11
Саул Ябәштикиләргә ярдәмгә бариду
Шу вақитта Аммоний Наһаш чиқип Ябәш-Гилеадни муһасиригә алди. Ябәшниң һәммә адәмлири Наһашқа: — Әгәр биз билән әһдә түзсәң, саңа бойсунимиз, деди. «Ябәш-Гилеад» — демәк, Гилеад (райони)дики Ябәш.
Лекин Аммоний Наһаш уларға: — Пүткүл Исраилға дәшнәм қилиш үчүн һәр бириңларниң оң көзини оюп андин силәр билән әһдә қилай, деди.
Ябәшниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күн мөһләт бәргин; биз Исраилниң пүткүл жутиға әлчиләрни маңдуруп андин кейин бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, өзимиз чиқип саңа тәслим болимиз, деди.
Әнди әлчиләр Саулниң шәһири Гибеаһға келип мошу сөзләрни хәлиқниң қулиқиға йәткүзди; һәммә хәлиқ пәряд көтирип жиғилди. Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди. Саул бу сөзләрни аңлиғанда Худаниң Роһи униң үстигә келип, униң ғәзиви қаттиқ қозғалди. У бир җүп уйни чепип парчилап, парчилирини әлчиләрниң қоли арқилиқ пүткүл Исраил зиминиға тарқитип: — Һәр ким келип Саул билән Самуилға әгәшмисә, уларниң уйлириму мошуниңға охшаш қилиниду, деди.
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қорқунучи хәлиқниң үстигә чүшти; шундақ болдики, улар иттипақлишип бир адәмдәк җәңгә чиқти. Һак. 20:1. Саул уларни Безәк дегән җайда саниғанда Исраиллар үч йүз миң, Йәһуданиң адәмлири болса оттуз миң чиқти. Улар кәлгән әлчиләргә: — Гилеадтики Ябәшниң адәмлиригә шундақ ейтиңларки, әтә күн чүш болғанда ниҗат силәргә келиду, деди.
Әлчиләр берип шуни Гилеадтики Ябәшлиқларға йәткүзди; улар интайин хошал болушти.
10  Шуниң билән Ябәштикиләр: — Әтә биз қешиңларға чиқип тәслим болимиз, силәр бизни қандақ қилишқа лайиқ көрсәңлар, шундақ қилиңлар, деди.
11  Әтиси шундақ болдики, Саул хәлиқни үч бөләк қилди; улар кечә төртинчи җесәктә ләшкәргаһға кирип Аммонийларни күн чүш болғичә уруп қирди. Тирик қалғанлар болса шундақ паракәндә болдики, улардин икки адәмму бир йәргә келәлмиди.
 
Саул падиша қилиниду
12  Хәлиқ әнди Самуилға: — Бизниң үстимизгә Саул падиша болмисун дәп ейтқанлар кимләр? Бу кишиләрни кәлтүрүп, уларни өлтүрәйли, деди. 1Сам. 10:27.
13  Лекин Саул: — Бүгүн һеч ким өлтүрүлмисун. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға нусрәт бәрди, деди.
14  Самуил хәлиққә: — Қени, Гилеадқа берип у йәрдә падишалиқни йеңибаштин тикләйли, дәп ейтти.
15  Шуни девиди, һәммә хәлиқ Гилеадқа берип Гилеадта Пәрвәрдигарниң алдида Саулни падиша қилди; улар у йәрдә Пәрвәрдигарниң алдида енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрди. Саул һәм шуниңдәк барлиқ Исраил шу йәрдә зор хошаллиққа чөмди.
 
 

11:1 «Ябәш-Гилеад» — демәк, Гилеад (райони)дики Ябәш.

11:7 Һак. 20:1.

11:12 1Сам. 10:27.