Титусқа
1
Расул Павлус Титусқа язған иккинчи мәктуп •••• Салам
Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн, Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған, Худаниң қули болған мәнки Павлустин саңа салам — «Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн...» — бу сөз болса: (1) Худаниң Өзи таллиған хәлқигә тапшурған өзгәрмәс етиқатқа мувапиқ, Худаниң униңда болған мәхсити үчүн; (2) Худаниң таллиғанлирини мошу етиқатқа ериштүрүш үчүн; (3) Худаниң таллиғанлириниң етиқатини алға сүрүш үчүн дегән үч мәнини өз ичигә елиши мүмкин. (бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди; Чөл. 23:19; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 2:13; 1Пет. 1:20. лекин һазир вәдисиниң вақти келип Қутқузғучимиз Худа буниң калам-хәвирини Өз әмри билән маңа тапшурған җакар арқилиқ ашкарилиди) Рос. 20:24; 2Кор. 2:12; 7:14; 8:6,16; Гал. 1:1; 2:3. — ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа салам! ХудаАтимиз вә ниҗаткаримиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! «ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа...» — бу ибарә шүбһисиз шуни көрситидуки, Титус хуш хәвәрни әслидә Павлустин аңлиған вә шундақла униңға ишинип һаятқа еришкән еди. Шуниң билән (Павлус башқа йәрләрдә көп ейтқинидәк) роһий җәһәттин Титусни хуш хәвәр арқилиқ «туғди» вә униңға роһий җәһәттин атидәк болди.   Әф. 1:2; Кол. 1:2; 2Тим. 1:2; 1Пет. 1:2.
 
Титусниң Крет арилидики хизмити
Сени Крет арилида қалдуруштики сәвәп, орундилип болмиған ишларни бир тәрәп қилишиң үчүн вә һәр шәһәрдә саңа тапилиғинимдәк җамаәткә ақсақалларни тайинлишиң үчүн еди. 2Тим. 2:2. Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши вә ишлирида шаллақлиқ қилидиған яки ата-анисиға бойсунмайдиған әйиплири болмиған болуши керәк. «Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ... болуши керәк» — «бир аяллиқ» яки «бир аялниң ери», бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Бу тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши ... керәк» — яки, «пәрзәнтлири болса садиқ болуши... керәк».   1Тим. 3:2.
Чүнки җамаәтниң йетәкчиси Худаниң аилисигә ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс, териккәк әмәс, һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс, «җамаәтниң йетәкчиси Худаниң аилисигә ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс...» — «башбаштақ» — грек тилида бу сөз «шәхсийәтчи, мәнмәнчи» дегән мәниләрниму өз ичигә алиду. «һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс...» — «нәпсанийәтчи» грек тилида «өзини булғайдиған нәпсанийәтчиликкә берилгән» дегән бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, пул вә мал-дунияни қоғлишиш инсанни һарам қилип булғайду. Бу тема тоғрисида йәнә «Луқа» 16:9-11 вә шу айәтләрдики изаһатларни вә «Луқа»дики «қошумчә сөз»имиздики 16-бап тоғрилиқ «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния» дегән мәзмунни көрүң.   Лав. 10:9; Мат. 24:45; 1Кор. 4:1; Әф. 5:18; 1Тим. 3:3,15; 1Пет. 5:2. бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим. «бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим» — грек тилида «сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған» бирла сөз билән ипадилиниду.   1Тим. 3:2. У йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн, тапшурулған тәлимдики ишәшлик калам-сөздә чиң туруши керәк. «у йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн...» — «сағлам тәлим» болса Павлусниң көп ишлитидиған ибариси. Худадин кәлгән тәлим һәқиқәт, тоғра әлвәттә, у өзини қобул қилғанларда сақ, сағлам роһий һаятни һасил қилиду вә қувәтләйду.
10 Чүнки һазир бемәна сөз қилидиған, кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар. «... кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар» — «хәтниликләрдин чиққанлар» Йәһудийлар яки әслидә Йәһудийларниң «синагог»иға қобул қилиниш үчүн хәтнә қобул қилғанларни көрситиду. Бәзи алимлар «хәтниликләр»ни хәтниликни қобул қилиш керәк дәп тәлим бәргәнләрни көрситиду, дәп қарайду. Лекин төвәндики 11-айәткә қариғанда уларниң һәртүрлүк зиянлиқ тәлимлири бар еди.   Рос. 15:1. 11 Уларниң ағзини етиш керәк; чүнки улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта. «улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта» — «һарам дунияни дәп»: — тәлим (мәйли тоғра болсун, натоғра болсун) бериштики мәхсәт дунияға еришиш болса бәрибир һарам иш болиду, әлвәттә.   Мат. 23:14; 2Тим. 3:6. 12 Шулардин бири, йәни Крет арилидикиләрниң өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән. «шулардин бири, йәни Крет арилидикиләрниң өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән» — Кретлиқ шаир Епименидис, миладийәдин илгири алтинчи әсирдә язған шеир. «һорун тоймиғурлар» грек тилида «лөм-лүм аш қазанлар» билән ипадилиниду — демәк, уларниң ашқазинидин башқа әзалири йоқ охшайду.
13-14 Бу гувалиқ һәқиқәттур; шуңа уларниң етиқатта сағлам туруши үчүн, шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин. «шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн...» — «Йәһудий әпсаниләр» тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имиз (1:4 вә 4:7-айәтләр үстидә тохталғинимиз)ни көрүң. «...уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин» — «уларни» болса «Креттики етиқатчиларни».   Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Кол. 2:22; 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20.
15 Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә пак; лекин булғанған напаклар вә етиқатсизлар үчүн һеч қандақ нәрсә пак әмәстур. Чүнки уларниң ой-пикрлириму, виҗданиму булғинип кәткән. Мат. 15:11; 23:25; Рос. 10:15; Рим. 14:20,23. 16 Улар Худани тонуймиз дәп давраң қилсиму, лекин әмәллиридә Униңдин таниду; чүнки улар жиркиничликләр, һечгәп аңлимайдиғанлар, һеч қандақ яхши ишларни қилишқа яримайдиғанлардур.
 
 

1:1 «Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн...» — бу сөз болса: (1) Худаниң Өзи таллиған хәлқигә тапшурған өзгәрмәс етиқатқа мувапиқ, Худаниң униңда болған мәхсити үчүн; (2) Худаниң таллиғанлирини мошу етиқатқа ериштүрүш үчүн; (3) Худаниң таллиғанлириниң етиқатини алға сүрүш үчүн дегән үч мәнини өз ичигә елиши мүмкин.

1:2 Чөл. 23:19; Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; Кол. 1:26; 2Тим. 2:13; 1Пет. 1:20.

1:3 Рос. 20:24; 2Кор. 2:12; 7:14; 8:6,16; Гал. 1:1; 2:3.

1:4 «ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа...» — бу ибарә шүбһисиз шуни көрситидуки, Титус хуш хәвәрни әслидә Павлустин аңлиған вә шундақла униңға ишинип һаятқа еришкән еди. Шуниң билән (Павлус башқа йәрләрдә көп ейтқинидәк) роһий җәһәттин Титусни хуш хәвәр арқилиқ «туғди» вә униңға роһий җәһәттин атидәк болди.

1:4 Әф. 1:2; Кол. 1:2; 2Тим. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:5 2Тим. 2:2.

1:6 «Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ... болуши керәк» — «бир аяллиқ» яки «бир аялниң ери», бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Бу тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. «пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши ... керәк» — яки, «пәрзәнтлири болса садиқ болуши... керәк».

1:6 1Тим. 3:2.

1:7 «җамаәтниң йетәкчиси Худаниң аилисигә ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс...» — «башбаштақ» — грек тилида бу сөз «шәхсийәтчи, мәнмәнчи» дегән мәниләрниму өз ичигә алиду. «һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс...» — «нәпсанийәтчи» грек тилида «өзини булғайдиған нәпсанийәтчиликкә берилгән» дегән бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, пул вә мал-дунияни қоғлишиш инсанни һарам қилип булғайду. Бу тема тоғрисида йәнә «Луқа» 16:9-11 вә шу айәтләрдики изаһатларни вә «Луқа»дики «қошумчә сөз»имиздики 16-бап тоғрилиқ «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния» дегән мәзмунни көрүң.

1:7 Лав. 10:9; Мат. 24:45; 1Кор. 4:1; Әф. 5:18; 1Тим. 3:3,15; 1Пет. 5:2.

1:8 «бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим» — грек тилида «сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған» бирла сөз билән ипадилиниду.

1:8 1Тим. 3:2.

1:9 «у йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн...» — «сағлам тәлим» болса Павлусниң көп ишлитидиған ибариси. Худадин кәлгән тәлим һәқиқәт, тоғра әлвәттә, у өзини қобул қилғанларда сақ, сағлам роһий һаятни һасил қилиду вә қувәтләйду.

1:10 «... кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар» — «хәтниликләрдин чиққанлар» Йәһудийлар яки әслидә Йәһудийларниң «синагог»иға қобул қилиниш үчүн хәтнә қобул қилғанларни көрситиду. Бәзи алимлар «хәтниликләр»ни хәтниликни қобул қилиш керәк дәп тәлим бәргәнләрни көрситиду, дәп қарайду. Лекин төвәндики 11-айәткә қариғанда уларниң һәртүрлүк зиянлиқ тәлимлири бар еди.

1:10 Рос. 15:1.

1:11 «улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта» — «һарам дунияни дәп»: — тәлим (мәйли тоғра болсун, натоғра болсун) бериштики мәхсәт дунияға еришиш болса бәрибир һарам иш болиду, әлвәттә.

1:11 Мат. 23:14; 2Тим. 3:6.

1:12 «шулардин бири, йәни Крет арилидикиләрниң өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән» — Кретлиқ шаир Епименидис, миладийәдин илгири алтинчи әсирдә язған шеир. «һорун тоймиғурлар» грек тилида «лөм-лүм аш қазанлар» билән ипадилиниду — демәк, уларниң ашқазинидин башқа әзалири йоқ охшайду.

1:13-14 «шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн...» — «Йәһудий әпсаниләр» тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики «қошумчә сөз»имиз (1:4 вә 4:7-айәтләр үстидә тохталғинимиз)ни көрүң. «...уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин» — «уларни» болса «Креттики етиқатчиларни».

1:13-14 Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Кол. 2:22; 1Тим. 1:4; 4:7; 6:20.

1:15 Мат. 15:11; 23:25; Рос. 10:15; Рим. 14:20,23.