Һабаккук
1
Һабаккук пәйғәмбәр көргән, униңға жүкләнгән вәһий: —
 
Һабаккукниң дад-пәрядлири
Аһ Пәрвәрдигар, қачанғичә мән Саңа нида қилимән, Сән аңлимайсән?
Мән Саңа: «Зулум-зораванлиқ!» дәп налә-пәряд көтиримән,
Бирақ Сән қутқузмайсән.
Сән немишкә маңа қәбиһликни көргүзисән,
Немишкә җапа-зулумға қарап турисән?
Чүнки булаңчилиқ, зулум-зораванлиқ көз алдимдидур;
Җәңги-җедәлләр бар,
Дәвалар көпәймәктә.
Шуңа қанун паләч болуп қалди,
Адаләт мәйданға һеч чиқмайду;
Чүнки рәзилләр һәққаний адәмни қистимақта;
Шуңа һөкүмләр бурмилинип чиқирилиду.
 
Худаниң җавави
Әлләр арисида болидиған бир ишни көрүп беқиңлар, убдан қараңлар, һәйрануһәс қелиңлар!
Чүнки силәрниң дәвриңларда бир иш қилимәнки,
Бириси силәргә баян қилған тәғдирдиму силәр ишәнмәйттиңлар. Рос. 13:41
Чүнки мана, Мән һелиқи мүҗәзи осал һәм алдирақсан әл калдийләрни орнидин турғузимән;
Әсли өзигә тәвә әмәс маканларни егиләш үчүн,
Улар йәр йүзиниң кәңри җайлирини бесип маңиду; «Мән һелиқи мүҗәзи осал һәм алдирақсан әл калдийләрни орнидин турғузимән,... улар йәр йүзиниң кәңри җайлирини бесип маңиду» — калдийләр пәқәт 20 жил ичидила нәзәрсиз бир әлдин, Бабил шәһирини (кейин калдийләр «Бабиллиқлар» дәп аталған), Нинәвә шәһирини вә Мисирни ишғал қилған қорқунучлуқ бир империйәгә айланди (миладийәдин илгәрки 615-595-жиллар). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
Улар өзлириниң дегинини һесап қилиду һәм өзини халиғанчә жуқури тутиду; «Улар өзлириниң дегинини һесап қилиду һәм өзини халиғанчә жуқури тутиду» — ибраний тилидики тексттин мошу айәтни чүшиниш сәл тәс. Әсли җүмлини сөзмусөз алсақ «Улардин чиққан һөкүм вә һәйвә өзлигидиндур» — йәни Худадин әмәс, дегән мәнини билдүриду. Улар Худадин һеч қорқмай, немини халисам шундақ қилимән, дәйдиғанлар.
Уларниң атлири илпизлардин иштик,
Кәчтә овға чиқидиған бөриләрдин әшәддийдур;
Атлиқ ләшкәрләр атлирини мәғруранә чапчитиду;
Атлиқ ләшкәрләр жирақтин келиду,
Улар овға шуңғуған бүркүттәк учуп жүриду.
Уларниң һәммиси зулум-зораванлиққа келиду;
Уларниң топ-топ адәмлири йүзлирини алдиға бекитип, алға басиду,
Әсирләрни қумдәк көп жиғиду. «Уларниң топ-топ адәмлири йүзлирини алдиға бекитип, алға басиду,... » — яки «уларниң топ-топ адәмлири «шәриқ шамили»дәк алға басиду,...». Бу җүмлиниң йәнә бир нәччә тәрҗимилири бар.
10 Бәрһәқ, у падишаларни мазақ қилиду,
Әмирләрниму нәзиригә алмайду;
У һәммә истиһкамларни мәсқирә қилиду,
Чүнки у топа-тупрақларни дога-дога қилип, уларни ишғал қилиду. «у һәммә истиһкамларни мәсқирә қилиду, чүнки у топа-тупрақларни дога-дога қилип, уларни ишғал қилиду» — демәк, улар сепилниң йениға чоң бир дөң ясап сепилдин артилип бөсүп кириду. Бабиллиқларниң әмгәк күчи көп болғачқа, мошу Аддий усулни көп қолланған.
11 Шундақ қилип у шамалдәк ғуюлдап өтиду,
Һәддидин ешип гунакар болиду;
Униң бу күч-қудрити өзигә илаһ болуп санилиду. «Шундақ қилип у шамалдәк ғуюлдап өтиду, һәддидин ешип гунакар болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шундақ қилиши билән униң роһи өзгирип кетиду; у шу йәрләрдин өтүп, гунакар болиду».
 
Пәйғәмбәрниң Худаға болған җавави
12 Сән Әзәлдин Бар Болғучи әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайим, мениң Муқәддәс Болғучим?
Биз өлмәймиз, и Пәрвәрдигар;
Сән уни җазайиңни беҗа кәлтүрүш үчүн бекиткәнсән;
Сән, и Қорам Таш Болғучи, уни бизгә ибрәт қилип түзитишкә бәлгүлигәнсән. «Сән уни җазайиңни беҗа кәлтүрүш үчүн бекиткәнсән» — яки «уни җазайиңға учрашқа бекиткәнсән».
13 Сениң көзүң шунчә ғубарсиз едики,
Рәзилликкә қарап турмайттиң;
Әнди немишкә Сән мунапиқлиқ қилғанларға қарап турисән,
Рәзилләр өзидин адил болған кишини жутувалғинида, немишкә сүкүт қилисән?
14 Сән адәмләрни худди деңиздики белиқлардәк,
Худди өзлири үстидә һеч йетәклигүчиси йоқ өмилигүчи һайванларға охшаш қилисән; «Сән адәмләрни худди деңиздики белиқлардәк, худди өзлири үстидә һеч йетәклигүчиси йоқ өмилигүчи һайванларға охшаш қилисән» — әслидә Худа инсанни яратқанда, инсан тоғрилиқ «улар деңиздики белиқлар... өмүлигүчи һайванларни... башқурсун» дегән еди. Һазир Худа залимларниң инсанларни белиқларниң орниға чүшүрүшигә йол қоюватиду. Бу немә үчүн?
15 Шу калдий киши уларниң һәммисини чаңгикиға илиндуриду,
Уларни өз тори билән тутувалиду,
Уларни жиғма ториға жиғиду;
Шуниң билән хошал болуп шатлиниду; «Шу калдий киши уларниң һәммисини чаңгикиға илиндуриду» — Асурийә падишалириниң әсирләрни калпуклиридин илмәк (яки чаңгак) өткүзүп, йетиләп маңидиған рәһимсиз адити бар еди; кейинки империйә (Бабил)ниң падишалири бәлким охшаш адәттә болған болса керәк.
16 Вә ториға қурбанлиқ суниду,
Жиғма ториға исриқ салиду,
Чүнки шулар арқилиқ униң несивиси мол,
Немәтлири ләззәтлик болди.
17 Әнди у шу тәриқидә торини тохтавсиз бошитивәрсә,
Шу тәриқидә әлләрни һеч рәһим қилмай қиривәрсә боламду?
 
 

1:5 Рос. 13:41

1:6 «Мән һелиқи мүҗәзи осал һәм алдирақсан әл калдийләрни орнидин турғузимән,... улар йәр йүзиниң кәңри җайлирини бесип маңиду» — калдийләр пәқәт 20 жил ичидила нәзәрсиз бир әлдин, Бабил шәһирини (кейин калдийләр «Бабиллиқлар» дәп аталған), Нинәвә шәһирини вә Мисирни ишғал қилған қорқунучлуқ бир империйәгә айланди (миладийәдин илгәрки 615-595-жиллар). «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

1:7 «Улар өзлириниң дегинини һесап қилиду һәм өзини халиғанчә жуқури тутиду» — ибраний тилидики тексттин мошу айәтни чүшиниш сәл тәс. Әсли җүмлини сөзмусөз алсақ «Улардин чиққан һөкүм вә һәйвә өзлигидиндур» — йәни Худадин әмәс, дегән мәнини билдүриду. Улар Худадин һеч қорқмай, немини халисам шундақ қилимән, дәйдиғанлар.

1:9 «Уларниң топ-топ адәмлири йүзлирини алдиға бекитип, алға басиду,... » — яки «уларниң топ-топ адәмлири «шәриқ шамили»дәк алға басиду,...». Бу җүмлиниң йәнә бир нәччә тәрҗимилири бар.

1:10 «у һәммә истиһкамларни мәсқирә қилиду, чүнки у топа-тупрақларни дога-дога қилип, уларни ишғал қилиду» — демәк, улар сепилниң йениға чоң бир дөң ясап сепилдин артилип бөсүп кириду. Бабиллиқларниң әмгәк күчи көп болғачқа, мошу Аддий усулни көп қолланған.

1:11 «Шундақ қилип у шамалдәк ғуюлдап өтиду, һәддидин ешип гунакар болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шундақ қилиши билән униң роһи өзгирип кетиду; у шу йәрләрдин өтүп, гунакар болиду».

1:12 «Сән уни җазайиңни беҗа кәлтүрүш үчүн бекиткәнсән» — яки «уни җазайиңға учрашқа бекиткәнсән».

1:14 «Сән адәмләрни худди деңиздики белиқлардәк, худди өзлири үстидә һеч йетәклигүчиси йоқ өмилигүчи һайванларға охшаш қилисән» — әслидә Худа инсанни яратқанда, инсан тоғрилиқ «улар деңиздики белиқлар... өмүлигүчи һайванларни... башқурсун» дегән еди. Һазир Худа залимларниң инсанларни белиқларниң орниға чүшүрүшигә йол қоюватиду. Бу немә үчүн?

1:15 «Шу калдий киши уларниң һәммисини чаңгикиға илиндуриду» — Асурийә падишалириниң әсирләрни калпуклиридин илмәк (яки чаңгак) өткүзүп, йетиләп маңидиған рәһимсиз адити бар еди; кейинки империйә (Бабил)ниң падишалири бәлким охшаш адәттә болған болса керәк.