13
Саул Пәрвәрдигарниң сөзлиридин чиқип кетиду
Саул оттуз яшта падиша болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин «Саул оттуз яшта падиша болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин...» — қедимки көчүрмиләрдә бу айәт башқа шәкилләрдә көрүлиду. «Саул оттуз яшта...» дегән сөз Тәвратниң грекчә тәрҗимиси (LXX)дә көрүлиду. Саул җәмий қириқ жил сәлтәнәт қилди («Рос.» 13:21). Өзигә Исраилдин үч миң адәмни илғап алди. Икки миңи Микмашта вә Бәйт-Әл тағлирида Саулниң қешида, бир миңи Бинямин зиминидики Гибеаһда Йонатанниң қешида еди. Амма у қалған хәлиқниң һәр бирини өз өйлиригә кәткүзивәтти.
Йонатан болса Филистийләрниң Гебадики ләшкәргаһиға һуҗум қилди, Филистийләр буниңдин хәвәр тапти. Саул болса: — Пүткүл зиминдики ибранийлар аңлап ойғансун дәп, канай чалдурди. Пүткүл Исраил Саулниң Филистийләрниң ләшкәргаһиға һуҗум қилғанлиғидин һәмдә Исраилниң Филистийләргә нәпрәтлинидиғанлигидин хәвәр тапти. Хәлиқ Саулниң кәйнидин Гилгалға берип жиғилди.
Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, алтә миң атлиқ ләшкәр вә деңиз саһилидики қумдәк көп пиядә ләшкәр жиғилди. Улар келип Бәйт-Авәнниң шәриқ тәрипидики Микмашта баргаһ тикти. «Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, ...йиғилди» — көп кона көчүрүлмиләрдә: «Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили оттуз миң җәң һарвуси... жиғилди» дейилиду. Лекин бундақ көп болуши мүмкин әмәс. Һеч болмиғанда мошу «җәң һарвулири» ичидә жүк-тақларни елип маңған һарвуларму бар еди. «Бәйт-Авән» — йәни «Бәйт-Әл».
Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғини көрүп ғарларға, чатқаллиқларға, қия ташлиқларға, жуқури җайларға вә азгалларға йошурунивелишти; «Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғи» — «өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғи» бәлким қошуниниң әһвалини көрситиши мүмкин. бәзи Ибранийлар Иордан дәриясидин өтүп, Гад вә Гилеадниң зиминиға қечип барди. Лекин Саул Гилгалда қалди, адәмлириниң һәммиси униңға титригән һалда әгәшти.
Әнди Саул Самуил униңға бекиткән вақитқичә йәттә күн күтүп турди; лекин Самуил Гилгалға кәлмиди, хәлиқ униңдин тарилип кәткили турди. Саул: — Көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини бу йәргә — йенимға елип келиңлар, деди. Андин у өзи көйдүрмә қурбанлиқ өткүзди. 10  Вә шундақ болдики, у көйдүрмә қурбанлиқни түгитиши биләнла, мана Самуил кәлди. Саул униңға салам қилғили алдиға чиқти.
11  Лекин Самуил: — Немә ишларни қилдиң?! — дәп сориди. Саул: — Хәлиқ мәндин тарилип кәткәнлигини, силиниң бекиткән вақитта кәлмигәнликлирини, Филистийләрниң Микмашта жиғилғинини көрдум, 12  мән ичимдә: Әнди Филистийләр Гилгалға чүшүп маңа һуҗум қилмақчи, мән болсам техи Пәрвәрдигарға илтиҗа қилмидим, дедим. Шуңа көйдүрмә қурбанлиқ қилишқа өзүмни мәҗбурлидим, деди.
13  Самуил Саулға: — Сән ахмақлиқ қилдиң; сән Худайиң Пәрвәрдигар саңа буйруған әмирни тутмидиң; шундақ қилған болсаң Пәрвәрдигар Исраилниң үстидики сәлтәнитиңни мәңгү мустәһкәм қилатти, деди. 14  Лекин әнди сәлтәнитиң мустәһкәм турмайду. Пәрвәрдигар Өз көңлидикидәк мувапиқ бир адәмни издәп тапти. Пәрвәрдигар уни Өз хәлқиниң башламчиси қилди, чүнки сән Пәрвәрдигар саңа буйруғанни тутмидиң, деди.
15  Андин Самуил орнидин туруп Гилгалдин кетип Бинямин зиминидики Гибеаһға барди. Саул болса өз йенидики адәмләрни саниди; улар алтә йүзчә чиқти. 16  Саул билән оғли Йонатан вә уларниң қешида қалған хәлиқ Бинямин зиминидики Гебада қелип қалди, Филистийләр болса Микмашта баргаһ тиккән еди.
17  Қарақчилар дайим Филистийләрниң баргаһидин чиқип үч бөләккә бөлүнәтти. Бир бөләк Шуал зиминидики Офраһға баридиған йолға атлинатти, 18  бир бөләк Бәйт-Һоронға баридиған йол билән маңатти, йәнә бир бөләк чөлниң четидики Зәбоим җилғисиға қарайдиған зиминдики йолға маңатти.
19  Амма пүткүл Исраил зиминида һеч бир төмүрчи тепилмайтти; чүнки Филистийләр: — Ибранийлар өзлиригә қилич яки нәйзә ясалмисун, дәп ойлайтти. Һак. 5:8. 20  Бу сәвәптин Исраиллар һәммиси сапан чишлири, кәтмәнлирини, палтилирини вә оғақлирини бислаш үчүн Филистийләрниң қешиға баратти. 21  Улар сапан чишлири вә кәтмәнләр үчүн үчтин икки шәкәл, җоту, палта вә зихларни бислаш үчүн үчтин бир шәкәлни төләйтти. 22  Шуңа уруш болғанда Саул вә Йонатанниң қешидики хәлиқниң һеч биридә қилич я нәйзә йоқ еди; пәқәт Саул билән оғли Йонатандила бар еди.
 
Йонатан ялғуз җәңгә чиқиду
23  У вақитта Филистийләрниң бир қаравуллар әтрити Микмаштики даванға чиққан еди.
 
 

13:1 «Саул оттуз яшта падиша болуп Исраилниң үстидә икки жил сәлтәнәт қилғандин кейин...» — қедимки көчүрмиләрдә бу айәт башқа шәкилләрдә көрүлиду. «Саул оттуз яшта...» дегән сөз Тәвратниң грекчә тәрҗимиси (LXX)дә көрүлиду. Саул җәмий қириқ жил сәлтәнәт қилди («Рос.» 13:21).

13:5 «Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили үч миң җәң һарвуси, ...йиғилди» — көп кона көчүрүлмиләрдә: «Филистийләрдин Исраил билән җәң қилғили оттуз миң җәң һарвуси... жиғилди» дейилиду. Лекин бундақ көп болуши мүмкин әмәс. Һеч болмиғанда мошу «җәң һарвулири» ичидә жүк-тақларни елип маңған һарвуларму бар еди. «Бәйт-Авән» — йәни «Бәйт-Әл».

13:6 «Исраилниң адәмлири өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғи» — «өзлириниң қаттиқ хийим-хәтәрдә қалғанлиғи» бәлким қошуниниң әһвалини көрситиши мүмкин.

13:19 Һак. 5:8.