Мәлум бир кишигә тазим қилиш Тәвратқа хилап иш әмәс. Тәврат дәвридә Исраиллар өз падишалириға шундақ тазим қилатти яки гаһи вақитларда бир-биригә тазим қилатти. «Яр.» 23:7, «1Сам.» 24:8, «2Сам.» 14:4, «1Пад.» 1:16ни көрүң. У «бутпәрәслик» һесапланмайтти. 3 Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти. 4 Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди. □ «Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу?» — ибраний тилида «Мордикайниң ишлири тураламду-йоқ, бир көрәйличу?» дейилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қени Мордикай гепидә ахириғичә чиң тураламдикин, бир көрәйличу?». 5 Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди. 6 Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди.
□3:2 «...Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди» — Мордикайниң тазим қилмаслиғи яки баш урмаслиғиниң сәвәви бәлким Тәвраттики «Қан.» 25:17-19дики хатирә түпәйлидин болса керәк. Һаман Амаләк еди, Амаләкләр болса Исраилниң кона рәқиби еди. Һаман әслидә Самуил пәйғәмбәр өлтүргән Амаләк болған Агаг падишаниң әвлади болғачқа, бәлким Йәһудий хәлқигә техиму өч болуши мүмкин («Мис.» 17:8-16, «1Сам.» 15:17-23, «Қан.» 25:17-19ни көрүң). Мәлум бир кишигә тазим қилиш Тәвратқа хилап иш әмәс. Тәврат дәвридә Исраиллар өз падишалириға шундақ тазим қилатти яки гаһи вақитларда бир-биригә тазим қилатти. «Яр.» 23:7, «1Сам.» 24:8, «2Сам.» 14:4, «1Пад.» 1:16ни көрүң. У «бутпәрәслик» һесапланмайтти.
□3:4 «Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу?» — ибраний тилида «Мордикайниң ишлири тураламду-йоқ, бир көрәйличу?» дейилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қени Мордикай гепидә ахириғичә чиң тураламдикин, бир көрәйличу?».
□3:7 ««пур», йәни чәк ... он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти» — чәкниң он иккинчи айға чиқиши интайин әҗайип иш еди. Биз шу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□3:9 «он миң талант» — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, Парс империйәси бойичә бәлким 34-45 килограм болуши мүмкин; шуңа 10000 талант күмүч бәлким аз дегәндә 340 тонничә болатти; бу пәвқулъаддә көп пул падишаниң жиллиқ кириминиң үчтин икки қисмиға баравәр болуп, пара һесаплинатти; шүбһисизки, мошу пара бәлким Йәһудий хәлқи йоқитилса, улар тапшуридиған баҗларниң орниға болсун дәп берилгән; лекин у Йәһудийлар тапшурушқа тегишлик баҗдин хеләла көп еди. Һаман «хәлиқ»ниң Йәһудий хәлқи екәнлигини тилға елишқа петиналмиди; чүнки бурунқи Парс императорлири Йәһудий хәлқигә чоң һөрмәт билдүрүп кәлгән еди.
□3:11 «Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди бу сениң пулуң болғандин кейин, қобул қилай».