29
29-күй •••• Пәрвәрдигарниң Давутниң керилип кәткәнлигини җазалап, андин сақайтиши
1-2 Муқәддәс ибадәтханини Худаға аташни тәбрикләп, Давут язған күй: —
Мән Сени алий дәп улуқлаймән, и Пәрвәрдигар,
Чүнки Сән мени пәстин жуқури көтәрдиң,
Дүшмәнлиримни үстүмдин хошалландурмидиң.
3 И Пәрвәрдигар Худайим, мән Саңа налә көтәрдим,
Сән мени сақайттиң.
4 И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң,
Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң.
5 Пәрвәрдигарға күй ейтиңлар, и Униң ихласмән бәндилири,
Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар.■ Зәб. 96:12
6 Чүнки Униң ғәзиви дәқиқидә өтүп кетиду,
Шапаити болса өмүрвайәт болиду;
Жиға-зерә кечичә қонуп қалсиму,
Хошаллиқ таң сәһәр билән тәң келиду.
7 Мән болсам өз раһәт-парағитимдә: «Мәңгүгә тәврәнмәй муқим туримән» — дедим.
8 Пәрвәрдигар, шапаитиң билән, мениң теғимни мустәһкәм турғузған едиң;
Амма Сән дидариңни қачуруп йошурдуң;
Мән алақзадә болуп кәттим;
9 Мән Саңа налә-пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар;
Мән Сән Рәбкә илтиҗа қилдим: —
10 — Мениң қеним төкүлүп, һаңға кирсәм немә пайдиси бардур?
Топа-чаң Сени мәдһийиләмду? У һәқиқитиңни җакалаламду?□ «Мениң қеним төкүлүп, һаңға кирсәм немә пайдиси бардур?» — Давутниң кесили (2- һәм 3-айәтни көрүң) бәлким бир яридин болғанму, яки өзиниң қанаш кесили бармиди?
11 Аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар, маңа шәпқәт көрсәткәйсән;
И Пәрвәрдигар, маңа ярдәмдә болғайсән!
12 Сән матәм қайғусини уссул ойнашларға айландурдуң;
Һазилиқ бөз кийимимни салдуриветип,
Маңа хошаллиқни бәлвағ қилип бағлидиң;
13 Шуңа мениң роһум сүкүт қилмай,
Саңа күйләр оқусун!
И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, Саңа әбәдил-әбәткичә тәшәккүрләрни ейтимән!□ «шуңа мениң роһум сүкүт қилмай,...» — «роһум» бу йәрдә ибраний тилида «шан-шәривим» дегән сөз билән ипадилиниду.