129
129-күй •••• Азаплиқ пәряд
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Чоңқур йәрләрдин Саңа пәряд көтиримән, и Пәрвәрдигар;
И Рәб, авазимни аңлиғайсән;
Қулақлириңни йелиниш садайимға салғайсән;
Әгәр Сән Яһ, қәбиһликләрни сүрүштүрүп санисаң,
Әнди Рәб, ким тик туралайду? Зәб. 142:2
Бирақ Сәндә мәғпирәт-кәчүрүм бардур;
Шуңа Сәндин әйминишкә болиду. 2Сам. 24:14
Пәрвәрдигарни күтүватимән;
Җеним күтүватиду;
Униң сөзигә үмүт бағлидим. Зәб. 26:14; 39:2; 61:1-2; Һаб. 2:3
Түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ,
Бәрһәқ, түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ,
Җеним Рәбкә тәшна болуп күтмәктә. Зәб. 5:4; 118:147; 122:1, 2
И Исраил, Пәрвәрдигарға үмүт бағлаңлар;
Чүнки Пәрвәрдигарда өзгәрмәс муһәббәт бардур;
Униңда зор ниҗатлиқларму бар;
У Исраилни барлиқ қәбиһликлиридин бәдәл төләп қутқузиду.
 
 

129:3 Зәб. 142:2

129:4 2Сам. 24:14

129:5 Зәб. 26:14; 39:2; 61:1-2; Һаб. 2:3

129:6 Зәб. 5:4; 118:147; 122:1, 2