23
1 Катта әрбаб билән һәмдәстихан болсаң,
Алдиңдики ким екәнлигини убдан ойлан.
2 Иштийиң яман болса,
Гелиңға пичақ тәңләп турғандәк өзүңни тарт.
□ 3 Униң назу-немәтлирини тама қилма,
Улар адәм алдайдиған тамақлардур.
4 Бай болимән дәп өзүңни упратма;
Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма.
□ 5 Байлиқларға көз тикишиң биләнла, улар йоқ болиду;
Пул-мал дәрвәқә өзигә қанат ясап,
Худди бүркүттәк асманға учуп кетәр.
6 Ач көзниң ненини йемә,
Униң есил назу-немәтлирини тама қилма;
7 Чүнки униң көңли қандақ болғандәк, өзиму шундақ.
У ағзида: — Қени, алсила, ичсилә! — десиму,
Бирақ көңлидә сени ойлиғини йоқ.
8 Йегән бир жутум таамниму қусуветисән,
Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
9 Ахмаққа йол көрситип салма,
Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.
■
10 Қедимдә бекиткән йәрниң пасил ташлирини йөткимә,
Житимларниң етизлириғиму аяқ басма;
■ 11 Чүнки уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси интайин күчлүктур;
У Өзи улар үчүн үстүңдин дәва қилар.
□
12 Несиһәткә көңүл қой,
Илим-билимләргә қулақ сал.
13 Балаңға тәрбийә бериштин еринмә;
Әгәр таяқ билән урсаң, у өлүп кәтмәйду;
■ 14 Сән уни таяқ билән урсаң,
Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән.
□ 15 И оғлум, дана болсаң,
Мениң қәлбим қанчә хуш болар еди!
16 Ағзиңда орунлуқ сөзләр болса, ич-ичимдин шатлинимән.
□
17 Гуна садир қилғучиларға рәшк қилма,
Һәрдайим Пәрвәрдигардин әймиништә турғин;
■ 18 Шундақ қилғиниңда җәзмән көридиған яхши күнүң болиду,
Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
■
19 И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол,
Қәлбиңни Худаниң йолиға башлиғин.
20 Мәйхорларға арилашма,
Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;
■ 21 Чүнки һарақкәш билән нәпси яман ахирида йоқсуллуқта қалар,
Ғәпләт уйқисиға патқанларға җәндә кийимни кийгүзәр.
22 Сени тапқан атаңниң сөзини аңла,
Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.
■ 23 Һәқиқәтни сетивал,
Уни һәргиз сетивәтмә.
Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.
■
24 Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар;
Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.
■ 25 Ата-анаңни сөйүндүрүп,
Сени туққан анаңни хуш қил.
26 И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур;
Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!
27 Чүнки паһишә аял чоңқур оридур,
Бузуқ ят аял тар зиндандур;
■ 28 Улар қарақчидәк мөкүвелип,
Инсанийәт арисидики вапасизларни көпәйтәр.
29 Кимдә азап бар? Кимдә дәрд-әләм? Ким җедәл ичидә қалар? Ким налә-пәряд көтирәр? Ким сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи қизирип кетәр?
30 Дәл шарап үстидә узун олтарған,
Әбҗәш шараптин тетишқа алдириған мәйхорлар!
■ 31 Шарапниң әҗайип қизиллиғиға, униң җамдики җулалиғиға,
Кишиниң гелидин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болуп қалма!
32 Ахирида у зәһәрлик иландәк чеқивалиду,
Оқ иландәк нәштирини санҗийду.
33 Көз алдиңда ғәлитә мәнзириләр көрүниду,
Ағзиңдин қалаймиқан сөзләр чиқиду.
□ 34 Худди деңиз-океанларда ләйләп қалғандәк,
Йәлкәнлик кеминиң мома яғичи үстидә ятқандәк болисән.
35 Сән чоқум: — Бириси мени урди, лекин мән яриланмидим!
Бириси мени таяқ билән урди, бирақ ағриғини сәзмидим!» — дәйсән.
Бирақ сән йәнә: «Һошумға кәлсәмла, мән йәнила шарапни издәймән! — дәйсән.