24
Ибраһимниң хизмәткариниң Исһақ үчүн қиз издиши
Ибраһим қерип, йеши бир йәргә берип қалған еди; Пәрвәрдигар Ибраһимға һәр тәрәптә бәхит-бәрикәт ата қилған еди. Ибраһим өйидики әң мөтивәр хизмәткари, өзиниң пүтүн мал-мүлкини башқуридиған ғоҗидарға: — Қолуңни янпашмниң астиға қойғин; «әң мөтивәр» — яки «һәммидин яшанған».   Яр. 47:29. Мән сени асманларниң Худаси шундақла йәрниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилдуримәнки, сән мән һазир туруватқан бу Ⱪананийларниң арисидин оғлумға қиз елип бәрмәй, Яр. 28:1. Бәлки өз жутумға, шундақла өз уруқ-туққанлиримниң қешиға берип, оғлум Исһаққа хотун елип бәргәйсән, — деди.
Хизмәткари униңға: — Мабада у қиз мән билән бу жутқа кәлгили унимиса, ундақта өзлири чиққан шу жутқа оғуллирини яндуруп апирамдимән? — деди.
Ибраһим униңға җавап берип: — Һези бол, оғлумни һәргиз шу йәргә яндуруп бармиғин! Мени атамниң өйи билән туғулған жутумдин йетәкләп елип кәлгүчи, йәни маңа сөз қилип: — «Сениң нәслиңгә бу жутни беримән», дәп маңа қәсәм қилған, асманниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз Пәриштисини алдиңға әвәтиду; шуниң билән сән у йәрдин оғлумға қиз елип келәләйсән. Яр. 12:1, 7; 13:15; 15:18; 26:4; Мис. 32:13; Қан. 34:4; Рос. 7:5. Шундақтиму, әгәр қиз сән билән бу йәргә кәлгили унимиса, мән саңа қилдуридиған қәсәмдин халас болисән; амма оғлумни у йәргә һәргиз яндуруп бармиғин, — деди.
Шуниң билән хизмәткар қолини ғоҗиси Ибраһимниң янпишиниң астиға қоюп туруп, бу тоғрида униңға қәсәм қилди.
10 Андин хизмәткар бу тоғрида ғоҗисиниң төгилиридин онни, шундақла ғоҗисиниң һәр хил есил нәрсилирини елип йолға чиқти; у Арам-Наһараим райониға сәпәр қилип, Наһорниң шәһиригә йетип кәлди. «Арам-Наһарааим» — яки «Месопотамия», йәни «икки дәрияниң оттурисидики район». 11 У шәһәрниң сиртидики бир қудуқниң йенида төгилирини чөкүндурди: бу кәчқурун, қиз-аялларниң су тартқили чиқидиған чеғи еди. 12 У дуа қилип: — Әй ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, өтүнимәнки, бүгүн мениң ишимни оңға тартқайсән, ғоҗам Ибраһимға шапаәт көрсәткәйсән. «мениң ишимни оңға тартқайсән» — ибраний тилида «ишни мениң алдимда йүз бәргүзгәйсән!». «шапаәт» — мошу йәрдә «шапаәт» ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси бәк чоңқур болуп, көп йәрләрдә «өзгәрмәс муһәббәт» яки «өзгәрмәс меһриванлиқ» дәп тәрҗимә қилиниду. Көп йәрләрдә бир хил әһдә билән бағлиқ болиду; шуңа сөзниң узунрақ бир хил тәрҗимиси: «меһир-муһәббәт әһдисидә һаман туриду» дегәндәк болиду. 13 Мана мән бу йәрдә қудуқниң бешида туруватимән вә шәһәр хәлқиниң қизлири бу йәргә су тартқили келиватиду. 14 Әнди шундақ болсунки, мән қайси қизға: «Комзикиңни чүшүрсәң, мән су ичивалсам боптикән!» десәм, у җавап берип: «Мана ичкин, мән төгилириңниму суғирип қояй», десә, у қиз сән қулуң Исһаққа бекиткиниңниң өзи болсун. Буниңдин сениң ғоҗам Ибраһимға шапаәт қилғиниңни биләләймән, — деди.
15 У техи сөзини түгәтмәйла, мана Ривкаһ козини мүрисидә көтирип чиқип кәлди; у болса Ибраһимниң иниси Наһорниң аяли Милкаһтин туғулған оғли Бетуәлниң қизи еди; Яр. 22:23 16 Қиз интайин чирайлиқ болуп, һеч әр киши тәгмигән пак қиз еди. У қудуқниң бойиға чүшүп, комзикини толдуруп андин чиқти. 17 Хизмәткар униң алдиға жүгүрүп берип: — Өтүнүп қалай, комзикиңтин азғина су отливалай, деди.
18 У җавап берип: — Ичкәйла, әй ғоҗам! дәпла, комзәкни дәрһал қолиға елип, униң су ичиши үчүн сунди.
19 У сүйидин униңға қанғичә ичкүзгәндин кейин: — Төгилиригиму қанғичә су ичкүзүп қояй, — деди.
20 Шуниң билән у дәрһал комзәктики суни олаққа төкүветип, йәнә қудуққа су тартқили жүгүрүп барди; у униң һәммә төгилиригә су тартип бәрди. 21 У киши униңға көзини тиккиничә җим-җит туруп, Пәрвәрдигарниң йолини оң қилған, қилмиғанлиғини билиш үчүн күтүвататти. 22 Төгиләр су ичип қанғанда, шундақ болдики, һелиқи киши йерим шәкәллик бир алтун бурун һалқиси билән икки қолиға он шәкәллик алтун биләйүзүкни чиқирип қизға берип униңға: 23  Сән кимниң қизи болисән? Маңа дәп бәрсәң! Атаңниң өйидә бизгә қонғидәк җай барму? — дәп сориди.
24 Қиз униңға: — Мән Милкаһниң Наһорға туғуп бәргән оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди, Яр. 22:23. 25 йәнә униңға: — Бизниңкидә саман билән боғуз кәңри, силәргә қонғили җайму бар, — деди.
26 Шуан бу адәм еңишип Пәрвәрдигарниң алдида сәҗдә қилип: 27 Өз шапаити билән һоҗамдин вападарлиғини айимиған, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқулғай! Пәрвәрдигар бу сәпиримдә мени ғоҗамниң қериндашлири турған өйгә башлап кәлди! — деди.
28 Қиз жүгүрүп берип, буларниң һәммисини анисиниң өйдикиләргә ейтип бәрди. 29 Әнди Ривкаһниң Лабан дегән бир акиси бар еди. Лабан қудуқниң бешиға, у адәмниң қешиға жүгүрүп чиқти. 30 Чүнки у сиңлисиниң бурун һалқисини вә қоллиридики биләйүзүкләрни көрүп, һәмдә сиңлисиниң: у адәм маңа мундақ-мундақ деди, дегинини аңлап, у адәмниң қешиға барди. Мана, у киши қудуқниң йенида төгиләрниң қешида туратти. 31 Лабан униңға: — Әй Пәрвәрдигарниң бәхит-бәрикити ата қилинғучи, киргәйла! Немә үчүн ташқирида турдила? Мән өйни тәйярлап қойдум, төгиләргиму җай раслидим, — деди.
32 У адәм өйгә кирди; Лабан төгиләрдин жүкни чүшүрүп, төгиләргә саман билән боғуз берип, у кишиниң һәм униң һәмраһлириниң путлирини жуйғили су елип кәлди; «Лабан төгиләрдин жүкни чүшүрүп» — ибраний тилида «у төгиләрдин жүкни чүшүрүп». 33 андин у кишиниң алдиға таам қоюлди; лекин у: — Мән гепимни демәй туруп таам йемәймән, — деди. Лабан җавап берип: — Ейтқайла, деди.
34 У: — Мән болсам Ибраһимниң хизмәткаримән; 35 Пәрвәрдигар ғоҗамға көп бәхит-бәрикәт ата қилғачқа, у улуқ бир киши болди. У униңға қой билән кала, күмүч билән алтун, қул билән дедәкләрни, төгә билән ешәкләрни бәрди. 36 Ғоҗамниң аяли Сараһ қериғанда ғоҗамға бир оғул туғуп бәргән еди. Ғоҗам оғлиға өзиниң барлиғини атиди. 37 Ғоҗам мени қәсәм қилдуруп: «Сән мән туруватқан зиминдики Ⱪананийларниң қизлиридин оғлумға хотун елип бәрмә, 38 бәлки җәзмән атамниң өйигә, өз туққанлиримниң қешиға берип, оғлумға хотун елип бәргәйсән», — деди. 39 У вақитта мән ғоҗамға: «У қиз мән билән кәлгили унимисичу?» — десәм, 40 у маңа җавап берип: «Тутқан йоллирим униңға очуқ болған Пәрвәрдигарим Өз Пәриштисини сениң билән әвәтип, йолуңни оң қилиду. Бу тәриқидә сән мениң аилидикилирим арисидин, атамниң җәмәти ичидин оғлумға хотун елип берисән. 41 Шундақ қилип аиләмдикиләрниң қешиға йетип барғиниңда, сән мән қилдурған қәсәмдин халас болисән; улар саңа қизни бәрмисиму охшашла қәсәмдин халас болисән», — дегән еди.
42 Шуңа мән бүгүн бу қудуқниң қешиға келип: — Әй, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, әгәр сән бу сәпиримни оң қилсаң: — 43 мана мән су қудуғиниң йенида туруватимән; вә шундақ болсунки, су тартқили кәлгән қизға: «Комзикиңдин маңа бир отлам су бәргән болсаң», десәм, 44 у маңа: «Сән ичкин, төгилириңгиму су тартип берәй», дәп җавап бәрсә, ундақта бу қиз дәл Пәрвәрдигар Өзи ғоҗамниң оғли үчүн бекиткән қиз болсун, дәп дуа қилған едим. 45 Көңлүмдә техи сөзүм түгимәйла, мана, Ривкаһ комзәкни мүрисидә көтирип чиқип, қудуқниң бойиға чүшүп су тартти; мән униңға: — Илтипат қилип, маңа су ичкили қойсаң, девидим, 46 у дәрһал комзикини мүрисидин чүшүрүп: «Ичкәйла, төгилириниму суғирип қояй», деди. Шуниң билән мән ичтим; у төгилиримниму суғирип қойди. 47 Андин мән униңдин: — Кимниң қизи болисән, дәп сорисам, у җавап берип: — Мән Наһорниң Милкаһдин туғулған оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди. Шу чағда мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүкләрни селип қойдум; 48 андин еңишип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилдим; ғоҗамниң қериндишиниң қизини униң оғли үчүн елип кетишкә мениң йолумни оң қилғини үчүн, ғоҗамниң Худаси болған Пәрвәрдигарға һәмдусана ейттим. 49 Әнди силәр ғоҗамға ихлас қилип шапаәт көрситәйли десәңлар, буни маңа дәңлар. Әгәр халимисаңлар, униму маңа ейтиңлар, мән оң тәрәпкә яки сол тәрәпкә баримән, — деди. «Әгәр халимисаңлар, униму маңа ейтиңлар, мән оң тәрәпкә яки сол тәрәпкә баримән» — рошәнки, хизмәткар ишниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Ибраһимниң аилисидикиләрниң қешиға йетип барғинида, улар қизни бәрмисиму охшашла қәсәмдин халас болидиғанлиғи ениқ турсиму, у қизни издәштин янмайтти.
50 Әнди Лабан билән Бетуәл җавап берип: — Бу иш Пәрвәрдигардин болғач, силигә я ундақ я бундақ дейәлмәймиз. «силигә я ундақ я бундақ дейәлмәймиз» — Ибраний тилида: «силигә я яман я яхши дейәлмәймиз». 51 Мана, Ривкаһ алдилирида туриду; уни елип кәткәйла. У Пәрвәрдигарниң дегинидәк өз ғоҗилириниң оғлиға хотун болсун, — деди.
52 Ибраһимниң хизмәткари уларниң сөзлирини аңлап, йәргә еңишип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди. 53 Андин, хизмәткар күмүч буюмларни, алтун буюмларни вә кийим-кечәкләрни чиқирип, буларни Ривкаһқа бәрди; у йәнә қизниң акиси вә анисиғиму қиммәтлик һәдийәләрни сунди.
54 Андин у вә һәмраһлири билән биллә йәп-ичип, шу йәрдә қонуп қалди. Әтиси сәһәрдә қопуп, у уларға: мени ғоҗамниң қешиға йолға селип қоюңлар, девиди, 55 Қизниң акиси билән аниси униңға: — Қиз бир қанчә күн яки он күн йенимизда турсун; андин барсун, — деди.
56 Амма у уларға: — Пәрвәрдигар мениң сәпиримни оң қилған екән, мени тосмаңлар; ғоҗамниң қешиға беришим үчүн мени йолға селип қоюңлар, — деди.
57 Улар униңға: — Қизни чақирип, униң ағзидин аңлап бақайли, дәп 58 Ривкаһни чақирип униңдин: — Бу адәм билән барамсән? дәп соривиди, у: — Барай, дәп җавап бәрди.
59 Шуниң билән улар сиңлиси Ривкаһни, униң баққан аниси, Ибраһимниң хизмәткари вә адәмлири билән қошуп йолға селип қойди. Яр. 35:8 60 У вақитта улар Ривкаһқа бәхит тиләп:
— Әй сиңлимиз, миңлиған он миңлиған адәмләрниң аниси болғайсән!
Нәслиң дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болғай! — деди.
61 Шуниң билән Ривкаһ билән униң дедәклири орнидин туруп, төгиләргә минип, у кишигә әгишип маңди. Шундақ қилип хизмәткар Ривкаһни елип йолға чиқти.
62 Исһақ Бәәр-лаһай-рой дегән җайдин байила қайтип кәлгән еди; чүнки у җәнуптики Нәгәвдә туратти; Яр. 16:14; 25:11. 63 Исһақ кәчқурун истиқамәткә далаға чиққан еди; у бешини көтирип қариса, мана төгиләр келивататти. 64-65 Ривкаһ бешини көтирип, Исһақни көрди; у дәрһал төгидин чүшүп, хизмәткардин: — Сәһрада бизниң алдимизға чиқиватқан бу киши ким болиду? — дәп сориди.
Хизмәткар: — Бу ғоҗамдур! деди. Ривкаһ дәрһал чүмбилини тартип йүзини йепивалди.
66 Хизмәткар әнди қилған һәммә ишлирини Исһаққа ейтип бәрди. 67 Исһақ қизни аниси Сараһниң чедириға башлап кирди; у Ривкаһни өз әмригә алди; у униң хотуни болди. У уни яхши көрүп қалди; бу тәриқидә Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти. «Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти» — Сараһ бу иштин бурун вапат болған еди (23-бапни көрүң).
 
 

24:2 «әң мөтивәр» — яки «һәммидин яшанған».

24:2 Яр. 47:29.

24:3 Яр. 28:1.

24:7 Яр. 12:1, 7; 13:15; 15:18; 26:4; Мис. 32:13; Қан. 34:4; Рос. 7:5.

24:10 «Арам-Наһарааим» — яки «Месопотамия», йәни «икки дәрияниң оттурисидики район».

24:12 «мениң ишимни оңға тартқайсән» — ибраний тилида «ишни мениң алдимда йүз бәргүзгәйсән!». «шапаәт» — мошу йәрдә «шапаәт» ибраний тилида «хәсәд» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси бәк чоңқур болуп, көп йәрләрдә «өзгәрмәс муһәббәт» яки «өзгәрмәс меһриванлиқ» дәп тәрҗимә қилиниду. Көп йәрләрдә бир хил әһдә билән бағлиқ болиду; шуңа сөзниң узунрақ бир хил тәрҗимиси: «меһир-муһәббәт әһдисидә һаман туриду» дегәндәк болиду.

24:15 Яр. 22:23

24:24 Яр. 22:23.

24:32 «Лабан төгиләрдин жүкни чүшүрүп» — ибраний тилида «у төгиләрдин жүкни чүшүрүп».

24:49 «Әгәр халимисаңлар, униму маңа ейтиңлар, мән оң тәрәпкә яки сол тәрәпкә баримән» — рошәнки, хизмәткар ишниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Ибраһимниң аилисидикиләрниң қешиға йетип барғинида, улар қизни бәрмисиму охшашла қәсәмдин халас болидиғанлиғи ениқ турсиму, у қизни издәштин янмайтти.

24:50 «силигә я ундақ я бундақ дейәлмәймиз» — Ибраний тилида: «силигә я яман я яхши дейәлмәймиз».

24:59 Яр. 35:8

24:62 Яр. 16:14; 25:11.

24:67 «Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти» — Сараһ бу иштин бурун вапат болған еди (23-бапни көрүң).