50
«9» Бабил тоғрилиқ һөкүм
1 Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ Бабил тоғрилиқ, йәни Калдийләрниң зимини тоғрилиқ ейтқан сөз: —
2 Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар, түғ көтириңлар; җакалаңлар, уни йошурмаңлар! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти!» — дәңлар.
□ ■ 3 Чүнки шималдин униңға җәң қилмақчи болған бир әл келиду; у униң зиминини вәйран қилиду, һеч ким шу йәрдә турмайду; инсан һәм һайванму қечип кетиду, улар йоқ болиду.
4 Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраил хәлқи келиду, улар һәм Йәһуда хәлқи билән биллә келиду, улар жиғлиған һалда меңип Пәрвәрдигар Худасини издәшкә келиду.
5 Улар Зионниң йолини сорайду, йүзлирини униңға қаритип: «Һәргиз унтулмас мәңгүлүк бир әһдә билән өзимизни Пәрвәрдигарға бағлайли» — дәйду.
6 — Мениң хәлқим азған қойлардур; уларниң баққучилири уларни аздурған, уларни тағларда тенитип жүргән; улар тағдин дөңгә кезип жүрүп, өз арамгаһини унтуғандур.
7 Уларни учратқанларниң һәммиси уларни йәп кәткән, күшәндилири улар тоғрилиқ: «Биздә
бу ишларда һеч гуна йоқ, чүнки улар ата-бовилириниң үмүти болған Пәрвәрдигар, йәни һәққанийлиқниң яйлақ-туралғуси болған Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилған!» — дегән.
■ 8 И хәлқим, Бабил оттурисидин қечиңлар, калдийләрниң зиминини ташлап чиқиңлар, падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар.
□ ■ 9 — Чүнки мана, шималий зиминдин Бабилға һуҗум қилмақчи болған зор бир топ улуқ әлләрни қозғаймән; улар өзлирини униңға қарши сәпкә қошиду; шуниң билән Бабил шу йәрдин чиққанлар тәрипидин әсиргә чүшиду. Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду.
□ 10 Калдийә болса олҗа болиду; олҗа алған барлиқ булиғучилар униңдин қанаәтлиниду, — дәйду Пәрвәрдигар;
11 — Чүнки силәр шатланғансиләр, силәр яйрап кәткәнсиләр, и мирасим болған
хәлқимни булаң-талаң қилғучилар! Чүнки силәр чемәндә турған мозайлардәк сәкригәнсиләр, айғирлардәк хошаллиқтин кишнигәнсиләр!
12 Әнди ана
юртуң зор хиҗаләткә қалдурулиду; рәсвачилиқ сени туғғучини қаплайду; мана, у әлләрниң дашқили, — бир җаңгал, қағҗирақ йәр вә чөл-баяван болуп қалиду.
13 Пәрвәрдигарниң ғәзиви түпәйлидин, униң һеч аһалиси болмайду, бәлки толуқ ташливетилгән болиду; Бабилдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп уш-уш қилиду.
■
14 Бабилға җәң қилиш үчүн униң әтрапида сәпкә тизилиңлар, барлиқ оқячилар; униңға етиңлар, оқларни һеч айимаңлар; чүнки у Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилған.
15 Униң әтрапида җәң чуқанлирини көтириңлар; у тәслим болуп қол көтириду; мунарлири өрүлиду, сепиллири ғулитилиду; чүнки бу Пәрвәрдигарниң алған қисасидур. Униңдин қисас елиңлар; у башқиларға немә қилған болса униңғиму шуни қилиңлар.
■ 16 Бабилдин уруқ териғучи һәм һосул вақтидики оғақ салғучиларни йоқ қилиңлар; зулумкарниң қиличиниң қорқунучи түпәйлидин буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!
□ 17 Исраил тарқитиветилгән қой падисидур; ширлар уларни һайдивәткән; дәсләптә Асурийәниң падишаси уларни йәп кәткән, ахирида бу Бабил падишаси Небоқаднәсар униң устиханлирини езип ғаҗилиған.
18 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Асурийәниң падишасиниң йениға келип, уни җазалиқинимдәк, мән Бабил падишасини һәм зиминини җазалаймән.
■ 19 Мән Исраилни қайтидин өз яйлиғиға қайтуримән, у Кармәл теғида, Башан зиминида озуқлиниду, униң җени Әфраим теғи үстидә һәм Гилеад зиминида қанаәтлиниду.
20 Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраилниң қәбиһлиги издәлсә, һеч тепилмайду; Йәһуданиң гуналири издәлсә, һеч тепилмайду; чүнки Мән қалдурған қалдисини кәчүрүм қилимән.
21 — Мератаимниң зиминиға зәрб билән җәң қилишқа, Пекодта туруватқанларғиму җәң қилишқа чиқиңлар; уларни вәйран қилиңлар, қалдуғиниму һалак қилиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән немини саңа буйруған болсам шуни ада қилиңлар.
□ 22 Җәң садалири
Бабил зиминида аңлиниду; у зор һалакәтниң садасидур!
23 Әслидә пүткүл йәр йүзини урған базған шу дәриҗидә сундуруп чеқиветилдиғу! Бабил әлләр арисида шунчә бир дәһшәт басқучи болуп чиққантиғу!
□ 24 Мән саңа қапқан қурдум; сән, и Бабил, һеч билмәйла униңға тутулдуң; Пәрвәрдигар билән қаршилишишиң түпәйлидин сән тепилип тутулдуң.
25 Пәрвәрдигар қурал амбирини ечип, ғәзивидики қураллирини елип чиқарди; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар калдийләрниң зиминида қилидиған иши бардур.
26 Униң һәр чәт-чәтлиридин келип униңға һуҗум қилиңлар, амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар!
□ 27 Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар! Улар союлушқа чүшсун! Уларниң һалиға вай! Чүнки уларниң күни, йәни җазалиниш вақти йетип кәлди.
□ 28 Аңлаңлар! Зионға келип, Пәрвәрдигар Худайимизниң қисасини, йәни ибадәтханиси үчүн алған қисасини җакалайдиған, Бабил зиминидин қачқан панаһ издигүчиләрниң авазини аңлаңлар!
29 Бабилға һуҗум қилиш үчүн оқячиларни, йәни барлиқ каманни әккүчиләрни чақириңлар; Бабилниң әтрапида баргаһ қуруп қоршивелиңлар; һеч кимни қачқузмаңлар; өз қилмишини өз бешиға чүшүрүңлар; у немиләрни қилған болса, униңғиму шуни қилиңлар; чүнки у Пәрвәрдигарға — Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши көрәңләп кәткән еди.
■ 30 Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду; шу күнидә униң барлиқ җәңчи палванлири йоқитилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
■ 31 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и көрәңләп кәткучи, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — чүнки сениң күнүң, йәни Мән йениңға йеқин келип җазалайдиған күн йетип кәлди; 32 көрәңләп кәткучи путлишип жиқилиду, һеч ким уни қайтидин йөләп турғузмайду; бәрһәқ, Мән униң шәһәрлиригә от яқимән, у униң әтрапидикиләрниң һәммисини көйдүрүп жутуп кетиду.
33 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Исраиллар Йәһудалар билән биллә езилип хорлуқни көргән; уларни әсир қилғанлар уларни қаттиқ қамап тутқан еди; уларни қоюветишни рәт қилған.
34 Лекин уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси күчлүктур; самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларниң дәвасини әстайидиллиқ билән сорайду, шуниң билән У уларниң зиминиға арамлиқ бериду, Бабилдикиләргә арамсизлиқ йәткүзиду.
35 Калдийләр үстигә, Бабилда туруватқанлар үстигә һәмдә Бабилниң әмирлири вә данишмәнлири үстигә қилич чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар;
36 қилич палчилар үстигә чүшкәндә, улар һамақәт-ахмақлардәк көрүниду; қилич уларниң палванлири үстигә чүшүп, улар патипарақ болуп кетиду;
37 қилич уларниң атлири үстигә, җәң һарвулири үстигә, уларниң сәплиридә турған барлиқ ят ләшкәрләр үстигә чүшиду, улар аяллардәк болиду; қилич ғәзнилири үстигә чүшиду, улар булаң-талаң қилиниду.
38 Қурғақчилиқ уларниң сулири үстигә чүшүп, улар қуруп кетиду; буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән.
□ 39 Шуңа чөлдики җаниварлар вә чилбөриләр бирликтә шу йәрдә туриду; шу йәрдә һувқушлар маканлишиду; у мәңгүгә адәмзатсиз болиду, дәвирдин-дәвиргә һеч аһалилик болмайду.
40 Худа Содом вә Гоморрани әтрапидики шәһәрлири билән биллә өрүвәткинидәк, һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
■ 41 — Мана, шималдин бир хәлиқ, улуқ бир әл чиқип келиду; йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин нурғун падишалар қозғилиду.
■ 42 Улар оқя һәм нәйзини тутуп қураллиниду; улар вәһший, һеч рәһим көрсәтмәйдиған болиду; атлириға мингәндә уларниң авазлири деңиздәк шавқунлайду; улар җәңгә атлатқан адәмләрдәк сәп-сәп болуп, саңа һуҗум қилмақчи, и Бабил қизи!
43 Бабил падишаси уларниң хәвирини аңлапла қоллири титрәп бошап кетиду; ғәм-қайғу уни тутиду, толғаққа чүшкән аялдәк азаплар уни бесивалиду.
■ 44 Мана, Иордан дәрияси бойидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики қойларни тарқатқан бир ширдәк Мән Бабилдикиләрни бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни униң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?
□ ■ 45 Шуңа Пәрвәрдигарниң Бабилни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк калдийләрниң зиминини җазалаш нийитини аңлаңлар: Уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин
Пәрвәрдигар униң яйлиғини вәйранә қилиду.
■ 46 Бабилниң ишғал қилинғанлиғини аңлап йәр йүзи тәвринип кетиду; униң налә-пәряди барлиқ әлләргичә аңлиниду.
■