4
Әһдидә көрситилгән имтиязлар — Муса сөзини давам қилиду
— Әнди, и Исраил, мән силәргә үгитидиған мошу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар; уларға әмәл қилсаңлар һаятлиқ таписиләр вә шундақла ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә тәқсим қилидиған зиминға кирип уни егиләйсиләр. Лав. 19:37; 20:8; 22:31 Мән силәргә тапшуридиған Пәрвәрдигар Худайиңларниң мошу әмирлиригә әмәл қилишиңлар үчүн, мән силәргә әмир қилған сөзгә һеч немини қошмаңлар һәмдә униңдин һеч немини чиқиривәтмәңлар. Қан. 13:1; Пәнд. 30:6; Вәһ. 22:18
Силәр өз көзлирңлар билән Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр; чүнки Баал-Пеорға әгәшкәнләрниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңлар араңлардин йоқатти; «Баал-Пеор» — бир хил бут. «Чөл.» 25-бапни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр» — «Чөл.» 25-бапни көрүң.   Чөл. 25:4; Йә. 22:17 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңларға чиң бағланғанлардин һәр бириңлар бүгүнгә қәдәр һаят туруватисиләр.
Мана, мән Пәрвәрдигар Худайим маңа әмир қилғандәк, кирип егиләйдиған зиминда турғанда уларға әмәл қилсун дәп силәргә бәлгүлимә һәм һөкүмләрни үгәттим. Силәр уларни чиң тутуп әмәл қилиңлар; чүнки шундақ қилсаңлар бу һөкүмләрниң һәммисини аңлиған хәлиқләрниң көз алдида силәрниң дана вә йорутулған бир хәлиқ екәнлигиңлар испатлиниду; улар дәрвәқә: «Бу улуқ әл дәрһәқиқәт дана һәм йорутулған бир хәлиқ екән» — дәйду. Чүнки Пәрвәрдигар Худайимизниң бизниң Униңға нида қилған һәр бир тиләклиримиздә бизгә йеқин турғинидәк, өзигә йеқин турған бир Худаси болған бизгә охшаш башқа бир улуқ әл барму? Қан. 26:19 Мән алдиңларға қойған мошу пүткүл қанундикидәк адил бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә егә болған силәрдәк башқа бир улуқ әл барму?
 
Һорәбтики әһдә тоғрилиқ әслитип-агаһландуруш
Өз көзүңлар билән көргән ишларни унтумаслиғиңлар, һәтта өмрүңларниң барлиқ күнлиридә қәлбиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн өзүңларға еһтият қилиңлар вә ихласлиқ билән қәлбиңларни езиштин сақлаңлар; шуниңдәк силәр көргиниңларни балилириңларға вә балилириңларниң балилириға йәткүзүңлар; Қан. 6:7; 11:19 10 Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида турған күни Пәрвәрдигар маңа: «Хәлиқни Мениң сөзлиримни аңлиши үчүн йенимға жиққин; шуниң билән улар сөзлиримни үгинип, йәр йүзидики барлиқ күнлиридә Мәндин әйминиду вә балилириға үгитиду» — дегән еди. 11 Силәр йеқин келип тағниң түвидә турдуңлар; бу тағниң оти асманларниң бағриғичә көйүп йәтти, һәмдә қараңғулуқ, булутлар вә сүр тағни қаплиди; Мис. 19:18 12 Пәрвәрдигар отниң оттурисидин силәргә сөз қилди; силәр сөзләрниң садасини аңлидиңлар, лекин һеч шәкилни көрмидиңлар; силәр пәқәт бир авазни аңлидиңлар. 13 Вә У шу чағда силәргә әмир қилған әһдисини, йәни «он әмир»ни аян қилди вә уларни икки таш тахтай үстигә пүтти. «он әмир» — ибраний тилида «он сөз». 14 Вә шу чағда Пәрвәрдигар маңа әмир қилип, силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда уларни уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни үгитишни тапилиди.
15 Өзүңларға наһайити еһтият қилиңларки (чүнки Пәрвәрдигар Һорәб теғида от оттурисидин силәргә сөз қилғанда һеч қандақ шәкилни көрмигәнсиләр), 16-18 өзүңларни булғап, мәйли әркәк яки аял сүритидә, мәйли йәр йүзидики һәр қандақ һайван яки асманда учидиған һәр қандақ қуш болсун, мәйли йәр йүзидә һәр қандақ өмилигүчи һайван яки йәр астидики сулардики һәр қандақ белиқ болсун, уларниң сүритидә һеч қандақ шәкил-қияпәттики ойма бутни өзүңлар үчүн ясимаңлар, 19 яки шуниңдәк, бешиңларни көтирип асманларға қарап, қуяш, ай, юлтузлар, йәни пүткүл самави қошунни көрүп, көңлүңлар майил болуп уларға баш егип қуллуғиға кирмәңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған. «Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған» — «самави қошун» дегән сөз (1) күн, ай вә нурғунлиған юлтузларни; (2) булар билән мунасивәтлик пәриштиләр яки асмандики роһий күчләрни көрситиду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәлким асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң).
Бу айәттики учурға қариғанда Худа (1) күн, ай вә юлтузларни пүткүл инсанийәтниң мәнпәәти (йәр йүзидикиләргә нур вә тәпт бериш, йолучилар үчүн йөнилишни көрситип бериш қатарлиқ)ни көзләп яратти; (2) улар билән мунасивәтлик болған самави күчләр Худаға хас бәндиләрниң хизмитидә болушқа тәйяр туриду («Ибр.» 1:14ни көрүң); (3) Худа Өзигә хас бәндилиридин (мошу йәрдә Исраилдин) хәвәр алғанда пәқәт пәриштиләр арқилиқ ярдәмлишипла қалмай, бәлки өзи шәхсән һалини сорайду.
20 Лекин силәрни болса Пәрвәрдигар Өз мираси болған бир хәлиқ болушуңлар үчүн «төмүр тавлаш хумдани»дин, йәни Мисирдин елип чиқти. Мис. 19:5 21 Лекин Пәрвәрдигар силәрниң вәҗәңлардин маңа ғәзәплинип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас болуш үчүн ата қилидиған яхши зимин тоғрисида: — «Сән шу йәргә киришкә Иордан дәриясидин өтмәйсән» дәп қәсәм қилди. Қан. 1:37; 3:26; 31:2; 34:4 22 Шуңа мән мошу зиминда өлүшүм муқәррәр; Иордан дәриясидин өтмәймән; бирақ силәр болсаңлар униңдин өтүп шу яхши зиминни егиләйсиләр.
23 Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр билән түзгән әһдисини унтумаслиғиңлар, шундақла өзүңлар үчүн Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мәнъий қилған ойма бутни яки һәр қандақ нәрсиниң шәкил-қияпитини ясимаслиғиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар. 24 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар һәммини жутқучи бир от, вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур. «Пәрвәрдигар Худайиңлар ... вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур» — мошу «һәсәт» Исраилниң Худасиға әмәс, бәлки түрлүк жиркиничлик бутларға ибадәт қилғанлиғиға қарап Муқәддәс Роһниң «ибадәт пәқәт Худағила мәнсуп болуш керәк» дәп бутларға яки бутларниң кәйнидә туруватқан җин-шәйтанларға вә уларниң вәкили болған сахта пәйғәмбәрләргә болған һәситини көрситиду. Бу тема тоғрилиқ «кириш сөз»имизниму көрүң.   Мис. 20:5; 34:14; Қан. 5:9; 6:15; 9:3; Ибр.12:29
 
Әһдидин йенишниң ақивити вә униңға итаәт қилишниң бәрикити
25 Силәр пәрзәнтләр, пәрзәнтиңларниң пәрзәнтлирини көрүп, зиминда узақ вақит турғандин кейин, бир хил шәкил-қияпәттә болған ойма бутни ясиған, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худайиңларни рәнҗитип униң нәзиридә рәзил болғанни қилип өзүңларни булғиған болсаңлар, 26 мән асман-зиминни үстүңларға гувачи болушқа чақиримән, силәр Иордан дәриясидин өтүп, егиләйдиған шу зиминдин тезла пүтүнләй йоқ қилинисиләр; силәрниң униңда яшиған күнлириңлар узун болмайду, силәр бәлки униңдин пүтүнләй йоқ қилинисиләр. 27 Пәрвәрдигар силәрни барлиқ хәлиқләр арисиға тарқитиду, Пәрвәрдигарниң силәрни һайдиши билән силәр шу әлләр арисида кичик бир қалдуқ болисиләр. Қан. 28:62,64 28 Силәр шу йәрләрдә туруп яғачтин яки таштин ясалған, нә көрәлмәйдиған, нә аңлалмайдиған, нә йемәйдиған, нә пуралмайдиған, пәқәт инсанниң қолиниң ясиғини болған илаһларниң қуллуғида болисиләр. Зәб. 113:12-15; 134:15-17 29 Силәр шу йәрләрдә Пәрвәрдигар Худайиңларни издәйсиләр; пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җениңлар билән уни издисәңлар, уни таписиләр. 30 Силәр еғир азап-оқубәт тартқиниңларда, бу ишларниң һәммиси бешиңларға чүшкәндә, силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға йенип келисиләр вә униң авазиға қулақ салисиләр. 31 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар рәһимдил бир Худадур; У силәрни ташливәтмәйду, нә һалак қилмайду, нә ата-бовилириңлар билән қәсәм ичип түзгән әһдисини һеч унтумайду.
32 Әнди, силәрдин илгири, Худа инсанни йәр йүзидә яратқан күнидин тартип өткән күнләр тоғрилиқ сүрүштә қилиңлар, шундақла асманларниң бир четидин йәнә бир четигичә сүрүштә қилиңларки, мошуниңға охшаш улуқ бир иш болуп баққанму? Униңға охшаш бир ишни аңлап баққанму? 33 Силәргә охшаш, Худаниң от ичидин чиққан авазини аңлап тирик қалған башқа бир хәлиқ барму?
34 Пәрвәрдигар Худайиңлар көз алдиңларда силәр үчүн Мисир зиминида қилғанлиридәк, қийин синақлар билән, мөҗизилик аламәтләр билән, карамәтләр билән, уруш билән, күчлүк қол һәм узитилған биләк билән вә дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ят бир әлниң арисидин чиқирип Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму? «...келип урунуп баққанму?» — «келип» дегән сөз Худаниң хәлқини қутқузуш үчүн Өзи шәхсән кәлгәнлигини көрситиду. «...дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ... Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....дәһшәтлик вәһимиләр билән башқа бир хәлиқни... өзигә хас қилиши үчүн келип урунуп баққан бир илаһ барму?». 35 Пәрвәрдигарла Худадур, униңдин башқа бириси йоқтур, дәп билишиңлар үчүн силәр бу улуғ ишларни көрүшкә муйәссәр қилинғансиләр. Қан. 32:39; Йәш. 45:5,18,22; Мар.12:29,32 36 Силәргә тәлим бериш үчүн У асманлардин силәргә Өз авазини аңлатти; У йәр йүзидә Өзиниң улуқ отини көрсәтти; силәр шу отниң оттурисидинму униң авазини аңлидиңлар.
37 Униң үстигә, ата-бовилириңларға бағлиған муһәббити түпәйлидин һәмдә уларниң кейинки әвлатлирини таллиғанлиғи үчүн, У силәрни Мисирдин шәхсән Өзи зор қудрити билән қутқузуп чиқарди; «уларниң кейинки әвлатлирини» — ибраний тилида «униң кейинки нәслини». «шәхсән Өзи» — ибраний тилида «Өзиниң йүзи билән».   Мис. 13:3,9,14 38 У шуниңдәк силәрниң алдиңлардин өзүңлардин көп вә күчлүк болған әлләрни зиминидин һайдап, силәрни униңға киргүзүп, уни бүгүнки күндикидәк силәргә мирас қилиш үчүнму шундақ қилғандур. 39 Шуңа бүгүн шуни билип қоюңларки вә көңлүңларни шуниңға бөлүңларки, Пәрвәрдигар жуқуридики асманларда болсун, астидики йәр-зиминда болсун Худадур; Униңдин башқа һеч бири йоқтур. 40 Шуниңдәк силәрниң вә кейинки балилар-әвлатлириңларниң әһвали яхши болуш үчүн, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ата қилидиған зиминда күнлириңларни узун, һәтта мәңгүлүк қилиш үчүн мән бүгүнки күндә силәргә тапилаватқан Униң бәлгүлимилири вә әмирлирини тутуңлар».
 
Муса пәйғәмбәр «панаһлиқ шәһәр»ләрни айрип бекитиду •••• Тәпсилатлири «Чөл.» 35:6-34дә көрситилиду
41 Андин Муса Иордан дәриясиниң шәрқий тәрипидә үч шәһәрни айрип бекитти; Чөл. 35:6,14 42 мәхсити, һеч қандақ өч-адавити болмай, тәсадипий хошнисини өлтүрүп қойса, өлтүргән киши шу йәрләргә, йәни шу шәһәрләрдин биригә қечип берип аман-есән қелиштин ибарәт еди. 43 Бу шәһәрләр болса: — Рубәнләрниң зиминидин чөл-баявандики Бәзәр, Гадларниң зиминидин Гилеадтики Рамот, Манассәһләрниң зиминидин Башандики Голандин ибарәт еди. Йә. 20:8
 
Әһдиниң қайта җакалиниши
44 Муса Исраилларниң алдиға қойған қанун мана төвәндикидәк: —
45 (булар болса Исраиллар Мисирдин чиққанда Муса пәйғәмбәр уларға җакалиған агаһ-гувалар, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрдур; 46 Муса вә Исраиллар Мисирдин чиққанда Аморийларниң Һәшбон шәһиридә турушлуқ падишаси Сиһонни өлтүргән еди; Муса бу әмирләрни Сиһонниң зиминида, Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидә, Бәйт-Пеорниң удулидики вадида Исраилларға җакалиған. «шәриқ тәрипидә» — ибраний тилида «бу тәрипидә».   Чөл. 21:24; Қан. 1:4 47 Шу чағда Исраиллар Сиһонниң вә Башанниң падишаси Огниң зиминини, йәни Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики Аморийларниң икки падишасиниң зимининиму егилигән еди; Чөл. 21:33; Қан. 3:3 48 уларниң зимини Арнон дәриясиниң қирғиқидики Ароәрдин тартип Сион (йәни Һәрмон) теғиғичә, 49 шундақла Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики пүткүл Арабаһ түзләңлиги вә Писгаһ теғиниң бағриға җайлашқан «Түзләңликтики деңиз»ғичә еди). «Түзләңликтики деңиз» — мошу йәрдә «Өлүк Деңиз»ни көрситиду.
 
 

4:1 Лав. 19:37; 20:8; 22:31

4:2 Қан. 13:1; Пәнд. 30:6; Вәһ. 22:18

4:3 «Баал-Пеор» — бир хил бут. «Чөл.» 25-бапни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Баал-Пеорниң түпәйлидин қилған ишлирини көргәнсиләр» — «Чөл.» 25-бапни көрүң.

4:3 Чөл. 25:4; Йә. 22:17

4:7 Қан. 26:19

4:9 Қан. 6:7; 11:19

4:11 Мис. 19:18

4:13 «он әмир» — ибраний тилида «он сөз».

4:19 «Пәрвәрдигар Худайиңлар буларни пүткүл асман астидики барлиқ хәлиқләр үчүн орунлаштурған» — «самави қошун» дегән сөз (1) күн, ай вә нурғунлиған юлтузларни; (2) булар билән мунасивәтлик пәриштиләр яки асмандики роһий күчләрни көрситиду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәлким асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң). Бу айәттики учурға қариғанда Худа (1) күн, ай вә юлтузларни пүткүл инсанийәтниң мәнпәәти (йәр йүзидикиләргә нур вә тәпт бериш, йолучилар үчүн йөнилишни көрситип бериш қатарлиқ)ни көзләп яратти; (2) улар билән мунасивәтлик болған самави күчләр Худаға хас бәндиләрниң хизмитидә болушқа тәйяр туриду («Ибр.» 1:14ни көрүң); (3) Худа Өзигә хас бәндилиридин (мошу йәрдә Исраилдин) хәвәр алғанда пәқәт пәриштиләр арқилиқ ярдәмлишипла қалмай, бәлки өзи шәхсән һалини сорайду.

4:20 Мис. 19:5

4:21 Қан. 1:37; 3:26; 31:2; 34:4

4:24 «Пәрвәрдигар Худайиңлар ... вапасизлиққа һәсәт қилғучи бир Худадур» — мошу «һәсәт» Исраилниң Худасиға әмәс, бәлки түрлүк жиркиничлик бутларға ибадәт қилғанлиғиға қарап Муқәддәс Роһниң «ибадәт пәқәт Худағила мәнсуп болуш керәк» дәп бутларға яки бутларниң кәйнидә туруватқан җин-шәйтанларға вә уларниң вәкили болған сахта пәйғәмбәрләргә болған һәситини көрситиду. Бу тема тоғрилиқ «кириш сөз»имизниму көрүң.

4:24 Мис. 20:5; 34:14; Қан. 5:9; 6:15; 9:3; Ибр.12:29

4:27 Қан. 28:62,64

4:28 Зәб. 113:12-15; 134:15-17

4:34 «...келип урунуп баққанму?» — «келип» дегән сөз Худаниң хәлқини қутқузуш үчүн Өзи шәхсән кәлгәнлигини көрситиду. «...дәһшәтлик вәһимиләр билән силәрдин башқа бир хәлиқни ... Өзигә хас қилиш үчүн келип урунуп баққанму?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «....дәһшәтлик вәһимиләр билән башқа бир хәлиқни... өзигә хас қилиши үчүн келип урунуп баққан бир илаһ барму?».

4:35 Қан. 32:39; Йәш. 45:5,18,22; Мар.12:29,32

4:37 «уларниң кейинки әвлатлирини» — ибраний тилида «униң кейинки нәслини». «шәхсән Өзи» — ибраний тилида «Өзиниң йүзи билән».

4:37 Мис. 13:3,9,14

4:41 Чөл. 35:6,14

4:43 Йә. 20:8

4:46 «шәриқ тәрипидә» — ибраний тилида «бу тәрипидә».

4:46 Чөл. 21:24; Қан. 1:4

4:47 Чөл. 21:33; Қан. 3:3

4:49 «Түзләңликтики деңиз» — мошу йәрдә «Өлүк Деңиз»ни көрситиду.