Тарих-тәзкирә «2»
1
Сулайман Исраил үстигә һөкүм сүриду
1Пад. 3:1-15
1 Давутниң оғли Сулайманниң һөкүмранлиғи мустәһкәмләнди; чүнки униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, уни бәк бүйүк қилди.
2 Сулайман пүткүл Исраилларни, миң беши, йүз беши, сорақчи вә пүткүл Исраилниң қәбилә-җәмәт башлиқлири болған әмәлдарларни чақиртип уларға сөз қилди.
3 Сулайман барлиқ җамаәт билән бирликтә Гибеонниң егизлигигә барди; чүнки у йәрдә Худаниң «җамаәт чедири», йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса баяванда ясатқан чедир бар еди.
□ 4 Худаниң әһдә сандуғини болса Давут Кириат-Йеаримдин елип чиқип, өзи униңға тәйярлиған йәргә әкәлгән еди; чүнки у Йерусалимда әһдә сандуғи үчүн бир чедир тиктүргән еди.
5 Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл ясиған мис қурбангаһ болса
Гибеонда, йәни Пәрвәрдигарниң җамаәт чедири алдида еди; Сулайман җамаәт билән бирликтә берип, шу йәрдә
Пәрвәрдигардин тиләк тилиди.
6 Сулайман җамаәт чедириниң алдидики мис қурбангаһниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға келип, қурбангаһта миң мални көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
7 Шу кечиси Худа Сулайманға аян болуп, униңға: — Сән немини тилисәң, шуни беримән, деди.
8 Сулайман Худаға: — Сән атам Давутқа зор меһир-муһәббәт ата қилған, мени униң орниға падиша қилдиң.
9 И Пәрвәрдигар Худа, әнди Сән атам Давутқа бәргән вәдәңни пухта орунлиғайсән; чүнки Сән мени йәрдики топидәк нурғун хәлиққә һөкүмранлиқ қилидиған падиша қилдиң.
10 Әнди Сән маңа бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк даналиқ вә билим бәргәйсән; ундақ болмиса Сениң мунчивала чоң бу хәлқиңгә ким һөкүм сүрәлисун? — деди.
□ 11 Худа Сулайманға: — Мән сени хәлқимгә падиша қилип тиклидим. Әнди сән мошундақ нийәткә келип, нә байлиқ, мал-мүлүк, нә иззәт-һөрмәт вә дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, нә узун өмүр көрүшни тилимәй, бәлки бу хәлқимгә һөкүм сүрүшкә даналиқ вә билим тилигән екәнсән, 12 Даналиқ вә билим саңа тәқдим қилинди; вә Мән саңа байлиқ, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмәтму берәй; шундақ болидуки, сениңдин илгири өткән падишаларниң һеч биридә ундақ болмиған, сениңдин кейин болғуси падишалардиму ундақ болмайду, деди.
Сулайманниң бейишқа башлиши
1Пад. 10:26-29
13 Бу иштин кейин Сулайман Гибеон егизлигидики «җамаәт чедири»дин Йерусалимға қайтип келип, Исраил үстидә сәлтәнәт қилди.
14 Сулайман җәң һарвулири билән атлиқ ләшкәрләрни топлиди: — униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ ләшкири бар еди; у буларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә һәм падишаниң йенида туруш үчүн Йерусалимға орунлаштурди.
15 Падиша Йерусалимда алтун-күмүчләрни ташлардәк көп, кедир дәрәқлирини түзләңликтики үҗмә дәрәқлиридәк көп қилди.
□ 16 Сулайманниң атлири Мисирдин һәм кувәдин кәлтүрүләтти; падишаниң содигәрлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә сетивалатти.
□ 17 Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр бир атниң баһаси бир йүз әллик күмүч тәңгә еди; ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә шу
содигәрләрниң вастиси билән сетивелинатти.
□