2
Павлусниң Тесалоникадики хизмити
1 Чүнки, и қериндашлар, бизниң араңларға киргинимиз тоғрилиқ билисиләрки, у бекарға кәтмиди.
■ 2 Силәргә йәнә шуму мәлумки, гәрчә илгири Филиппи шәһиридә қийин-қистақ вә харлиққа учриған болсақму, зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә Худайимизниң мәдәт бериши билән жүрәклик болдуқ.
□ ■ 3 Чүнки бизниң өтүнүш-җекиләшлиримиздә һеч қандақ алдамчилиқ, напак нийәт яки һейлигәрлик йоқтур.
4 Әксичә, биз Худа тәрипидин хуш хәвәрниң аманәт қилинишқа лайиқ көрүлгән адәмләр сүпитидә биз шуниңға мунасип һалда адәмләрни әмәс, бәлки қәлбимизни синиғучи Худани хурсән қилиш үчүн
хуш хәвәрни җакалаймиз.
■ 5 Чүнки силәр билгәндәк биз һеч қайси вақитта араңларға хушамәтчилик билән вә яки тамахорлуққа ниқап тақап кәлмидуқ — (бу ишта Худа бизгә гувачидур) —
■ 6 гәрчә биз Мәсиһниң расуллириниң сүпитидә тәләп жүкләләйдиған болсақму, мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, һеч бир инсандин бирәр иззәт-шөһрәт издигән әмәс едуқ.
■ 7 Әксичә биз араңларда худди бала имитидиған ана өз бовақлирини көйүнүп асриғандәк силәргә мулайим муамилидә болдуқ.
8 Шу чағда, силәргә шундақ тәлпүнгән едуқ, силәргә пәқәт Худаниң хуш хәвәрини тапшурушнила әмәс, һәтта өз җенимизни тапшурушқиму разимиз; чүнки силәр бизгә интайин қәдирлик едиңлар.
9 Чүнки, и қериндашлар, бизниң қандақ җапалиқ әмгәк қилғинимиз есиңларда бардур; һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн кечә-күндүзләп меһнәт қилдуқ, Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ.
■ 10 Етиқатчилардин болған силәрниң араңлардики әмәлийәтлиримизниң қандақ ихласмән, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзүңлар вә Худаниң Өзиму гувачидур.
11-12 Вә йәнә силәр билгиниңлардәк, атиниң өз пәрзәнтлиригә несиһәт бәргинидәк биз һәр бириңларға шундақ җекиләп, риғбәт-тәсәлли берип, силәрни өз падишалиғиға вә шан-шәривигә чақириватқан Худаға лайиқ һалда меңишқа дәвәт қилдуқ.
■ 13 Худаға йәнә шу сәвәптин тохтавсиз тәшәккүр ейтимизки, силәрниң биздин аңлиған Худаниң сөз-каламиға қулақ салғиниңларда, уни инсанлардин кәлгән сөз сүпитидә әмәс, бәлки униң әмәлий сүпитидә, йәни Худадин кәлгән сөз-калам дәп уни қобул қилдиңлар; у
сөз-калам һазир ишәнгүчи силәрдә ишлимәктә.
14 Чүнки силәр, и қериндашлар, Йәһудийә өлкисидики Мәсиһ Әйсада болған җамаәтләрдин үлгә алдиңлар; улар
шу йәрдә Йәһудийлар тәрипидин қандақ харлиқларға учриған болса, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин охшаш харлиқларға учридиңлар.
■ 15 Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди. Улар Худани нарази қилип, вә һәммә инсан билән қеришип,
□ ■ 16 «ят әлликләр»ниң ниҗатлиққа еришиши үчүн уларға сөзлишимизгә тосқунлуқ қиливатиду. Шуниң билән улар гуналирини үзлүксиз чекигә йәткүзмәктә; лекин ғәзәп уларниң бешиға толуғи билән чүшүрүлүш алдида туриду.
■
Павлусниң әнсирәшлири
17 Лекин биз, и қериндашлар, амалсиз силәрдин интайин қисқа вақит җудалашқан болсақму (тәндә болсиму, қәлбдә әмәс), силәр билән йәнә дидар көрүшүшкә қәвәтла интизарлиғимиздин йениңларға беришқа техиму бәк интилдуқ!
18 Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим; бирақ буниңға Шәйтан тосқунлуқ қилди.
□ ■ 19 Чүнки бизниң истәк-арзуйимиз, шатлиғимиз вә Рәббимиз Әйса қайтип кәлгәндә пәхирлинидиған таҗимиз немә болиду? Бу дәл силәр өзүңлар әмәсму?
■ 20 Чүнки силәр бизниң пәхримиз, бизниң шатлиғимиз!