10
Пәриштә вә кичик орам язма
1 Андин кейин, әрштин чүшүватқан йәнә бир күчлүк пәриштини көрдүм. У бир парчә булут билән йепинған болуп, бешиниң үстидә бир һәсән-һүсән бар еди. Чирайи қуяшқа, путлири от түврүккә охшайтти;■ Мат. 17:2; Вәһ. 1:15. 2 қолида бир кичик ечиқлиқ орам язма бар еди. У оң путини деңиз үстигә, сол путини қуруқлуққа қоюп туруп, 3 ширниң һөкиришигә охшаш қаттиқ аваз билән вақириди. У вақириғанда, йәттә гүлдүрмама өз авазлирини аңлитип сөз қилди.
4 Йәттә гүлдүрмама сөз қилғанда, дегәнлирини хатириливалмақчи болуп тураттим. Бирақ асмандин: —
«Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» дегән авазни аңлидим.□ «Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» — демәк, бу сөзләрни мәхпий тут. ■ Дан. 8:26; 12:4. 5 Деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған, мән көргән у пәриштә оң қолини асманға көтирип,■ Дан. 12:7. 6 асманлар һәм уларда болғанларниң һәммисини, йәр-зимин һәм униңда болғанларниң һәммисини, деңиз һәм униңда болған һәммисини Яратқучи, йәни әбәдил-әбәткичә һаят Яшиғучи билән қәсәм қилип:
— Вақит йәнә кәйнигә сүрүлмәйду;■ Вәһ. 11:15. 7 бәлки йәттинчи пәриштә канай челиш алдида, йәни авази аңлиниш алдидики күнләрдә, Худаниң Өз қул-хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләргә хуш хәвирини йәткүзгинидәк Униң сири түгәллинип, әмәлгә ашиду, — деди.
8 Мән асмандин аңлиған аваз маңа йәнә сөзләп:
— Берип, деңиз һәм қуруқлуқниң үстидә турған пәриштиниң қолидики ечиқлиқ орам язмини алғин, деди.
9 Мән берип, пәриштиниң кичик орам язмини маңа беришини соридим. У маңа:
— Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду, деди.□ «...Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду» — көчмә мәнаси «саңа авал бир хил хошаллиқ йәткүзиду, лекин кейин жүригиңни ечиштуриду» дегәндәк болиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 2:6-3:3. ■ Әз. 3:1.
10 Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим; дәрвәқә ағзимға һәсәлдәк татлиқ тетиди, лекин йегәндин кейин ашқазиним зөрдаб болди. □ «Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим...» — «орам язмини йейиш» бизниңчә Юһанна мәзмунини йәткүзүши керәк болидиған, төвәндики 11-19-баплардики бешарәтләр билән бағлиқ. «Қошумчә сөз»имиздә у тоғрилиқ тохтилимиз. 11 Шуниң билән маңа:
— Сән көп милләтләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиғанлар вә падишалар тоғрисидики вәһий-бешарәтләрни йәнә җакалишиң лазим, дейилди.
□10:4 «Йәттә гүлдүрмаминиң ейтқанлирини мөһүрләп, уларни хатирилимә» — демәк, бу сөзләрни мәхпий тут.
□10:9 «...Буни елип йә! Ашқазиниңни зәрдаб қилиду, бирақ ағзиң һәсәлдәк татлиқ болиду» — көчмә мәнаси «саңа авал бир хил хошаллиқ йәткүзиду, лекин кейин жүригиңни ечиштуриду» дегәндәк болиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 2:6-3:3.
□10:10 «Мән шуниң билән кичик орам язмини пәриштиниң қолидин елип йедим...» — «орам язмини йейиш» бизниңчә Юһанна мәзмунини йәткүзүши керәк болидиған, төвәндики 11-19-баплардики бешарәтләр билән бағлиқ. «Қошумчә сөз»имиздә у тоғрилиқ тохтилимиз.