2
Илияс асманға көтирилиду
Пәрвәрдигар Илиясни қара қуюнда асманға көтәрмәкчи болған вақитта Илияс билән Елиша Гилгалдин чиқип кетивататти.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Бәйт-Әлгә маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән! деди. Шуниң билән улар Бәйт-Әлгә чүшүп кәлди. У вақитта Бәйт-Әлдики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди. «пәйғәмбәр шагиртлири» — ибраний тилида «пәйғәмбәрниң оғуллири». Булар бәлким өз жутини ташлап, мәлум бир пәйғәмбәргә әгишип униңдин тәлим-тәрбийә алидиған вә шундақла Худадин пәйғәмбәрлик илтипат-қабилийәтни тиләйдиған адәмләр еди. «Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду» — «сәндин» ибраний тилида «бешиңдин» дәп ипадилиниду. Демәк, кейин Илияс Елишаниң беши болмайду.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Йерихоға маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди. Шуниң билән улар иккиси Йерихоға барди.
У вақитта Йериходики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди. «Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду?» — «сәндин» ибраний тилида «бешиңдин» дәп ипадилиниду.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Иордан дәриясиға маңғузди, деди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди, шуниң билән улар иккиси меңивәрди.
Әнди пәйғәмбәр шагиртлиридин әллик киши берип, уларниң удулида жирақтин қарап туратти. Амма у иккилән Иордан дәриясиниң бойида тохтап турди. Илияс йепинчисини қатлап, униң билән суни уривиди, су иккигә бөлүнүп турди; улар иккиси қуруқ йолдин өтти. Өтүп болғандин кейин Илияс Елишаға: Мән сәндин айрилмаста, сениң өзүң үчүн мәндин немә тилигиң болса, дәвәргин, деди. Елиша: Сениң үстүңдә турған Роһниң икки һәссиси үстүмгә қонсун, — деди.
10 У: Бу тилигиңгә еришмәк қийиндур; мән сәндин елип кетилгән вақтимда, мени көрүп турсаң, саңа шундақ берилиду; болмиса, берилмәйду, — деди.
11 Вә шундақ болдики, улар сөзлишип маңғанда, мана, отлуқ бир җәң һарвуси билән отлуқ атлар намайән болди; улар иккисини айривәтти вә Илияс қара қуюнда асманға көтирилип кәтти.
12 Елиша буни көрүп: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири! — дәп вақириди. Андин у уни йәнә көрәлмиди. У өз кийимини тутуп, уларни житип икки парчә қиливәтти. «Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири!» — бәлким Елиша һазир көргән җәң һарвуси вә атлирини көрситиду. Илияс пәйғәмбәр Исраил арисида турған вақтида Худаниң самавий күчлири униң вастиси билән Исраилға ярдәмдә болатти. Шу нуқтидин пәйғәмбәрниң өзи Исраилға нисбәтән «җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири» болатти. Лекин у асманға көтирилгәндин кейин қандақ болар?   2Пад. 13:14
13 Андин у Илиясниң учисидин чүшүп қалған йепинчисини йәрдин елип, Иордан дәриясиниң қирғиқиға қайтип кәлди. 14 У Илиясниң үстидин чүшүп қалған йепинчиси билән суни уруп: «Илиясниң Худаси Пәрвәрдигар нәдидур?», деди. Елиша суни шундақ урғанда су иккигә бөлүнди; Елиша судин өтүп кәтти.
15 Йериходики пәйғәмбәр Шагиртлири қарши қирғақта туруп уни көрди вә: «Илиясниң роһи Елишаниң үстидидур» дәп униң алдиға берип, баш уруп тазим қилди. 16 Улар униңға: Мана сениң кәминилириң арисида әллик әзимәт бар; өтүнимиз, булар ғоҗаңни издигили барсун. Пәрвәрдигарниң Роһи бәлким уни көтирип тағларниң бир йеридә яки җилғиларниң бир тәрипидә ташлап қойдимики, деди. Лекин у: Силәр һеч адәмни әвәтмәңлар, деди.
17 Амма уларниң уни қиставериши билән у хиҗаләт болуп: Адәм әвәтиңлар, деди. Шуңа улар әллик кишини әвәтти; булар үч күн уни издиди, лекин һеч тапалмиди. 18 Улар Елишаниң йениға қайтип кәлгәндә (у Йерихода турувататти) у уларға: Мән дәрвәқә силәргә «Издәп бармаңлар!» демидимму? — деди.
 
Елиша пәйғәмбәрниң пәйғәмбәрлик һоқуқи намайән болиду
19 Шәһәрдики адәмләр Елишаға: Ғоҗам көргәндәк, шәһәр өзи убдан җайдидур, лекин су начар вә тупрақ туғмастур, деди.
20 У: Йеңи бир коза елип келип, ичигә туз қоюп, маңа бериңлар, деди. Улар уни елип келип униңға бәрди.
21 У булақниң бешиға берип униңға тузни төкти вә: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән бу суларни сақайттим; әнди улардин қайта өлүм болмайду вә йәрниң туғмаслиғи болмайду» — деди. «Мән бу суларни сақайттим» — яки «Мән бу суларни тазилидим».
22 Худди Елишаниң ейтқан бу сөзидәк, у су таки бүгүнгә қәдәр пак болуп кәлди.
23 Елиша Йериходин чиқип Бәйт-Әлгә барди. У йолда кетип барғанда, бәзи балилар шәһәрдин чиқип уни заңлиқ қилип: Чиқип кәт, и тақир баш! Чиқип кәт, и тақир баш! — дәп вақирашти.
24 У бурулуп уларға қарап Пәрвәрдигарниң нами билән уларға ләнәт оқуди; шуниң билән орманлиқтин икки чиши ейиқ чиқип, балилардин қириқ иккини житивәтти. 25 У у йәрдин кетип, Кармәл теғиға берип, у йәрдин Самарийәгә йенип барди.
 
 

2:3 «пәйғәмбәр шагиртлири» — ибраний тилида «пәйғәмбәрниң оғуллири». Булар бәлким өз жутини ташлап, мәлум бир пәйғәмбәргә әгишип униңдин тәлим-тәрбийә алидиған вә шундақла Худадин пәйғәмбәрлик илтипат-қабилийәтни тиләйдиған адәмләр еди. «Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду» — «сәндин» ибраний тилида «бешиңдин» дәп ипадилиниду. Демәк, кейин Илияс Елишаниң беши болмайду.

2:5 «Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду?» — «сәндин» ибраний тилида «бешиңдин» дәп ипадилиниду.

2:12 «Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири!» — бәлким Елиша һазир көргән җәң һарвуси вә атлирини көрситиду. Илияс пәйғәмбәр Исраил арисида турған вақтида Худаниң самавий күчлири униң вастиси билән Исраилға ярдәмдә болатти. Шу нуқтидин пәйғәмбәрниң өзи Исраилға нисбәтән «җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири» болатти. Лекин у асманға көтирилгәндин кейин қандақ болар?

2:12 2Пад. 13:14

2:21 «Мән бу суларни сақайттим» — яки «Мән бу суларни тазилидим».