120
120-күй •••• Рәб һимайә қилғучимдур
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән;
Мениң ярдимим қәйәрдин келур?
2 Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур;
Асман-зиминни Яратқучидиндур.
3 У путуңни һеч тейилдурмайду;
Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду!
4 Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду!
5 Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур;
Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур.
6 Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду;
7 Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду;
У җениңни сақлайду;
8 Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни,
Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.