24
Давутниң Исраилларни ройхәткә елиш гунайи
1Тар. 21
1 Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға йәнә қозғалди. Шуниң билән У уларни җазалаш үчүн Давутни қозғивиди, у адәм чиқирип, уларға: — Исраиллар билән Йәһудалиқларниң санини ал, деди.
□ 2 Падиша өз йенида турған қошун сәрдари Йоабқа: Барғин, Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Исраилниң һәммә қәбилилириниң жутлирини кезип, хәлиқни санап чиққин, мән хәлиқниң санини биләй, деди.
3 Йоаб падишаға: Бу хәлиқ һазир мәйли қанчилик болсун, Пәрвәрдигар Худайиң уларниң санини йүз һәссә ашурғай. Буни ғоҗам падиша өз көзи билән көргәй! Лекин ғоҗам падиша немишкә бу иштин хуш болидикин? — деди.
□ 4 Амма Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири унимисиму, падишаниң ярлиғи улардин күчлүк еди; шуниң билән Йоаб билән қошунниң башқа сәрдарлири Исраилниң хәлқини саниғили падишаниң қешидин чиқти. 5 Улар Иордан дәриясидин өтүп Яазәргә йеқин Гад вадисида Ароәрдә, йәни шәһәрниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти. 6 Андин улар Гилеадқа вә Тахтим-Һодшиниң жутиға кәлди. Андин Дан-Яанға келип айлинип Зидонға барди. 7 Андин улар Тур дегән қорғанлиқ шәһәргә, шундақла Һивийлар билән Ⱪананийларниң һәммә шәһәрлиригә кәлди; андин улар Йәһуда жутиниң җәнуп тәрипигә, шу йәрдики Бәәр-Шебағичә барди. 8 Шундақ қилип улар пүткүл зиминни кезип, тоққуз ай жигирмә күн өткәндин кейин, Йерусалимға йенип кәлди.
9 Йоаб падишаға хәлиқниң санини мәлум қилип: Исраилда қилич көтирәләйдиған батурдин сәккиз йүз миңи, Йәһудада бәш йүз миңи бар екән, деди.
10 Давут хәлиқниң санини алғандин кейин, виҗдани азапланди вә Пәрвәрдигарға: Бу қилғиним еғир гуна болупту. И Пәрвәрдигар, қулуңниң қәбиһлигини көтиривәткәйсән; чүнки мән толиму ахмақанилик қиптимән, деди.
□ 11 Давут әтигәндә турғанда Пәрвәрдигарниң сөзи Давутниң алдин көргүчиси болған Гад пәйғәмбәргә келип:
12 — «Берип Давутқа ейтқин, Пәрвәрдигар: —
Мән үч бала-қазани алдиңға қойимән, уларниң бирини талливалғин, мән шуни үстүңгә чүшүримән, дәйду — дегин» — дейилди.
13 Шуниң билән Гад Давутниң қешиға келип буни униңға деди. У униңға: «Йәттә жилғичә зиминиңда ачарчилиқ саңа болсунму? Яки дүшмәнлириң үч айғичә сени қоғлап, сән улардин қачамсән? Вә яки үч күнгичә зиминиңда ваба тарқалсунму? Әнди сән убдан ойлап, бир немә дегин, мән мени Әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» — деди.
14 Давут Гадқа: Мән толиму тәңликтә қалдим! Сәндин өтүнәйки, биз Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәйли; чүнки Униң рәһимдиллиғи зордур; инсанниң қолиға пәқәт чүшүп қалмиғаймән! — деди.
15 Шуниң билән Пәрвәрдигар әтигәндин тартип бекитилгән вақитқичә ваба чүшүрди. Дандин тартип Бәәр-Шебағичә йәтмиш миң адәм өлди.
16 Әнди пәриштә қолини Йерусалимға узутуп шәһәрни һалак қилай дегәндә, Пәрвәрдигар еғир һөкүмидин пушайман қилип, хәлиқни һалак қиливатқан Пәриштигә: Әнди болди қилғин; қолуңни жиққин, — деди. У вақитта Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Аравнаһниң хамининиң йенида еди.
□ 17 Давут хәлиқни йоқитиватқан пәриштини көргәндә Пәрвәрдигарға: Мана, гуна қилған мән, қәбиһлик қилғучи мәндурмән. Лекин бу қойлар болса немә қилди? Сениң қолуң мениң үстүмгә вә атамниң җәмәтиниң үстигә чүшсун! — деди.
□
Давут хаманни сетивелип қурбангаһ қуриду
18 Шу күни Гад Давутниң қешиға келип униңға: Берип Йәбусий Аравнаһниң хаминиға Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиғин, деди.
19 Давут Гадниң сөзи бойичә Пәрвәрдигар буйруғандәк қилди.
20 Аравнаһ қарап падиша билән хизмәткарларниң өз тәрипигә келиватқинини көрүп, алдиға чиқип падишаниң алдида йүзини йәргә тәккүзүп, тазим қилди. 21 Аравнаһ: Ғоҗам падиша немә иш билән қуллириниң алдиға кәлдилигин? — дәп сориди. Давут: Хәлиқниң арисида вабани тохтитиш үчүн, бу хаманни сәндин сетивелип, бу йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиғили кәлдим, — деди.
22 Аравнаһ Давутқа: Ғоҗам падиша өзлири немини халисила шуни елип қурбанлиқ қилсила. Мана бу йәрдә көйдүрмә қурбанлиқ үчүн калилар бар, отун қилишқа хаман тепидиған тирнилар билән калиларниң боюнтуруқлири бар. 23 И падиша, буниң һәммисини мәнки Аравнаһ падишаға тәқдим қилай, деди. У йәнә падишаға: Пәрвәрдигар Худалири силини қобул қилип шәпқәт көрсәткәй, деди.
24 Падиша Аравнаһға: Яқ, қандақла болмисун буларни сәндин өз нәрхидә сетивалмисам болмайду. Мән бәдәл төлимәй Пәрвәрдигар Худайимға көйдүрмә қурбанлиқларни һәргиз сунмаймән, — деди. Андин Давут хаман билән калиларни әллик шәкәл күмүчкә сетивалди.
□ 25 Андин Давут у йәрдә Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясап, көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлири қилди. Пәрвәрдигар зимин үчүн қилған дуаларни қобул қилип, ваба Исраилниң арисида тохтиди.