46
46-51-баблар — Әлләр тоғрилиқ бешарәтләр •••• «1» Мисир — Мисирниң қошуни Каршемиш шәһиридә мәғлуп болиду
Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң әлләр тоғрилиқ сөзи төвәндә: —
Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): — «Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): — ....» — Мисир тоғрилиқ бу бешарәт Пирәвнниң қошуни битчит қилиништин илгири берилгән, мошу йәрдә кейинки вақитта хатириләнгән, әлвәттә. Оқурмәнләрниң диққитигә әрзийдуки, «Йәһуданиң падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили» Йәһуданиң кәлгүси үчүн һәм Йәрәмияниң бешарәтлири үчүн интайин муһим жил болған. Шу жил оттура шәриқтики «күч тәңпуңлуғи» Бабилниң падишаси Небоқаднәсарға өткән. «Қалқан-сипарларни елип сәпкә чүшүңлар! Җәңгә чиқишқа тәйярлиниңлар! Атларни һарвуларға қетиңлар! Атлириңларға миниңлар! Бешиңларға дубулға селип сәптә туруңлар! Нәйзилириңларни биләп иштиклитиңлар! Савут-қуяқларни кийивелиңлар! Йәр. 51:11
Лекин Мән немини көримән?! — дәйду Пәрвәрдигар; — Мана, мошу ләшкәрләр дәккә-дүккигә чүшүп чекиниду; батур-палванлири битчит қилинип кәйнигә қаримай бәдәр қачиду! Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! — дәйду Пәрвәрдигар. — Әнди әң чаққанларму қачалмайду, батур-палванларму аман-есән қутулуп қалмайду; мана, шимал тәрипидә, Әфрат дәрияси бойида улар путлишип жиқилиду!
Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси кәлкүн кәби көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!? «Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси кәлкүн кәби көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!? » — һәр жил Нил дәриясиға кәлкүндәк улуқ су келиду. Бу су Мисирниң пүткүл зиминини бесип суғириду, Мисирниң зиминини бақиду, десәкму болиду. Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәриясидәк өзини көтәргән дәл Мисир өзидур; у: «Мән өзүмни көтирип пүткүл йәр йүзини қаплаймән; мән шәһәрләр һәм уларда туруватқанларни йоқитимән!» — дәйду.
Етилиңлар, и атлар! Һә дәп алға бесип чепиңлар, и җәң һарвулири! Қалқан көтәргән Ефиопийә һәм Ливийәдикиләр, оқялирини егилдүргән Лидийәдикиләр, палван-батурлар җәңгә чиқсун! «Ефиопийә».. «Ливийә»... «Лидийә» — «Ефиопийә» ибраний тилида «Куш» дейилиду, «Ливийә» («Либя») ибраний тилида «Пут» дейилиду, «Лидийә» (һазирқи Түркийәдә) ибраний тилида «Луд» дейилиду. Бу йәрләрдики адәмләрниң һәммиси «ялланма ләшкәрләр» еди.   Йәш. 66:19 10 Лекин бу күн болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң күнидур; у қисаслиқ бир күн, йәни Өз явлиридин қисас алидиған күни болиду; Униң қиличи кишиләрни тойғичә жутиду; у қанғичә уларниң қанлирини ичиду; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигарниң шималий зиминда, Әфрат дәрияси бойида қилмақчи болған бир қурбанлиғи бар! «(Пәрвәрдигар) Өз явлиридин қисас алидиған күни» — мүмкинчилиги барки, бешарәттики «қисас», Пәрвәрдигарниң өзигә садиқ болған падиша Йосияни (миладийәдин илгәрки 609-жили) өлтүрүвәткән Пирәвн-Нәко үстидин алған бир қисасни көрситиду («2Пад.» 23:29 вә 33-35ни көрүң). Униң үстигә «Пәрвәрдигарниң күни» адәттә ахирқи замандики қиямәт күнини көрситиду, шуңа бешарәтниң шу күни тоғрилиқ мәлуматлири бар болушиму мүмкин. 11 Гилеадқа чиқип тутия издәп тап, и Мисирниң қизи! Лекин сән өзүңгә нурғун дориларни алсаңму бекар; сән үчүн һеч шипалиқ йоқтур! Йәр. 8:22 12 Әлләр хиҗалитиң тоғрилиқ аңлайду, сениң пәрядлириң пүткүл йәр йүзигә пур кетиду; палван палванға путлишиду, иккиси тәң мәғлуп болуп жиқилиду!
 
Небоқаднәсарниң Мисир зиминиға бесип кириши тоғрилиқ бешарәт
13 Пәрвәрдигарниң Бабил падишаси Небоқаднәсарниң Мисир зиминиға таҗавуз қилип кириши тоғрилиқ Йәрәмия пәйғәмбәргә ейтқан сөзи: —
14 Мисирда җакала, Мигдолда елан қил, Нофта вә Таһпанәстиму елан қил: Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду; «Мисирда ... Мигдол... Ноф ... Таһпанәс...» — бу шәһәрләрниң һәммиси Мисирда, әлвәттә. «Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду» — бешарәт берилгән вақти бәлким миладийәдин илгирки 604-жили болуши мүмкин. Шу чағда Небоқаднәсар Филистийәни ишғал қилип Мисирниң чегарисида таҗавуз қилишқа тәйяр туратти. Миладийәдин илгирки 568-жили Небоқаднәсар Мисирға таҗавуз қилған; бу вақиәдин илгири башқа бир таҗавузлуқ бар-йоқлуғи тоғрилиқ техи хәвәримиз йоқ. 15 Сениң батурлириң немишкә сүпүрүп ташлиниду? Улар чиң туралмайду; чүнки Пәрвәрдигар уларни сәптин иштирип жиқитиветиду. 16 У улардин көплирини путлаштуриду; бәрһәқ, улар қачқанда бир-биригә путлишип жиқилиду; шуниң билән улар: «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — дәйду; «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — бу сөзләрни бәлким Мисир қошунидики чәтәл «ялланма ләшкәрләр»и ейтиду (21ни көрүң). 17 Шу йәргә қайтқанда улар: «Мисир падишаси Пирәвн пәқәт бир қийқас-сүрән, халас! У пәйтни билмәй өткүзивәтти!» — дәйду. 18 Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Падишаһ, нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — тағлар арисида Табор теғи болғандәк, Кармәл теғи деңиз бойида асманға тақишип турғандәк бириси келиду. «Табор» вә «Кармәл» — тағлири бәк егиз болмисиму, улар әтрапидики йәрләргә қариғанда көккә тақашқандәк көрүниду. Мәнаси Небоқаднәсар қошуни билән бесип киргәндә, улар башқа падишалар вә уларниң қошунлиридин зор дәриҗидә күчлүк көрүниду. 19 Әнди сән, и Мисирда туруватқан қиз, сүргүн болушқа лайиқ жүк-тақларни тәйярлап қой; чүнки Ноф харабә болуп көйдүрүлиду, һеч адәмзатсиз болиду.
20 Мисир болса чирайлиқ бир инәктур; лекин уни нишан қилған бир көкүйүн келиватиду, шималдин келиватиду! «көкүйүн» — мал-варанларни чақидиған бир хил чивин. Бу дәһшәтлик көкүйүн «чирайлиқ инәк» болған Мисир вә барлиқ «топақлири»ни (21-айәт) тар мар қилип һайдайду! Мисирлиқлар чоқунған бут «буқа илаһи» (Афис) болғачқа, мошу «инәк» вә «топақлар»ға нисбәтән 20-21-айәтләр интайин кинайилик, һәҗвий сөзләрдур. 21 Униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду; чүнки күлпәтлик күн, йәни җазалиниш күни уларниң бешиға чүшкән болиду. «униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду» — оттура шәриқтики бәзи көкүйүнләр интайин зәһәрлик, вәһший болуп, инәк-топақларни сәвдайи, тәлвә қилип, уян-буян жүгүртүп чечиветиду. «җазалиниш күни» — ибраний тилида «йоқлиниш күни». 22  Мисирниң авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду; чүнки дүшмән қошунлири билән атлинип, отун кәскүчиләрдәк униңға қарши палтиларни көтирип келиду. «Мисирниң авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду» — мәнаси бәлким Мисир қорқунучтин чекингән амалсиз қалған иландәк, униңға пәқәт «күш-күш» қилип хапалиқини билдүрүштин башқа һеч қандақ амал қилалмайду. 23 Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки кәскүчиләр чекәткә топидин көп, сан-санақсиз болиду. «Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду» — Мисирда дәрәқләр аз болиду; шуңа бу селиштурма-охшитиш болуши керәк, бәлким «орман» нурғунлиған хәлиқ аһалисини көрситиду. 24 Мисирниң қизи хиҗаләттә қалдурулиду; у шималий әлниң қолиға тапшурулиду.
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән; бәрһәқ, Пирәвн вә униңға таянғанларниң һәммисини җазалаймән; «Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән» — Худа «Амон» дегән бут вә «Мисирниң илаһлири»ни қандақ җазалайду? Һеч болмиғанда, бу сөз Худаниң мошу бутларниң «нам-аброй»лирини пүтүнләй йоқитишини көрситиду. Бу тема тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң. 26 Мән уларни уларниң җенини издигүчиләр, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға һәм хизмәткарлириниң қолиға тапшуримән. Бирақ кейин, Мисир қедимки заманлардәк қайтидин аһалилик болиду — дәйду Пәрвәрдигар.
 
Исраил үчүн үмүт
27 Лекин сән, и қулум Яқуп, қорқма, алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ жуттин, нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузуп чиқиримән; шуниң билән Яқуп қайтип, хатирҗәмлик вә арамбәхштә туриду, һеч ким уни қорқутмайду. Йәш. 41:13; 43:5; 44:1; Йәр. 30:10 28 Қорқма, и қулум Яқуп, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән сән билән биллидурмән; Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоймаймән. Йәр. 10:24; 30:11
 
 

46:2 «Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): — ....» — Мисир тоғрилиқ бу бешарәт Пирәвнниң қошуни битчит қилиништин илгири берилгән, мошу йәрдә кейинки вақитта хатириләнгән, әлвәттә. Оқурмәнләрниң диққитигә әрзийдуки, «Йәһуданиң падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили» Йәһуданиң кәлгүси үчүн һәм Йәрәмияниң бешарәтлири үчүн интайин муһим жил болған. Шу жил оттура шәриқтики «күч тәңпуңлуғи» Бабилниң падишаси Небоқаднәсарға өткән.

46:4 Йәр. 51:11

46:7 «Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси кәлкүн кәби көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!? » — һәр жил Нил дәриясиға кәлкүндәк улуқ су келиду. Бу су Мисирниң пүткүл зиминини бесип суғириду, Мисирниң зиминини бақиду, десәкму болиду.

46:9 «Ефиопийә».. «Ливийә»... «Лидийә» — «Ефиопийә» ибраний тилида «Куш» дейилиду, «Ливийә» («Либя») ибраний тилида «Пут» дейилиду, «Лидийә» (һазирқи Түркийәдә) ибраний тилида «Луд» дейилиду. Бу йәрләрдики адәмләрниң һәммиси «ялланма ләшкәрләр» еди.

46:9 Йәш. 66:19

46:10 «(Пәрвәрдигар) Өз явлиридин қисас алидиған күни» — мүмкинчилиги барки, бешарәттики «қисас», Пәрвәрдигарниң өзигә садиқ болған падиша Йосияни (миладийәдин илгәрки 609-жили) өлтүрүвәткән Пирәвн-Нәко үстидин алған бир қисасни көрситиду («2Пад.» 23:29 вә 33-35ни көрүң). Униң үстигә «Пәрвәрдигарниң күни» адәттә ахирқи замандики қиямәт күнини көрситиду, шуңа бешарәтниң шу күни тоғрилиқ мәлуматлири бар болушиму мүмкин.

46:11 Йәр. 8:22

46:14 «Мисирда ... Мигдол... Ноф ... Таһпанәс...» — бу шәһәрләрниң һәммиси Мисирда, әлвәттә. «Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду» — бешарәт берилгән вақти бәлким миладийәдин илгирки 604-жили болуши мүмкин. Шу чағда Небоқаднәсар Филистийәни ишғал қилип Мисирниң чегарисида таҗавуз қилишқа тәйяр туратти. Миладийәдин илгирки 568-жили Небоқаднәсар Мисирға таҗавуз қилған; бу вақиәдин илгири башқа бир таҗавузлуқ бар-йоқлуғи тоғрилиқ техи хәвәримиз йоқ.

46:16 «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — бу сөзләрни бәлким Мисир қошунидики чәтәл «ялланма ләшкәрләр»и ейтиду (21ни көрүң).

46:18 «Табор» вә «Кармәл» — тағлири бәк егиз болмисиму, улар әтрапидики йәрләргә қариғанда көккә тақашқандәк көрүниду. Мәнаси Небоқаднәсар қошуни билән бесип киргәндә, улар башқа падишалар вә уларниң қошунлиридин зор дәриҗидә күчлүк көрүниду.

46:20 «көкүйүн» — мал-варанларни чақидиған бир хил чивин. Бу дәһшәтлик көкүйүн «чирайлиқ инәк» болған Мисир вә барлиқ «топақлири»ни (21-айәт) тар мар қилип һайдайду! Мисирлиқлар чоқунған бут «буқа илаһи» (Афис) болғачқа, мошу «инәк» вә «топақлар»ға нисбәтән 20-21-айәтләр интайин кинайилик, һәҗвий сөзләрдур.

46:21 «униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду» — оттура шәриқтики бәзи көкүйүнләр интайин зәһәрлик, вәһший болуп, инәк-топақларни сәвдайи, тәлвә қилип, уян-буян жүгүртүп чечиветиду. «җазалиниш күни» — ибраний тилида «йоқлиниш күни».

46:22 «Мисирниң авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду» — мәнаси бәлким Мисир қорқунучтин чекингән амалсиз қалған иландәк, униңға пәқәт «күш-күш» қилип хапалиқини билдүрүштин башқа һеч қандақ амал қилалмайду.

46:23 «Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду» — Мисирда дәрәқләр аз болиду; шуңа бу селиштурма-охшитиш болуши керәк, бәлким «орман» нурғунлиған хәлиқ аһалисини көрситиду.

46:25 «Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән» — Худа «Амон» дегән бут вә «Мисирниң илаһлири»ни қандақ җазалайду? Һеч болмиғанда, бу сөз Худаниң мошу бутларниң «нам-аброй»лирини пүтүнләй йоқитишини көрситиду. Бу тема тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

46:27 Йәш. 41:13; 43:5; 44:1; Йәр. 30:10

46:28 Йәр. 10:24; 30:11