2
Моаб һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду:
—«Моабниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки у Едомниң падишасиниң устиханлирини көйдүрүп һак қиливәтти.
Һәм Мән Моаб үстигә от әвәтимән,
От Кериотниң ордилирини жутувалиду;
Вә Моаб чуқан-сүрәнләр билән, қия-чиялар билән, канай садаси билән өлиду.
Вә Мән уларниң һакимини арисидин үзүп ташлаймән,
Униң әмирлирини униң билән биллә өлтүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
Йәһуда һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Йәһуданиң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән,
Чүнки улар Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини кәмситти,
Униңдики бәлгүлимиләргә әмәл қилмиди;
Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди; уларниң ата-бовилириму буларға әгишип маңған еди. «Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди» — «сахтилиқлири» кейинки гәпләргә қариғанда, уларниң ясиған бутлирини көрситиду.
Һәм Мән Йәһуда үстигә от әвәтимән,
От Йерусалимниң ордилирини жутувалиду.
 
Исраил һәққидә
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Исраилниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, уни җазасидин қайтурмаймән,
Чүнки улар һәққанийларни күмүчкә сетивәтти,
Йоқсул адәмни бир җүп чоруққа сетивәтти;
Улар намратларниң бешидики чаң-топилирини бош қоювәтмәйду,
Аҗиз мөминләрниң несивисини қайривалиду;
Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду. «Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду» — бу иш паһишивазлиқ болупла қалмай, йәнә уларниң бутиға, йәни «Баал»ға бир хил чоқунуш паалийити һесаплинатти.
Улар қизларни һәммә қурбангаһниң йениға елип берип,
Қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду;
Улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә. «Улар қизларни һәммә қурбангаһниң йениға елип берип, қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду; улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә» — бу җүмлидә Амос уларниң, болупму байларниң төрт гунайини көрситиду: —
(1) уларниң (бутларға атап беғишлиған) көп қурбанлиқлири бар еди; (2) улар Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунға хилаплиқ қилип, өзлиригә қәриздар болған намратлардин кийим-кечәклирини тартивалиду («Мис.» 22:26, «Қан.» 24:12-17ни көрүң); (3) улар бутханиларни селип, бутларни өзлириниң Худаси дәп етирап қилған; (4) улар һарам йолда хәқтин җәриманә алиду — у гуналар бәлким 6-айәттә ейтилған «үч гунайи, төрт гунайи»ни ениқ толуқлап көрситип бериши мүмкин.
Бирақ Мән Аморийларни уларниң алдидин һалак қилғанмән,
Аморийлар кедир дәриғидәк егиз, дуб дәриғидәк күчлүк болған болсиму,
Мән үстидин униң мевисини, астидин йилтизлирини һалак қилдим. Чөл. 21:24; Қан. 2:31; Йә. 24:8
10 Һәм Аморийларниң зиминини егилишиңлар үчүн,
Силәрни Мисир зиминидин елип чиқип,
Қириқ жил чөл-баяванда йетәклидим. «Силәрни ... қириқ жил ... йетәклидим» — «Мисирдин чиқиш» вә «Чөл-баявандики сәпәр» бойичә улар чөл-баяванда көп қетим Худаға итаәтсизлик, асийлиқму қилған. Худаниң шу күнләрдә уларни ташливәтмигәнлиги униң меһри-шәпқитигә интайин зор испат бәрди вә бериду.   Мис. 12:51
11 Силәрниң оғуллириңлардин бәзилирини пәйғәмбәр болушқа,
Жигитлириңлардин бәзилирини «Назарий» болушқа турғуздум.
Шундақ әмәсму, и Исраил балилири? — дәйду Пәрвәрдигар. «Назарий» — бу адәмләр алаһидә йол билән (җүмлидин шарап ичмәй, чачлирини чүшүрмәй) вақитлиқ яки өмүрвайәт өзини Худаға атап беғишлиған. Шуңа уларниң жүрүш-турушлири хәқләргә бақий дунияни әслитип туратти («Чөл.» 6-бапни көрүң).
12 Бирақ силәр Назарийларға шарап ичкүздуңлар,
Һәм пәйғәмбәрләргә: «пәйғәмбәрлик қилмаңлар» — дәп буйрудуңлар. Ам. 7:12, 13
13 Мана, Мән силәрни басимән,
Худди лиқ өнчә бесилған һарву йәрни басқандәк, силәрни бесип туримән;
14 Һәм чапқурларниңму қачар йоли йоқайду,
Палван өз күчини ишлитәлмәйду,
Зәбәрдәс батур өз җенини қутқузалмайду.
15 Оқяни тутқучи тик туралмайду;
Йәлтапан қачалмайду,
Атқа мингүчи өз җенини қутқузалмайду.
16 Палванлар арисидики әң җигәрлик батурму шу күнидә ялаңач қечип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
 

2:4 «Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди» — «сахтилиқлири» кейинки гәпләргә қариғанда, уларниң ясиған бутлирини көрситиду.

2:7 «Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду» — бу иш паһишивазлиқ болупла қалмай, йәнә уларниң бутиға, йәни «Баал»ға бир хил чоқунуш паалийити һесаплинатти.

2:8 «Улар қизларни һәммә қурбангаһниң йениға елип берип, қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду; улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә» — бу җүмлидә Амос уларниң, болупму байларниң төрт гунайини көрситиду: — (1) уларниң (бутларға атап беғишлиған) көп қурбанлиқлири бар еди; (2) улар Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунға хилаплиқ қилип, өзлиригә қәриздар болған намратлардин кийим-кечәклирини тартивалиду («Мис.» 22:26, «Қан.» 24:12-17ни көрүң); (3) улар бутханиларни селип, бутларни өзлириниң Худаси дәп етирап қилған; (4) улар һарам йолда хәқтин җәриманә алиду — у гуналар бәлким 6-айәттә ейтилған «үч гунайи, төрт гунайи»ни ениқ толуқлап көрситип бериши мүмкин.

2:9 Чөл. 21:24; Қан. 2:31; Йә. 24:8

2:10 «Силәрни ... қириқ жил ... йетәклидим» — «Мисирдин чиқиш» вә «Чөл-баявандики сәпәр» бойичә улар чөл-баяванда көп қетим Худаға итаәтсизлик, асийлиқму қилған. Худаниң шу күнләрдә уларни ташливәтмигәнлиги униң меһри-шәпқитигә интайин зор испат бәрди вә бериду.

2:10 Мис. 12:51

2:11 «Назарий» — бу адәмләр алаһидә йол билән (җүмлидин шарап ичмәй, чачлирини чүшүрмәй) вақитлиқ яки өмүрвайәт өзини Худаға атап беғишлиған. Шуңа уларниң жүрүш-турушлири хәқләргә бақий дунияни әслитип туратти («Чөл.» 6-бапни көрүң).

2:12 Ам. 7:12, 13