Сулайман падиша қурған ибадәтхана
□6:2 «ибадәтханиниң узунлуғи...» — ибраний тилида «өйниң узунлуғи...». «Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз...» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду — Йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр) еди.
■6:3 Юһ. 10:23; Рос. 3:11; 5:12
□6:4 «У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти» — башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин болғини билән һәрһалда бу сөзләр деризиләрни көрситиду.
□6:5 «Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға...» — мошу йәрдә «каламхана» «әң муқәддәс җай»ниң башқа бир хил исмидур. 6:16ни вә изаһатини көрүң. «Каламхана» дейилишиниң сәвәви, «әң муқәддәс җай» ичидә «әһдә сандуғи» бар еди, «әһдә сандуғи» ичидә Худаниң Исраил билән түзгән әһдинамиси сақлақлиқ еди.
□6:6 «...ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди» — лимниң йәнә бир учи «ташқи имарәт»ниң ташқи темиға бекитилиши үчүн шу тәрәптә төшүк тешилгән болса керәк. «Ибадәтхана схемиси»ни көрүң.
□6:8 «Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди» — биз мошу йәрдә («төвәнки қәвәт» дегән сөзләр билән) кона грек тилидики тәрҗимигә әгәштуқ. «ибадәтханиниң оң тәрипи» ибадәтханиниң җәнубий тәрипидур.
■6:12 2Сам. 7:13; 1Пад. 2:4; 9:4; 1Тар. 22:10, 19
□6:16 «Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди» — «әң муқәддәс җай»ниң «каламхана» дәп атилишиниң сәвәви, униңда Худа Муса пәйғәмбәргә тапшурған «әһдә таш тахтилири» (Худаниң калами) «әһдә сандуғи» ичидә туратти; вә униң үстигә бәлким бәзи вақтида, баш каһин шу «әң муқәддәс җай»ға киргәндә, Худаниң бешарәтлири уларға келиши мүмкин еди.
□6:20 «у ... униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди» — бу ичидики қурбангаһқа қурбанлиқлар сунулмайтти; у «хушбуйдан» яки «хушбуйгаһ» еди.
□6:22 «Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһ» — бу «қурбангаһ», йәни «хушбуйдан» адәттә каламханиниң сәл алдида, «муқәддәс җай»ниң ичидә еди.
□6:23 «Керублар» — керублар болса Худаниң һөкүм-җазалирини йәткүзидиған, интайин күчлүк пәриштиләрдур. Мәсилән, «Яр.» 3:24 вә «Әз.» 10-бапни көрүң.
□6:31 «Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «Ишикләрниң кешәклири бәш часилиқ еди». Ибраний тилини чүшиниш тәс.
□6:33 « кешәкләр өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди» — башқа тәрҗимиси: «улар (кешәкләр) төрт часилиқ еди». Ибраний текстни чүшиниш тәс.
□6:37 «төртинчи жилиниң Зиф ейида...» — «Зиф» ейи иккинчи ай. Бу бәлким миладийәдин илгәрки 966-жили, Апрел яки Май айлири болуши мүмкин еди.
□6:38 «лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди» — мошу йәрдә «лайиһә» бәлким Давут Муқәддәс Роһниң көрсәтмиси арқилиқ алдин көрсәткән схемисини көрситиду «1Тар.» 28:19).