Грек тәрҗимиси (LXX)ниң тексттә «бәз йүз гәз» дейилиду. 17 У шималий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти. 18 У җәнубий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти. 19 У ғәрбий тәрипигә бурулуп, өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
□42:4 «Ханиларниң алдида он гәз кәңликтә, йүз гәз узунлуқта бир каридор бар еди» — биз мошу йәрдә грек тәрҗимиси (LXX) вә «Пешитта»ниң текстигә әгишип, «йүз гәз» дәп тәрҗимә қилимиз. «... Ханиларниң ишиклири шималға қарайтти» — пүтүн айәттики әйни текстни чүшиниш тәс. Мүмкинчлиги барки, һәр қәвәттә икки каридор бар; шуниң билән һәр бир хана каридорға, йәни «шималға» қарайтти.
□42:6 «...һойлиға туташ ханиларниңкидәк түврүклири болмиғачқа, үчинчи қәвәттики ханилар астинқи қәвәттики вә оттуридики ханилардин тар еди» — бу җүмлиниң мәнасини ибариний тилида чүшиниш тәс. Бенадики түврүкләрниң қандақ орунлаштурулғанлиғи ениқ әмәс.
□42:9 «... сиртқи һойлидин киридиған, шәриқ тәрәпкә қарайдиған бир кириш йоли бар еди» — бу бенадин ички һойлиға киридиған бир йолму болуш керәк (13-, 14-айәт вә 44:19-айәтниму көрүң).
□42:14 «Каһинлар ... шу йәргә хизмәт кийимини селип қойиду...» — «шу йәр» жуқурида тәсвирләнгән «жүрүш ханилар»ни көрситиш керәк (44:19-айәтниму көрүң). Ички һойлиниң өзидә кийим-кечәкни алмаштуруш мувапиқ әмәстур.
□42:16 «У шәрқий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти» — ибадәтханидики «сиртқи һойла»ниң узунлуғи вә кәңлиги бәш йүз гәз еди (һесаплашқа асан болсун үчүн схемиларни көрүң). Буниңға қариғанда, сиртқи һойла теминиң сиртида йәнә бир чоң тосма там болса керәк. Шундақ болғанда, бу ибадәтхана интайин чоң болған болиду. Тәхминән узунлуғи вә кәңлиги бир километрдин ешиши мүмкин. Грек тәрҗимиси (LXX)ниң тексттә «бәз йүз гәз» дейилиду.
□42:20 «У төрт тәрипини өлчиди... узунлуғи бәш йүз (хада), кәңлиги бәш йүз (хада) там бар еди» — 16-айәттики изаһәтни көрүң.