■12:4 Аюп 16:10; 17:2; 21:3; 30:1; Пәнд. 14:2
□12:5 «Раһәттә олтарған кишиләр... : «күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
□12:6 «Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду» — демәк, улар бутпәрәслар. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Тәңри һәтта уларниң қолиға молчилиқ бериду».
■12:6 Аюп 21:7; Зәб. 72:11, 12; Йәр. 12:1; Һаб. 1:3, 4
□12:13 «Униңдила» — Худадила, демәкчи.
■12:14 Аюп 9:12; 11:10; Вәһ. 3:7
■12:17 2Сам. 15:31; 17:14,23; Йәш. 19:12; 29:14; 1Кор. 1:19
□12:18 «У падишалар әл-әһлигә салған кишәнләрни йешиду, андин шу падишаларни ялаңачлап, ... шәрмәндә қилиду» — мошу падишалар мустәбит болуши натайин; улар пуқриларға салған кишәнләрни бәлким адиллиқ билән салған болуши мүмкин. Башқа бир нәччә хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
□12:19 «каһинлар» — хәлиққә вакалитән қурбанлиқ қилғучилар, улар үчүн дуа қилғучилар.
□12:21 «У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип уларни күчсиз қилиду» — мошу ақсүнәк, палванлар әслидә мәлум бир гуна яки залимлиқни қилғанлиғи натайин. Аюп бу йәрдә: Худа ташқи көрүнүштә сәвәпсиз һалда бу есилзадә кишиләргә һәр хил күлпәт чүшүриду һәм шуниң билән бир вақитта, башқа нурғун кишиләрни қийинчилиққа дучар қилиду, демәкчи болған болуши мүмкин. Чүнки «ақсақалларниң әқли елип кетилгән» дейиш арқилиқ уларниң мәслиһәт беридиған адәмлириниңму әһвалиниң хәтәрлик екәнлигидин бешарәт бериду. Бу палакәтләр мәлум бир гунадин чиққан болушиму яки ундақ болмаслиғиму мүмкин. Аюпниң жуқуриқи сөзлиригә қариғанда 23-25-айәтләрдә дейилгән аватчилиқ һәм күлпәтләр охшашла йүз бәргәндәк көриниду.
■12:24 Зәб. 106:4-5, 40