5
Ағзиңни йениклик билән ачма; көңлүң Худа алдида бир немини ейтишқа алдирмисун; чүнки Худа әршләрдә, сән йәр йүзидидурсән; шуңа сөзлириң аз болсун. Чүнки иш көп болса чүшму көп болғандәк, гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду. «... гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду» — бу сөзләрдә көздә тутулғини бәлким ахмақларниң беһудә қәсәм ичидиғанлиғи болуши мүмкин.
Худаға қәсәм ичсәң, уни ада қилишни кечиктүрмә; чүнки У ахмақлардин һозур алмайду; шуңа қәсимиңни ада қилғин. Чөл. 30:3; Қан. 23:20 Қәсәм ичип ада қилмиғандин көрә, қәсәм ичмәслигиң түзүктур. Қан. 23:20, 21 Ағзиң тениңни гунаниң ихтияриға қоювәтмисун; пәриштә алдида: «Хата сөзләп салдим» демә; немишкә Худа гепиңдин ғәзәплинип қоллириң ясиғанни һалак қилиду? «пәриштә алдида» — қайси пәриштә? «Пәрвәрдигарниң пәриштиси» болуши керәк. Ибраний тилида «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр бир сөз биләнла ипадилиниду. Каһин һәм пәриштә Худаниң «әлчи»сидур («Мал.» 2:7ни көрүң). Чүнки чүш көп болса бимәниликму көп болиду; гәп көп болсиму охшаштур; шуңа, Худадин қорққин! Пәнд. 10:19
 
Нәпәси яман мәнсәпдарлар
Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур. «Сән намратларниң езилгәнлигини ... көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма;» — Сулайман падиша өзи адил падиша болғини билән, униң төвәндики қатламму-қатлам йәрлик мәнсәпдарларниң чириклишишини тизгинлийәлиши чәкликтур. Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду. «Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду» — ибраний тилида бу айәтни чүшиниш тәс. Бизниңчә Сулайман адәмниң диққитини һөкүмәтниң чириклишип кәткәнлигигә әмәс, бәлки әң муһимиға, йәни Худаниң яхшилиғи (тупрақтики зираәтләр арқилиқ болған яхшилиғи)ға қаратмақчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ умумән қилип ейтқанда, өзи териқчилиқ қилидиған падиша зиминға пайдилиқтур». Бу тәрҗиминиң мәнаси: «Зиминни башқуридиған бириси болса (болупму падиша өзи териқчилиқни чүшәнсә), бу бәрибир һөкүмәтсизликтин, қалаймиқанчилиқтин, һакимийәтсизликтин яхши» дегәндәк. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрниму учритиши мүмкин.
 
Пул
Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур. 10 Мал-мүлүк көпәйсә, уларни йегүчиләрму көпийиду; мал егисигә уларни көзләп, улардин һозур елиштин башқа немә пайдиси болсун?
11 Аз йесун, көп йесун, әмгәкчиниң уйқиси татлиқтур; бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас. «...бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас» — «байниң тоқлуғи» бәлким икки бислиқ сөз болуп: (1) униң байлиғидин әнсирәшлири; (2) зиядә көп тамақ йәп, һәзим болмаслиғини көрситиши мүмкин.
 
Байлиқларға бағлиқ йәнә бир бимәнилик
12 Мән қуяш астида зор бир күлпәтни көрдүм — у болсиму, егиси өзигә зиян йәткүзидиған байлиқларни топлаштур; 13 шуниңдәк, униң байлиқлири балаю-апәт түпәйлидин йоқилишидин ибарәттур. Ундақ адәмниң бир оғли болса, оғлиниң қолиға қалдурғидәк һеч немиси йоқ болиду. 14 У аписиниң қосиғидин ялаңач чиқип, кәткәндиму ялаңач пети кетиду; у өзиниң җапалиқ әмгигидин қолиға алғидәк һеч немини епкәтәлмәйду. Зәб. 48:18-21 15 Мана буму еғир әләмлик иш; чүнки у қандақ кәлгән болса, йәнә шундақ кетиду; әнди униң шамалға еришиш үчүн әмгәк қилғининиң немә пайдиси? 16 Униң барлиқ күнлиридә йәп-ичкини қараңғулуқта болуп, ғәшлиги, кесәллиги вә хапилиғи көп болиду.
 
Әмгәкниң мевисидин һозур елиш
17 Мана неминиң ярамлиқ вә гөзәл екәнлигини көрдум — у болсиму, инсанниң Худа униңға тәқдим қилған өмриниң һәр бир күнлиридә йейиш, ичиш вә қуяш астидики барлиқ меһнитидин һозур елиштур; чүнки бу униң несивисидур. Топ. 2:10, 24; 3:12, 22; 9:7; 11:9 18 Худа һәр бирсини байлиқларға, мал-дунияға егә болушқа, шуниңдәк улардин йейишкә, өз рисқини қобул қилишқа, өз әмгигидин һозур елишқа муйәссәр қилған болса — мана булар Худаниң соғитидур. 19 Чүнки у өмридики тез өтидиған күнлири үстидә көп ойланмайду; чүнки Худа уни көңлиниң шатлиғи билән бәнд қилиду.
 
 

5:2 «... гәп көп болса, ахмақниң гепи болуп қалиду» — бу сөзләрдә көздә тутулғини бәлким ахмақларниң беһудә қәсәм ичидиғанлиғи болуши мүмкин.

5:3 Чөл. 30:3; Қан. 23:20

5:4 Қан. 23:20, 21

5:5 «пәриштә алдида» — қайси пәриштә? «Пәрвәрдигарниң пәриштиси» болуши керәк. Ибраний тилида «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр бир сөз биләнла ипадилиниду. Каһин һәм пәриштә Худаниң «әлчи»сидур («Мал.» 2:7ни көрүң).

5:6 Пәнд. 10:19

5:7 «Сән намратларниң езилгәнлигини ... көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма;» — Сулайман падиша өзи адил падиша болғини билән, униң төвәндики қатламму-қатлам йәрлик мәнсәпдарларниң чириклишишини тизгинлийәлиши чәкликтур.

5:8 «Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду» — ибраний тилида бу айәтни чүшиниш тәс. Бизниңчә Сулайман адәмниң диққитини һөкүмәтниң чириклишип кәткәнлигигә әмәс, бәлки әң муһимиға, йәни Худаниң яхшилиғи (тупрақтики зираәтләр арқилиқ болған яхшилиғи)ға қаратмақчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ умумән қилип ейтқанда, өзи териқчилиқ қилидиған падиша зиминға пайдилиқтур». Бу тәрҗиминиң мәнаси: «Зиминни башқуридиған бириси болса (болупму падиша өзи териқчилиқни чүшәнсә), бу бәрибир һөкүмәтсизликтин, қалаймиқанчилиқтин, һакимийәтсизликтин яхши» дегәндәк. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрниму учритиши мүмкин.

5:11 «...бирақ байниң тоқлуғи уни ухлатмас» — «байниң тоқлуғи» бәлким икки бислиқ сөз болуп: (1) униң байлиғидин әнсирәшлири; (2) зиядә көп тамақ йәп, һәзим болмаслиғини көрситиши мүмкин.

5:14 Зәб. 48:18-21

5:17 Топ. 2:10, 24; 3:12, 22; 9:7; 11:9