7
Әстәрниң падишаға Һаманниң яман ғәризини ейтиши
Шуниң билән падиша билән Һаман ханиш Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди. «...Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди» — ибраний тилида «... Әстәрниң зияпитигә ичишкә кәлди». Падиша иккинчи қетимлиқ зияпәт үстидә шарап ичиливатқанда Әстәрдин: — И ханиш Әстәр, немә тәливиң бар? У саңа иҗабәт қилиниду. Немә илтимасиң бар? Һәтта падишалиғимниң йеримини илтимас қилсаңму шундақ қилиниду, — деди.
— Әгәр нәзәрлиридә илтипатқа еришкән болсам, и алийлири, вә падишасимға мувапиқ көрүнсә, мениң илтимасим өз җенимни айиғайла, шуниңдәк мениң тәливим өз хәлқимни сақлиғайла; чүнки биз, йәни мән вә мениң хәлқим биргә йоқитилип, қирилип, нәслимиздин қурутулушқа сетиветилдуқ. Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти, — дәп җавап бәрди Әстәр. «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, мән сүкүт қалаттим; чүнки биз тартидиған күлпәтниң падишани аварә қилғичилиги йоқ еди».
«Дүшмән падишасимниң тартидиған зийининиму төләп берәлмәйтти» дегәнниң мәнаси бәлким биринчидин, Йәһудийлар қул-дедәк қилинса баҗ төлимәйтти; иккинчидин, Худа Ибраһимға: «Ким сән вә әвлатлириңни қарғиған болса мән уни қарғаймән, сән вә әвлатлириңни ким бәрикәтлигән болса мән уни берикәтләймән» дәп вәдә қилған еди («Яр.» 12:2-3). Ким Йәһудий хәлқигә зиянкәшлик қилса, Худаниң җазасини тартиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
Падиша Аһашверош ханиш Әстәрдин: — Бундақ қилишқа петинған киши ким екән? У қәйәрдә?! — дәп сориди. Әстәр җававән: —
Бу дүшмән вә зәһәрхәндә мана мошу рәзил Һаман! — девиди, Һаман падиша билән ханиш алдида шу заматла дәккә-дүккигә чүшти.
 
Һаманниң өзи тәйярлиған дарға есилиши
Шуниң билән падиша қәһри-ғәзәпкә келип зияпәт-шарап үстидин турди-дә, чарибаққа чиқип кәтти; Һаман болса ханиш Әстәрдин җенини тиләшкә қалди; чүнки у падишаниң өзигә җаза бәрмәй қоймайдиған нийәткә кәлгәнлигини көрүп йәткән еди. Падиша чарибағдин зияпәт-шарап дәстихиниға қайтип кәлгинидә Һаманниң өзини Әстәр йөләнгән диванға ташлиғиничә турғинини көрди-дә: —
— Қара, униң ордида мениң алдимдила ханишқа зорлуқ қилғиливатқинини?! — девиди, бу сөз падишаниң ағзидин чиқиши биләнла адәмләр Һаманниң баш-көзини чүмкәп қойди. «баш-көзини чүмкәп қойди» — бәлким өлүм җазасиға мәһкүм қилинғанлар падишаниң йүзини көрмисун дәп шундақ қилған болса керәк. Падишаһниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бириси: — Йәнә бир иш бар, мана, Һаман алийлириниң һаяти үчүн гәп қилған Мордикайни есиш үчүн, әллик гәз егизликтә ясатқан дар тәйяр туриду, у дар һазир мошу Һаманниң һойлисида, девиди, падиша: — Һаманни униңға есиңлар! — деди. 10 Шуниң билән улар Һаманни у Мордикайға тәйярлап қойған дарға асти; шуниң билән падишаниң ғәзиви бесилди.
 
 

7:1 «...Әстәрниң зияпитигә дахил болушқа кәлди» — ибраний тилида «... Әстәрниң зияпитигә ичишкә кәлди».

7:4 «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, сүкүт қилған болаттим; лекин падишасимниң тартидиған зийининиму дүшмән төләп берәлмәйтти» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Әгәр биз қул вә дедәкликкә сетиветилгән болсақ, мән сүкүт қалаттим; чүнки биз тартидиған күлпәтниң падишани аварә қилғичилиги йоқ еди». «Дүшмән падишасимниң тартидиған зийининиму төләп берәлмәйтти» дегәнниң мәнаси бәлким биринчидин, Йәһудийлар қул-дедәк қилинса баҗ төлимәйтти; иккинчидин, Худа Ибраһимға: «Ким сән вә әвлатлириңни қарғиған болса мән уни қарғаймән, сән вә әвлатлириңни ким бәрикәтлигән болса мән уни берикәтләймән» дәп вәдә қилған еди («Яр.» 12:2-3). Ким Йәһудий хәлқигә зиянкәшлик қилса, Худаниң җазасини тартиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

7:8 «баш-көзини чүмкәп қойди» — бәлким өлүм җазасиға мәһкүм қилинғанлар падишаниң йүзини көрмисун дәп шундақ қилған болса керәк.