14
Абшалом Йерусалимға қайтип келиду
Әнди Зәруияниң оғли Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға тәлмүриватқанлиғини байқиди. «...Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға тәлмүриватқанлиғини байқиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға өч болғанлиғини байқиди». Бирақ Йоабниң ишләткән тәдбиридин (2-23) қариғанда, бизниң тәрҗимимизни шу әһвалға бәкрәк маслишиду, дәп қараймиз. Шуниң үчүн Йоаб Тәкоаға адәм әвәтип у йәрдин данишмән бир хотунни әкәлдүрүп униңға: Сәндин өтүнәй, өзүңни матәм тутқан кишидәк көрситип қарилиқ кийими кийип, өзүңни әтирлик май билән яғлимай, бәлки өзүңни өлгүчи үчүн узун вақит һазидар болған аялдәк қилип «өзүңни әтирлик май билән яғлимай,...» — ибраний тилида «өзүңни әтирлик май билән мәсиһлимәй,...». Кона заманларда оттура шәриқтики әлләр арисида кишиләрдә (әрләр вә аяллардиму) йүзлирини әтирлик май билән сүрүш адити бар еди. Лекин матәм тутқанлар қайғуни билдүрүш үчүн шундақ қилмайтти. Давут падишаниң қешиға берип униңға мундақ дегин, — деди.
Шундақ қилип, Йоаб демәкчи болғанлирини у аялға үгәтти. Шуниң билән Тәкоалиқ бу аял падишаниң алдиға берип, тазим қилип, баш уруп: И падишасим, мени қутқузивалғайла, — деди.
Падиша униңдин: Немә дәрдиң бар? дәп сориди. У җавап берип: Мән дәрвәқә бир тул хотунмән! Ерим өлүп кәтти; Дедәклириниң икки оғли бар еди. Иккиси етизлиқта урушуп қелип, ариға чүшидиған адәм болмиғачқа, бири йәнә бирини уруп өлтүрүп қойди. Мана, һазир пүтүн өйдикиләр дедәклиригә қарши қопуп, инисини өлтүргинини бизгә тутуп бәргин; инисиниң җенини елип, қәтл қилғини үчүн биз җанға җан алимиз. Шуниң биләнму мирас алғучини йоқитимиз, дәватиду. Улар шундақ қилип ялғуз қалған чоғумни өчүрүп, еримгә нә нам нә йәр йүзидә әвлатму қалдурғили қоймайду, — деди.
Падиша аялға: Өйүңгә барғин, мән әһвалға қарап сән тоғрилиқ һөкүм чиқиримән, — деди.
Тәкоалиқ аял падишаға: И, ғоҗам падиша, бу ишта гуна болса, һәммиси мениң билән атамниң җәмәти үстидә болсун, падиша вә униң тәхти билән мунасивәтсиз болсун, — деди. «бу ишта гуна болса,...» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси башқа бирисини бекардин-бекар өлтүргән болса, өлтүрүлгүчиниң йеқин уруқ-туққанлириниң униң үчүн қисас елиш һоқуқи бар еди («Чөл.» 35:9-34). Бириси бирәрсини тәсадипийлиқтин өлтүрүп қойса, өлтүргүчи киши чәтәлгә яки «панаһлиқ шәһири»гә қачса болатти. Амма мошу йәрдә падиша шу аялниң туққанлириниң «қисас елиш»тин ибарәт қанунлуқ һоқуқини тосмақчи болиду. Кейин у шуни билидуки, һәммә сөзләр пәқәт бир тәмсилдур, халас.
10  Падишаһ: Бирәр ким саңа бу тоғрилиқ гәп қилса, уни мениң қешимға елип кәлгин, у сени йәнә аварә қилмайдиған болиду, — деди.
11  Аял җавап берип: Ундақта падиша Пәрвәрдигар Худалирини яд қилғайла, қанға қан интиқам алғучиларниң оғлумни йоқатмаслиғи үчүн, уларниң һалак қилишиға йол қоймиғайла, — деди. Падишаһ: Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Сениң оғлуңниң бир тал чечи йәргә чүшмәйду, — деди. «падиша Пәрвәрдигар Худалирини яд қилғайла...» — дегәнниң мәнаси бәлким «падиша Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилғайла...».
12  Лекин аял: Дедәклири ғоҗам падишаға йәнә бир сөзни дегили қойғайла, девиди, у: Ейтқин — деди. 13  Аял йәнә мундақ деди: Әнди сили немишкә Худаниң хәлқигә шуниңға охшаш зиянлиқ бир ишни нийәт қилдила? Падиша шу гепи билән өзини гунакар қилип бекитиватиду, чүнки у өзи палиған кишини қайтуруп әкәлмиди. 14  Дәрвәқә һәммимиз чоқум өлүп, йәргә төкүлгән, қайтидин жиғивалғили болмайдиған судәк болимиз. Лекин Худа адәмниң җенини елишқа әмәс, бәлки Өз паланғинини Өзигә қайтуруп әкилишкә илаҗ қилиду. «Худа... паланғинини Өзигә қайтуруп әкилишкә илаҗ қилиду» — ибраний тилида: «Худа... Өзиниң палиқинини Өзидин паланди қаливәрмәслигигә илаҗ қилиду» дегән сөз билән ипадилиниду.
15  Әмәлийәттә, мениң ғоҗам падишаға шу иш тоғрисидин сөз қилғили келишимниң сәвәви, хәлиқ мени қорқатти. Лекин дедәклири: Бу гәпни падишаға ейтай! Падиша бәлким өз чөрисиниң илтимасини беҗа кәлтүрәр, дегән ойда болди. 16  Чүнки падиша аңлиши мүмкин, чөрисини һәм оғлумни Худаниң мирасидин тәң йоқатмақчи болған кишиниң қолидин қутқузуп қалар. «Худаниң мираси» — шүбһисизки, тул хотун вә оғлиға (Худаниң бир нәччә дәвир илгири Исраил хәлқиниң әҗдатлириға тапшурған көрсәтмисигә асасән) («Йә.» 12:7 қатарлиқлар) мирас қалған зиминини көрситиду. 17  Шуңа дедәклири, ғоҗам падишаниң сөзи маңа арамлиқ берәр, дәп ойлидим. Чүнки ғоҗам падиша Худаниң бир пәриштисидәк яхши-яманни пәриқ әткүчидур. Пәрвәрдигар Худалири сили билән биллә болғай!
18  Падиша аялға җавап берип: Сәндин өтүнимәнки, мән сәндин соримақчи болған ишни мәндин йошурмиғайсән, деди. Аял: Ғоҗам падиша сөз қилсила, деди.
19  Падишаһ: Бу гәплириңниң һәммиси Йоабниң көрсәтмисиму, қандақ? — деди. Аял җавап берип: И, ғоҗам падиша, силиниң җанлири билән қәсәм қилимәнки, ғоҗам падиша ейтқанлири оңғиму, солғиму қаймайдиған һәқиқәттур. Дәрвәқә силиниң қуллири Йоаб маңа шуни тапилап, бу сөзләрни дедәклириниң ағзиға салди. «Йоабниң көрсәтмиси» — ибраний тилида: «Йоабниң қоли». «ғоҗам падиша ейтқанлири оңғиму, солғиму қаймайдиған һәқиқәттур» — ибраний тилида «Бириси ғоҗам падиша ейтқанлиридин оңғиму, солғиму бурулса, у һәқиқәттә турмайду». 20  Йоабниң бундақ қилиши бу ишни һәл қилиш үчүн еди. Ғоҗамниң даналиғи Худаниң бир пәриштисиниңкидәк екән, зиминда йүз бериватқан һәммә ишларни билидикән, — деди.
21  Шуниң билән падиша Йоабқа: Мақул! Мана, бу ишқа иҗазәт бәрдим. Берип у жигит Абшаломни елип кәлгин, деди.
22  Йоаб йәргә жиқилип баш уруп, падишаға бәхит-бәрикәт тилиди. Андин Йоаб: И ғоҗам падиша, өз қулуңниң тәливигә иҗазәт бәргиниңдин, өз қулуңниң сениң алдиңда илтипат тапқинини бүгүн билдим, — деди.
23  Андин Йоаб қозғилип, Гәшурға берип Абшаломни Йерусалимға елип кәлди. 24  Амма падиша: — У мениң йүзүмни көрмәй, өз өйигә барсун, дегән еди. Шуңа Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, өз өйигә кәтти.
25  Әнди пүткүл Исраил тәвәсидә Абшаломдәк чирайлиқ дәп махталған адәм йоқ еди. Тапинидин тартип чоққусиғичә униңда һеч әйип йоқ еди. 26  Униң чечини чүшүргәндә (у һәр жилниң ахирида чечини чүшүрәтти; чечи еғирлишип кәткәчкә, шуңа уни чүшүрәтти), чечини падишаниң «өлчәм тараза»си билән тартса икки йүз шәкәл чиқатти. «икки йүз шәкәл» — 1.4 килограм болуши мүмкин. 27  Абшаломдин үч оғул вә Тамар исимлиқ бир қиз туғулди. Қизи толиму чирайлиқ еди.
28  Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, Йерусалимда топтоғра икки жил тошқичә турди; 29  Абшалом Йоабқа адәм маңдуруп, өзини падишаниң қешиға әвәтишини өтүнди, амма у кәлгили унимиди. Абшалом иккинчи қетим униң йениға адәм әвәтти, лекин Йоаб келишни халимиди.
30  Шуниң билән Абшалом өз хизмәткарлириға: — Йоабниң мениңкигә яндаш арпа териқлиқ бир парчә етизлиғи бар. Берип униңға от қоюңлар, дәп буйруди. Шундақ қилип, Абшаломниң хизмәткарлири Йоабниң бу бир парчә етизлиғиға от қойди. 31  Андин Йоаб қозғилип Абшаломниң өйигә кирип униңдин: Немишкә хизмәткарлириң етизлиғимға от қойди! — дәп сориди.
32  Абшалом Йоабқа җавап берип: Мана, мән саңа адәм әвәтип: Қешимға кәлсун, андин падишаниң қешиға маңа вакалитән барғузуп униңға: Мән немишкә Гәшурдин йенип кәлгәндимән? У йәрдә қалсам, яхши болаттикән, дәп ейтқузмақчи едим. Әнди падиша билән дидарлашсам дәймән; мәндә қәбиһлик болса, у мени өлтүрсун, — деди.
33  Шуниң билән Йоаб падишаниң қешиға берип, униңға бу хәвәрни йәткүзди. Падиша Абшаломни чақирди; у падишаниң қешиға келип, падишаниң алдида тазим қилип баш урди; падиша Абшаломни сөйди.
 
 

14:1 «...Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға тәлмүриватқанлиғини байқиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға өч болғанлиғини байқиди». Бирақ Йоабниң ишләткән тәдбиридин (2-23) қариғанда, бизниң тәрҗимимизни шу әһвалға бәкрәк маслишиду, дәп қараймиз.

14:2 «өзүңни әтирлик май билән яғлимай,...» — ибраний тилида «өзүңни әтирлик май билән мәсиһлимәй,...». Кона заманларда оттура шәриқтики әлләр арисида кишиләрдә (әрләр вә аяллардиму) йүзлирини әтирлик май билән сүрүш адити бар еди. Лекин матәм тутқанлар қайғуни билдүрүш үчүн шундақ қилмайтти.

14:9 «бу ишта гуна болса,...» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси башқа бирисини бекардин-бекар өлтүргән болса, өлтүрүлгүчиниң йеқин уруқ-туққанлириниң униң үчүн қисас елиш һоқуқи бар еди («Чөл.» 35:9-34). Бириси бирәрсини тәсадипийлиқтин өлтүрүп қойса, өлтүргүчи киши чәтәлгә яки «панаһлиқ шәһири»гә қачса болатти. Амма мошу йәрдә падиша шу аялниң туққанлириниң «қисас елиш»тин ибарәт қанунлуқ һоқуқини тосмақчи болиду. Кейин у шуни билидуки, һәммә сөзләр пәқәт бир тәмсилдур, халас.

14:11 «падиша Пәрвәрдигар Худалирини яд қилғайла...» — дегәнниң мәнаси бәлким «падиша Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилғайла...».

14:14 «Худа... паланғинини Өзигә қайтуруп әкилишкә илаҗ қилиду» — ибраний тилида: «Худа... Өзиниң палиқинини Өзидин паланди қаливәрмәслигигә илаҗ қилиду» дегән сөз билән ипадилиниду.

14:16 «Худаниң мираси» — шүбһисизки, тул хотун вә оғлиға (Худаниң бир нәччә дәвир илгири Исраил хәлқиниң әҗдатлириға тапшурған көрсәтмисигә асасән) («Йә.» 12:7 қатарлиқлар) мирас қалған зиминини көрситиду.

14:19 «Йоабниң көрсәтмиси» — ибраний тилида: «Йоабниң қоли». «ғоҗам падиша ейтқанлири оңғиму, солғиму қаймайдиған һәқиқәттур» — ибраний тилида «Бириси ғоҗам падиша ейтқанлиридин оңғиму, солғиму бурулса, у һәқиқәттә турмайду».

14:26 «икки йүз шәкәл» — 1.4 килограм болуши мүмкин.