12
Рәһобоам падишалиғидин мәһрум болиду
2Тар. 10:1-19; 11:1-4
Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди. 2Тар. 10:1 Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда, шундақ болдики, у техи Мисирда еди (чүнки Йәробоам Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти). 1Пад. 11:40 Әнди улар адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил җамаити келип Рәһобоамға сөз қилип: — Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти. 2Тар. 10:4
У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти.
Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқниң хизмитидә болимән десилә, (вә дәрвәқә уларниң хизмитидә болсила) уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди.
10  Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур. 11  Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса, мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ беримән», дегәйла, — деди. «чаянлиқ қамчилар» — яки болмиса «чаянлар» дегәнниң немә екәнлиги һазир мәлум әмәс, һеч болмиғанда падишаниң интайин қаттиқ муамилисини көрситиду.
12  Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди.
13  Падиша мойсипитларниң униңға бәргән мәслиһәтини ташлап, хәлиққә қаттиқлиқ билән җавап бәрди. 14  У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
15  Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Пәрвәрдигар тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди. 1Пад. 11:11, 31
16  Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол, — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти. «...Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти» — ибраний тилида «Исраиллар өз чедирлириға қайтип кетишти».   2Сам. 20:1
17  Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди. «Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраиллар» — буларниң көпинчиси Йәһуда вә Бинямин қәбилилиридин болған. 18  Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти. 1Пад. 4:6; 5:14
19  Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди. «Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, ... униңға қарши чиқип кәлди» — бу тарихта мошу йәрдин башлап «Исраил» дегән сөз адәттә «шималий падишалиқ», йәни «он қәбилә»ни көрситиду.   2Пад. 17:21 20  Исраилниң һәммиси Йәробоамниң йенип кәлгәнлигини аңлиғанда, адәм әвәтип уни хәлиқниң җамаитигә чақирди. Улар уни пүткүл Исраилниң үстигә рәсмий падиша қилди. Йәһуда қәбилисидин башқа һеч ким Давутниң җәмәтигә әгәшмиди.
21  Рәһобоам Йерусалимға қайтип келип, Исраилниң җәмәти билән җәң қилип, падишалиқни Сулайманниң оғли болған өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуданиң пүткүл җәмәтидин вә Бинямин қәбилисидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди. 2Тар. 11:1
22  Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: — 2Тар. 11:2
23  «Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, пүтүн Йәһуда билән Биняминниң җәмәтигә вә хәлиқниң қалғанлириға сөз қилип: — 24  «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар Исраиллар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди.
Улар Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салди. Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә улар өйлиригә қайтип кәтти.


«Исраил» вә «Йәһуда» дегән икки падишалиқ (бир-биридин бөлүнгән)
 
Йәробоам алтун мозайларни ясайду
25  Йәробоам болса Әфраим тағлиғидики Шәқәм шәһирини ясап шу йәрдә турди; кейин у йәрдин чиқип Пәнуәлни ясиди. Мис. 32:30 26  Рәһобоам көңлидә өз-өзигә: — Әнди падишалиқ Давутниң җәмәтигә йениши мүмкин. 27  Әгәр бу хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйидә қурбанлиқ қилишқа Йерусалимға чиқса, бу хәлиқниң қәлби өз ғоҗиси, йәни Йәһуда падишаси Рәһобоамға йәнә майил болиду, андин улар мени өлтүрүп йәнә Йәһуда падишаси Рәһобоамниң тәрипигә янармекин, деди. 28  Падиша мәслиһәт сорап, алтундин икки мозай һәйкилини яситип хәлиққә: — Йерусалимға чиқиш силәргә еғир келиду. И Исраил, мана силәрни Мисир зиминидин чиқарған илаһлар! — деди. Мис. 32:8; 2Пад. 17:16
29  Бирини у Бәйт-Әлдә, йәнә бирини Данда турғузуп қойди. 30  Бу иш гунаға сәвәп болди, чүнки хәлиқ мозайлириниң бириниң алдида баш урғили һәтта Данғичә баратти.
31  У һәм «егиз җайлар»да ибадәт өйлирини ясиди вә һәм Лавийдин болмиған адәмләрни каһин қилип тайинлап қойди. «у һәм ... ибадәт өйлирини ясиди» — яки «у һәм ибадәт өйини ясиди». Амма 32-айәтни көрүң.   Чөл. 3:10; 1Пад. 13:33; 2Пад. 17:32; 2Тар. 11:15
32  Йәробоам йәнә сәккизинчи айниң он бәшинчи күнини худди Йәһуданиң зиминидики һейткә охшаш бир һейт қилип бекитти. У өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқ қилғили чиқти. Шундақ қилип у Бәйт-Әлдә өзи әткүзгән мозай мәбудлиригә қурбанлиқ өткүзди. У йәнә Бәйт-Әлдә салдурған шу «егиз җайлар» үчүн каһинларни тайинлиди. «Йәһуданиң зиминидики һейт» — мошу йәрдә «һейт» йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә өткүзүлгән «орма һейти» яки «кәпиләр һейти» еди. 33  У Бәйт-Әлдә ясиған қурбангаһ үстигә сәккизинчи айниң он бәшинчи күни (бу ай-күнни у өз мәйличә таллиған еди) қурбанлиқларни сунушқа чиқти; шу тәриқидә у Исраилларға бир һейт яратти; у өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқларни сунди вә хушбуй яқти. « Йәробоам өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқларни сунди вә хушбуй яқти» — мошундақ ишларни пәқәт Лавий қәбилиси, Һарунниң җәмәтидин болғанлар, йәни һәқиқий каһинлар қилишқа болатти, әлвәттә.
 
 

12:1 2Тар. 10:1

12:2 1Пад. 11:40

12:4 2Тар. 10:4

12:11 «чаянлиқ қамчилар» — яки болмиса «чаянлар» дегәнниң немә екәнлиги һазир мәлум әмәс, һеч болмиғанда падишаниң интайин қаттиқ муамилисини көрситиду.

12:15 1Пад. 11:11, 31

12:16 «...Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти» — ибраний тилида «Исраиллар өз чедирлириға қайтип кетишти».

12:16 2Сам. 20:1

12:17 «Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраиллар» — буларниң көпинчиси Йәһуда вә Бинямин қәбилилиридин болған.

12:18 1Пад. 4:6; 5:14

12:19 «Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, ... униңға қарши чиқип кәлди» — бу тарихта мошу йәрдин башлап «Исраил» дегән сөз адәттә «шималий падишалиқ», йәни «он қәбилә»ни көрситиду.

12:19 2Пад. 17:21

12:21 2Тар. 11:1

12:22 2Тар. 11:2

12:25 Мис. 32:30

12:28 Мис. 32:8; 2Пад. 17:16

12:31 «у һәм ... ибадәт өйлирини ясиди» — яки «у һәм ибадәт өйини ясиди». Амма 32-айәтни көрүң.

12:31 Чөл. 3:10; 1Пад. 13:33; 2Пад. 17:32; 2Тар. 11:15

12:32 «Йәһуданиң зиминидики һейт» — мошу йәрдә «һейт» йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә өткүзүлгән «орма һейти» яки «кәпиләр һейти» еди.

12:33 « Йәробоам өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқларни сунди вә хушбуй яқти» — мошундақ ишларни пәқәт Лавий қәбилиси, Һарунниң җәмәтидин болғанлар, йәни һәқиқий каһинлар қилишқа болатти, әлвәттә.