға селип қойдум» дегини ибраний тилида «Мүңгүзүмни топа-чаңға селип қойдум» дегәнликтур. Калиниң яки буқиниң мүңгүзи адәмниң күч-қудрити һәм абройиниң символи болиду.

16:15 Аюп 30:19

16:16-17 «Қапақлиримни өлүм сайиси басти» — яки «Зулмәтлик қараңғулуқ сайиси басти».

16:18 «Налә-пәрядим тохтайдиғанға җай болмиғай!» — демәк, «Иҗабәт болмиғичә пәрядим һәрдайим һәм Худаға һәм адәмләргә аваричилик болсун».

16:20 «Өз достлирим мени мазақ қилғини билән...» — айәтниң биринчи қисминиң йәнә бир хил тәрҗимиси, «Маңа вакаләт болғучи мениң достум екән».

16:21 Аюп 31:35; Топ. 6:10; Йәш. 45:9; Рим. 9:20

16:22 «Йәнә бир нәччә жил өтүши биләнла, мән барса қайтмас йолда меңип қалимән» — Аюп бәзидә «бу дуниядин пат арида кетимән» дәп, бәзидә «бир нәччә жил азаплар мени күтиду» дәп ойлайду. У биринчи имканийәтни нисбәтән яхши дәп қарайду, әлвәттә.