16
Йүсүф қәбилисиниң мираси — йәни Әфраим вә Манассәһ қәбилилириниң мираси
1 Йүсүпниң әвлатлириға чәк ташлинип чиққан мирас зимин болса Йерихоға туташ болған Иордан дәриясидин тартип, Йерихониң шәриқ тәрипидики көлләргичә болған жутлар вә Йериходин чиқип, чөлдин өтүп Бәйт-Әлниң тағлиқ райониға созулған жутлар еди. □ «шәриқ тәрипидики көлләргичә» — яки «шәриқ тәрипидики булақларғичә». 2 Чегариси Бәйт-Әлдин тартип Лузға, андин Аркийларниң чегарисидики Атаротқа йетип, 3 андин ғәрип тәрипигә берип, Яфләтийләрниң чегарисиға тутишуп, Астин Бәйт-Һоронниң четигә чүшүп, Гәзәргә берип деңизда ахирлишатти. 4 Йүсүпниң әвлатлири, йәни Манассәһ билән Әфраимлар еришкән мирас үлүши мана шу еди.
5 Әфраимларниң җәмәт-аилири бойичә алған зимининиң чегариси төвәндикидәк: — мирас зиминниң шәриқ тәрәптики чегариси Атарот-Аддардин тартип үстүн Бәйт-Һоронғичә йетип, 6 андин деңизға берип шималға қарап Микмитатқа чиқти; андин йәнә шәриқ тәрипидики Таанат-Шилоһқа қайрилип, униңдин өтүп шәриқ тәрәпкә қарап Яноаһқа, 7 Яноаһдин чүшүп Атарот билән Нааратқа йетип, Йерихоға тутишип Иордан дәриясиға чиқти.
8 Чегара Таппуаһдин ғәрип тәрәпкә чиқип Канаһ еқиниғичә берип, деңизға йетип аяқлашти. Әфраимниң қәбилисигә, йәни уларниң җәмәт-аилилиригә тәккән мирас үлүши шу еди. 9 Буниңдин башқа Әфраимлар үчүн Манассәһниң мирасиниң оттурисида бир нәччә шәһәрләр айрилған еди; бу айрилған шәһәрләрниң һәммиси қарашлиқ кәнт-қишлақлири билән қошулған еди. 10 Амма Әфраимлар Гәзәрдә олтиришлиқ Ⱪананийларни қоғливәтмигән еди; шуңа Ⱪананийлар та бүгүнгичә Әфраимниң арисида туруп, мәхсус һашарчи мәдикарлар болуп турмақта.