■5:1 Йәш. 32:17; Юһ. 16:33; Әф. 2:13.
■5:2 Юһ. 10:9; 14:6; 1Кор. 15:1; Әф. 2:18; 3:12; Ибр. 3:6; 10:19.
□5:3-4 «мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз...» — яки «мүшкүл әһваллардин тәнтәнә қилимиз».
□5:5 «Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти» — инсанниң Худаға бағлиған һәр қандақ үмүти, униң бизгә болған муһәббитиниң бар-йоқ екәнлигигә зич бағлиниду, әлвәттә. Әгәр биз «Худа бизни сөйиду» дәп билсәк һәмдә Худаниң муһәббити өз вуҗудимизда пәйда болған болса, һәр қандақ зор үмүтләрму болиду.
□5:6 «Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда...» — «амалсиз» — өзимизни гунадин қутулдурушқа амалсиз.
■5:6 Әф. 2:1; Кол. 2:13; Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18.
□5:9 «әнди У арқилиқ келидиған ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур» — «келидиған ғәзәп» Худаниң гуналарниң үстигә чүшидиған ғәзиви.
□5:10 «Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди Оғлиниң һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!» — Худаниң ниҗатида «қутулуш» пәқәт дозақтин қутулуш әмәс, гунаниң барлиқ асарәтлиридин азат болуп йеңи әһмийәтлик һаяттин бәһримән болуштин ибарәттур.
□5:11 «У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз» — «Худаниң Өзидин шатлинимиз» дегәнниң башқа бир хил мәнаси барки, «Худани қаттиқ даңлаймиз».
□5:12 «Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди» — «бирла адәм арқилиқ» болса, Адәм атимиз арқилиқ, әлвәттә.
■5:12 Яр. 2:17; 3:6; 1Кор. 15:21.
□5:14 «... Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди)» — расулниң гепи бойичә, гуна пәқәт өз-өзидин мәлум болғандила андин гуна һесаплиниду. Бу мәлум болуш икки йол билән болиду: — (1) Худаниң инсанға беваситә ейтқан сөзлири, қануни арқилиқ; (2) инсаниң виҗдани арқилиқ. Адәм атимиз Худаниң беваситә буйруғини аңлиған вә униңға итаәтсизлик қилди. Адәм атимиз вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә, йәни Тәврат қануни берилгичә, инсанлар Худадин беваситә кәлгән бирәр қанунни көрмигән. Һалбуки, шу дәвирләрдики адәмләрниң һәммиси өлди. Уларда Худаниң очуқ көрсәткән қануни болмисиму, Павлус жуқурида ейтқандәк, Худаниң қанунидики әхлақий тәләпләр өз қәлб-виҗданлирида мәвҗут еди. Шуниң билән шу дәвирләрдикиләр «Адәм атимизниң итаәтсизлиги» (йәни Худаниң беваситә бир әмригә хилаплиқ қилған итаәтсизлиги)дәк гуна қилмиған болсиму, улар гуна садир қилғинида виҗдани арқилиқ уни ениқ билип йәткән вә гуна сәвәвидин өлүп кетиватқан еди. «Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур» — Адәм атимизниң бирла қетимлиқ гунайи пүткүл инсанға яман тәсир йәткүзгәндәк, Мәсиһниң шу бир қетимлиқ итаәт қилғини (қурбанлиғи қилғини) пүткүл ишәнгән инсанға дәл униң әксини йәткүзиду.
□5:17 «шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!» — «һөкүмранлиқ қилғучилар» дегән ибарә: — бу дунияда гуна үстидин, өлүм үстидин, Шәйтан қатарлиқлар үстидин ғәлибә қилип һөкүмран болушни көрсәтсә керәк. Кәлгүсидә, Худаниң падишалиғи кәлгәндә шу һөкүмранлиқниң башқа тәрәплириму болиду.
□5:19 «Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду» — бу интайин муһим айәт, Адәм ата «өз ичигә алған» барлиқ инсанларға гуналиқ тәбиитини йәткүзгәндәк, охшашла Мәсиһ Әйсаму етиқат арқилиқ «Өз ичигә алған» барлиқ инсанларға йеңи һәққаний тәбиитини йәткүзиду. Адәм ата гунакар инсан аилисиниң беши болған; Мәсиһ Әйса йеңи бир хил инсан аилисиниң беши вә униң тунҗа әзаси һәм вәкили болди.
■5:20 Луқа 7:47; Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 7:8; Гал. 3:19