7
Пәйғәмбәрниң азаплинишлири
1 Мениң һалимға вай! Чүнки мән худди яздики мевиләр жиғилип,
Үзүм һосулидин кейинки васаңдин кейин ач қалған бирисигә охшаймән,
Йегидәк сапақ йоқтур;
Җеним тәшна болған тунҗа әнҗир йоқтур!
2 Ихласмән киши зиминдин йоқап кәтти,
Адәмләр арисида дурус бирисиму йоқтур;
Уларниң һәммиси қан төкүшкә пайлимақта,
Һәр бири өз қериндишини тор билән овлайду.
■ 3 Рәзилликни пухта қилиш үчүн,
Икки қоли униңға тәйярланған;
Әмир «инъам»ни сорайду,
Сорақчиму шундақ;
Мөтивәр җанаб болса өз җениниң нәпсини ашкарә ейтип бериду;
Улар җәм болуп рәзилликни тоқушмақта.
□ ■ 4 Уларниң әң есили худди җиғандәк,
Әң дуруси болса, шохилиқ тосуқтин бәттәрдур.
Әнди күзәтчилириң қорқуп күткән күн,
Йәни Худа саңа йеқинлап җазалайдиған күни йетип кәлди;
Уларниң алақзадә болуп кетидиған вақти һазир кәлди.
□ 5 Үлпитиңгә ишәнмә,
Җан достуңға таянма;
Ағзиңниң ишигини қучиғиңда ятқучидин йепип жүр.
6 Чүнки оғул атисиға беһөрмәтлик қилиду,
Қиз анисиға,
Келин қейн анисиға қарши қозғилиду;
Кишиниң дүшмәнлири өз өйидики адәмлиридин ибарәт болиду.
■ 7 Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигарға қарап үмүт бағлаймән;
Ниҗатимни бәргүчи Худани күтимән;
Мениң Худайим маңа қулақ салиду.
Ахирқи заман тоғрилиқ үмүт — Худаниң «қалдиси» сөз қилиду
8 Маңа қарап хуш болуп кәтмә, и дүшминим;
Гәрчә мән жиқилип кәтсәмму, йәнә қопимән;
Қараңғулуқта олтарсам, Пәрвәрдигар маңа йоруқлуқ болиду.
□ 9 Мән Пәрвәрдигарниң ғәзивигә чидап туримән —
Чүнки мән Униң алдида гуна садир қилдим —
У мениң дәвайимни сорап, мән үчүн һөкүм чиқирип жүргүзгичә күтимән;
У мени йоруқлуққа чиқириду;
Мән Униң һәққанийлиғини көримән.
■ 10 Вә мениң дүшминим буни көриду,
Шуниң билән маңа: «Пәрвәрдигар Худайиң қени» дегән аялни шәрмәндилик басиду;
Мениң көзүм униң мәғлубийитини көриду;
У кочидики патқақтәк дәссәп чәйлиниду.
■
Худаниң җавави
11 — Сениң там-сепиллириң қурулидиған күнидә,
Шу күнидә саңа бекитилгән пасилиң жирақларға йөткилиду.
12 Шу күнидә улар йениңға келиду;
— Асурийәдин, Мисир шәһәрлиридин,
Мисирдин Әфрат дәриясиғичә, деңиздин деңизғичә вә тағдин тағғичә улар йениңға келиду.
13 Бирақ йәр йүзи болса өзиниң үстидә туруватқанлар түпәйлидин,
Йәни уларниң қилмишлириниң мевиси түпәйлидин харабә болиду.
■
Худаниң «қалдиси»ниң дуаси
14 — Өз хәлқиңни, йәни орманда, Кармәл оттурисида ялғуз туруватқан Өз мирасиң болған падини,
Таяқ-һасаң билән озуқландурғайсән;
Қедимки күнләрдикидәк,
Улар Башан һәм Гилеад чимәнзарлирида қайтидин озуқлансун!
□ ■
Худаниң җавави
15 — Сән Мисир зиминидин чиққан күнләрдә болғандәк,
Мән уларға карамәт ишларни көрситип беримән.
■ 16 Әлләр буни көрүп барлиқ һәйвисидин хиҗил болиду;
Қолини ағзи үстигә япиду,
Қулақлири гас болиду;
17 Улар иландәк топа-чаңни ялайду;
Йәр йүзидики өмилигүчиләрдәк өз төшүклиридин титригән пети чиқиду;
Улар қорқуп Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға келиду,
Вә сениң түпәйлиңдинму қорқиду.
■ 18 Қәбиһликни кәчүридиған,
Өз мираси болғанларниң қалдисиниң итаәтсизлигидин өтидиған Тәңридурсән,
У аччиғини мәңгүгә сақлавәрмәйду,
Чүнки У меһир-муһәббәтни хошаллиқ дәп билиду.
Ким саңа тәңдаш илаһдур?
□ ■ 19 — У йәнә бизгә қарап ичини ағритиду;
Қәбиһликлиримизни У дәссәп чәйләйду;
Сән уларниң барлиқ гуналирини деңиз тәглиригә ташлайсән.
20 — Сән қедимки күнләрдин бери ата-бовилиримизға қәсәм қилған һәқиқәт-садақәтни Яқупқа,
Өзгәрмәс муһәббәтни Ибраһимға йәткүзүп көрситисән.