□16:2 «уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр...» — «Рәбниң муһәббитидә» әйни грек тилида «Рәбдә» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «униң (йәни Фибиниң) һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған» — бу сөзләргә қариғанда Фиби өзи мәлум сәвәптин Римға сәпәр қилмақчи еди, шуниң билән Павлусниң бу салам хетини елип бариду. Мошундақ узун вә хәтәрлик сәпәр қилиш асан әмәс еди. Худаға вә Фибигә қолимизда һазир турған бу қиммәтлик хәт үчүн рәхмәт!
□16:3 «Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр...» — Приска (Прискила) вә ери Аквила хуш хәвәрниң көп хизмитини қилған («Рос.» 18:2, 26, «1Кор.» 16:19, «2Тим.» 4:19ни көрүң).
□16:4 «... Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду.
□16:7 «Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юня» — мошу йәрдики «қериндашлирим» йәнә «уруқ-туққанлирим» дегән мәнидиму болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «улар расулларниң қаришида бәк абройлуқ кишиләр».
□16:15 «Филологус вә Юля» — бәлким әр-аял.
■16:16 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.
■16:17 Мат. 18:17; Кол. 2:8; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; Тит. 3:10; 2Юһа. 10.
■16:19 Мат. 10:16; 1Кор. 14:20.
□16:20 «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».
■16:21 Рос. 13:1; 16:1; 17:5; 20:4; Фил. 2:19; Кол. 1:1; 1Тес. 3:2; 1Тим. 1:2.
□16:22 «ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән» — расул Павлусниң көзи аҗиз болғачқа, адәттә ярдәмчигә хәтлирини яздуратти. Тәртий униң үчүн «Римлиқларға»ниң қәләм тәврәткүчиси (хатирилигүчи) болған еди.
■16:23 Рос. 19:22; 2Тим. 4:20.
■16:25 Әф. 1:9; 3:9,20; Кол. 1:26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20.