Иккинчи мәнаси «тәрбийилик җаза һөкүмлириң дунияда пәйда болса...». Иккила мәнаси, болупму иккинчи мәнаси тоғра болса керәк (10-айәтни көрүң).
□26:1 «У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду» — «У» — Рәб Пәрвәрдигарни көрситиду, әлвәттә.
■26:1 Зәб. 46:5-6; 124:1; Пәнд. 18:10
□26:4 «Яһ» — болса «Яһвәһ»ниң қисқартилған шәкли (1:1-изаһатни көрүң).
□26:5 «жуқурида турғанлар» — бәлким 25-бап, 11-айәттики «жуқурида турған қошунлар»ға охшаш, җин-шәйтанларни көрситиши мүмкин. «Әшу алий шәһәр» — бәлким дуниядики худасизлиққа вәкиллик қилидиған Бабил, йәни жуқуриқи баблардики «мәнисиз шәһәр» болуши мүмкин.
□26:9 «Һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса» — бу сөзниң икки хил мәнаси бар: — биринчиси «адил қанунлириң дунияда (хәлқиңниң яхши қилғанлиғи арқилиқ) аян қилинса...». Иккинчи мәнаси «тәрбийилик җаза һөкүмлириң дунияда пәйда болса...». Иккила мәнаси, болупму иккинчи мәнаси тоғра болса керәк (10-айәтни көрүң).
□26:10 «Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у (рәзил адәм) йәнила адилсизлиқ қиливериду» — адиллиқни беҗа кәлтүрүш адилсиз муһит астида тәс, әлвәттә. Әтраптикиләр адил болса, өзиниң адил болмиқи асанрақ болиду. Бирақ рәзилләр йәнила адилсизлиқ қилиду.
□26:12 «Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән» — яки «чүнки һәммә әмәллиримизни әмәлийләштүргүчи өзүңдурсән».
□26:13 «Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз» — Худаниң «қалдиси»и, йәни Худаға садиқ болғанлар, «пәқәт Сениң меһри-шәпқитиң арқилиқла садиқ болдуқ» дегәндәк етирап қилиду.
□26:14 «Улар болса өлди» — мошу йәрдә «улар» 13-айәттики «башқа рәбләр», йәр йүзидики падишалар яки Исраил чоқунған бутларниң кәйнидә турған җин-шәйтанлар болса керәк.
□26:15 «Сән әлни... зиминниң ... һәртәрәпкә узартқансән» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Сән... әслидә уларни (әлни, йәни Исраилни) җаһанниң әң четигә сүргүн қилғансән».
□26:18 «Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди» — башқа бир хил тәрҗимиси «дунияда турғанлар һеч жиқилмиди» (демәк, урушта биздә һеч ғәлибә болмиди). Бирақ бизниңчә жуқуриқи тәрҗимиси тоғра. Шуниң билән мошу айәт Худаниң Исраил тоғрилиқ болған чоңқур мәхсити үстидә тохтилиду, дәп қараймиз. У Исраил арқилиқ дуниядикиләргә ниҗат-қутқузуш хәвирини йәткүзүп, уларни йеңи һаятқа, йәни мәңгүлүк һаятқа ериштүрүп, қайтидин туғдурмақчи. Лекин Исраил Худаниң шу мәхситигә қурал болушқа лайиқәтсиз болуп қалди . Шуңа Худа Өзи (19-20-айәтләр вә төвәндики бабларға асасән) шу ишни қилиду, дәйду.
□26:19 «Саңа тәвә өлгән адәмләр» — бу сөзни аңлаватқан «қалди»ларниң өзи сөйгән мәрһумларни көрситиши мүмкин. «Мениң җәситимниң тирилиши билән тәң улар тирилиду» — бәзидә ибраний тилида бирлик сан көплүк санни билдүриду; бирақ мошу айәт Қутқузғучи-Мәсиһниң тирилиши билән башқиларму тирилиду, дегән бешарәтлик мәнидә болушиму мүмкин (Инҗил, «Мат.» 27:52ни, «Рим.», 6:3-11ни көрүң).