2
Әрштики иккинчи қетимлиқ кеңәш; Шәйтан йәнә соқунуп кириду; иккинчи синақ
Йәнә бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болушқа кәлди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди. «Худаниң оғуллири» — 1:6, 38:7 вә изаһатларни йәнә көрүң.
Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, — деди.
Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ. Мәйли сән Мени уни бекардин-бекар жутуветишкә дәвәт қилған болсаңму, у йәнила садақәтлигидә чиң туруватиду, — деди.
Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Һәр адәм өз җенини дәп терисини беришкиму рази болиду, һәтта һәммә немисиниму беришкә тәйярдур; «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн терисини беришкиму рази болиду» — ибраний тилида: «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн териниң орниға терә беришкиму рази болиду» дегән ибарә ишлитилгән — мәнаси бәлким биз тәрҗимә қилғинимиздәк болуши керәк. Бирақ Сән һазир қолуңни созуп униң сүйәк-әтлиригә тәгсәң, у Сәндин йүз өрүп тиллимиса Шәйтан болмай кетәй! — деди.
Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, у һазир сениң қолуңда туруватиду! Бирақ униң җениға тәгмә! — деди.
Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Аюпниң бәдинини тапинидин бешиғичә интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар билән тошқузивәтти. «интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар» — бу кесәлниң қайси кесәл екәнлигини ениқ дәп бериш қийин. Бәзи дохтурлар уни «явайи чечәк кесили» дәп қарайду.
Аюп болса бәдинини татилаш-ғирдаш үчүн бир сапал парчисини қолиға елип, күллүккә кирип олтарди. «күллүккә кирип олтириш» — қедимки заманларда матәм тутуш яки қаттиқ қайғуни билдүрүш үчүн адәмләр күл догисида олтиратти. Қедимки шәһәрләрниң сиртида адәттә чоң бир «күл догиси» болиду, Аюп шу күл догиси үстигә олтарған болуши мүмкин. Аяли униңға: — Әҗәба сән техичә өз садақәтлигиңдә чиң туруватамсән? Худани қарға, өлүпла түгәш! — деди. «Худани қарға!» — Аюпниң аялиниң униңға Худани қарға дәп бу несиһәт қилиши, мошу арқилиқ Худа тәрипидин җениң елинсун дегән мәнидә.
«Худани қарға!» — Ибраний тилида «баруқ» дегән сөз билән ипадилиниду, «Худа билән хошлишиш», «Худадин ваз кечиш» дегәндәк мәниләрдә. 1:5дики изаһатни көрүң. «өлүпла түгәш!» — ибраний тилида «өлүвәргин!».
10  Лекин Аюп униңға: — Сән һамақәт аяллардәк гәп қиливатисән. Биз Худаниң яхшилиғини қобул қилған екәнмиз, әҗәба униңдин кәлгән күлпәтниму қобул қилишимиз керәк әмәсму? — деди. Ишларда Аюп еғизда һеч қандақ гуна өткүзмиди.
 
Аюпниң үч достиниң уни йоқлап келиши
11  Аюпниң достлиридин үчәйлән униңға чүшкән күлпәттин хәвәрдар болди. Улар, йәни Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар дегән кишиләр болуп, өз жутлиридин чиқип, Аюпқа һесдашлиқ билдүрүш һәм тәсәлли бериш үчүн униң йениға беришқа биллә келишкән еди.
12  Улар келип жирақтинла униңға қаривиди, уни тоналмай қалди-дә, авазлирини көтирип жиғлап ташлиди. Һәр бири өз тонлирини житиветип, топа-чаңларни асманға етип өз башлириға чечишти. 13  Улар униң билән биллә дақ йәрдә йәттә кечә-күндүз олтарди, униңға һеч ким гәп қилмиди; чүнки улар униң дәрд-әлиминиң интайин азаплиқ екәнлигини көрүп йәткән еди.
 
 

2:1 «Худаниң оғуллири» — 1:6, 38:7 вә изаһатларни йәнә көрүң.

2:4 «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн терисини беришкиму рази болиду» — ибраний тилида: «Һәр адәм өз һаятини сақлап қелиш үчүн териниң орниға терә беришкиму рази болиду» дегән ибарә ишлитилгән — мәнаси бәлким биз тәрҗимә қилғинимиздәк болуши керәк.

2:7 «интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар» — бу кесәлниң қайси кесәл екәнлигини ениқ дәп бериш қийин. Бәзи дохтурлар уни «явайи чечәк кесили» дәп қарайду.

2:8 «күллүккә кирип олтириш» — қедимки заманларда матәм тутуш яки қаттиқ қайғуни билдүрүш үчүн адәмләр күл догисида олтиратти. Қедимки шәһәрләрниң сиртида адәттә чоң бир «күл догиси» болиду, Аюп шу күл догиси үстигә олтарған болуши мүмкин.

2:9 «Худани қарға!» — Аюпниң аялиниң униңға Худани қарға дәп бу несиһәт қилиши, мошу арқилиқ Худа тәрипидин җениң елинсун дегән мәнидә. «Худани қарға!» — Ибраний тилида «баруқ» дегән сөз билән ипадилиниду, «Худа билән хошлишиш», «Худадин ваз кечиш» дегәндәк мәниләрдә. 1:5дики изаһатни көрүң. «өлүпла түгәш!» — ибраний тилида «өлүвәргин!».