4
Йәһуда әвлатлириниң тәкрар баян қилиниши
Йәһуданиң оғуллири Пәрәз, Һәзрон, Карми, Хур вә Шобал еди. Шобалниң оғли Реаядин Җаһат төрәлди; Җаһаттин Ахумай билән Лахад төрәлди. Булар Зоратий җәмәтидин еди. Етамниң оғуллири Йизрәәл, Ишма, Идбаш еди; уларниң сиңлисиниң исми Һазилилпони еди. «Етамниң оғуллири Йизрәәл,...» — яки «Етамниң атисидин болған: Йизрәәл,...» (көп кона көчүрмиләрдә «атиси» дейилиду). Мошу йәрдә бир қисим қедимки тәрҗимә нусхилиридин пайдилинип «оғуллири» дәп алдуқ. Гәдорниң атиси Пәнуәл; Хушаһниң атиси Езәр еди; буларниң һәммиси Бәйт-Ләһәмниң атиси болған Әфратаһниң тунҗа оғли Хурдин төрәлгән.
Тәкоаниң атиси Ашхурниң Һелаһ вә Наараһ дегән икки аяли бар еди. Наараһ Ашхурға Ахуззам, Һәфәр, Тәмәни, Ахаштарини туғуп бәрди; буларниң һәммиси Наараһниң оғуллири. Һелаһниң оғуллири Зәрәт, Зоһар билән Әтнан вә Коз еди; Коздин Аноб, Һаззибиба билән Харумниң оғли Ахарһәлниң җәмәтлири төрәлди.
Ябәз өз қериндашлири ичидә һәммидин бәк һөрмәтлик еди, аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған. «Ябәз өз қериндашлири ичидә... аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған» — Ябәзниң Йәһуда җәмәтиниң қайси аилисидин чиққанлиғи тоғрилиқ башқа хәвиримиз йоқ. Корниң аилисидин болуши мүмкин (8-айәтни көрүң). Ибраний тилида «азап» вә «Ябәз» дегәнниң тәләппузи йеқин. 10 Ябәз Исраилниң Худасиға нида қилип: «Мени наһайити көп бәрикәтлигән болсаң, зиминимни кеңәйтсәң, қолуң билән мени йөләп, бала-қазадин сақлап, маңа азап-оқубәтни көрсәтмигәйсән!» — дәп тилиди. Худа униң тилигини иҗабәт әйлиди.
11 Шухаһниң иниси Келубтин Мехир төрәлгән; Мехир Ештонниң атиси еди. 12 Ештондин Бәйт-Рафа, Пасеаһ вә Ир-Наһашниң атиси Техиннаһ төрәлди; буларниң һәммиси Рикаһлиқлар еди. «Ир-Наһашниң атиси» — яки «Наһаш шәһиридикиләрниң атиси».
13 Кеназниң оғли Отнийәл билән Серая еди; Отнийәлниң оғли Хатат билән Меонотай еди. 14 Меонотайдин Офраһ төрәлди. Сераядин «Һүнәрвәнләр җилғиси»дикиләрниң әҗдати болған Йоаб төрәлди (улар әслидә һүнәрвәнләр еди). «Һүнәрвәнләр җилғиси» — ибраний тилида «Ге-Харашим». 15 Йәфуннәһниң оғли Каләбниң оғуллири Иру, Елаһ билән Наам еди; Елаһниң оғли Кеназ еди. 16 Йәһаллиләлниң оғуллири Зиф билән Зифаһ, Тирия билән Асарийәл еди. 17-18 Әзраниң оғуллири: — Йәтәр, Мерәд, Ефәр вә Ялонлар; Мерәд Пирәвнниң қизи Битияни алди; у һамилдар болуп Мәрийәм, Шаммай билән Ештемоаниң атиси Ишбаһни туғди. Булар Битиядин болған оғуллар. Мерәдниң Йәһудалардин болған аяли болса Гәдорниң атиси Йәрәдни, Сокоһниң атиси Һәбәр билән Заноаһниң атиси Йәкутийәлни туғди.
19 Наһамниң сиңлиси Ходияниң аялидин Гармилиқ Кеилаһниң атиси билән Маакат җәмәтидин болған Ештемоаниң атиси төрәлгән.
20 Шимонниң оғуллири Амнон вә Риннаһ, Бән-Һанан билән Тилон еди.
Йишиниң оғуллири Зоһәт билән Бин-Зоһәт еди.
21 Шелаһ Йәһуданиң оғли еди; униңдин төрәлгән Лекаһниң атиси Ер, Марәшаһниң атиси Лаадаһ вә Бәйт-Ашбияда олтирақлашқан чәкмән тоқуғучиларниң җәмәтлири 22 вә йәнә Йоким, Козибалиқлар, Йоаш билән Сараф (булар иккиси Моаб жутиға һөкүмранлиқ қилған) вә Яшуби-Ләһәмләрму бар еди (буларниң һәммиси қедимки хатириләрдур). 23 Булар Нетайим вә Гәдәраһда олтирақлашқан болуп, кулалчилар еди; улар шу йәрдә туруп падишаниң хизмитидә болатти.
 
Шимеонниң әвлатлири
24 Нәмуәл вә Ямин, Яриб, Зәраһ билән Саул Шимеонниң оғуллири еди. «Нәмуәл» — «Яр.» 46:10дә «Йәмуәл». 25 Шаллом Саулниң оғли; Мибсам Шалломниң оғли, Мишма Мибсамниң оғли еди. 26 Мишманиң әвлатлири төвәндикиләр: — Мишманиң оғли Хаммуил; Хаммуилниң оғли Заккур; Заккурниң оғли Шимәй еди. 27 Шимәйниң он алтә оғли, алтә қизи бар еди; униң ака-инилириниң пәрзәнти көп болмиғачқа, уларниң һәр қайсисиниң җәмәтиниң пәрзәнтлири Йәһуда җәмәтиниңкидәк ундақ көп болмиған. 28 Улар Бәәр-шеба, Моладаһ, Һазар-Шуал, 29 Билхаһ, Езәм, Толад, 30 Бетуәл, Хормаһ, Зиклаг, 31 Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаараимға маканлашқан еди. Таки Давут падишаниң дәвригичә буларниң һәммиси уларниң шәһәрлири еди. 32 Улар олтирақлашқан җайлар Етам, Айин, Риммон, Токән вә Ашан қатарлиқ бәш шәһәрниму өз ичигә алған. 33 Вә бу шәһәрләрниң өпчүрисидики барлиқ йеза-кәнтләр таки Баалға қәдәр шуларға қарайтти. Булар болса улар маканлашқан җайлар болуп, уларниң өз нәсәбнамилириму бар еди. «Баалға қәдәр...» — яки «Баалатқа қәдәр...».
34  Уларниң җәмәт башлири Мешобаб, Ямләк, Амазияниң оғли Йошаһ, 35 Йоел, Йосибияниң оғли Йәһу (Йосибия Сераяниң оғли, Серая Асиәлниң оғли еди), 36 Әлйойинай, Яакобаһ, Йәшоһая, Асая, Адиәл, Йәсимиәл, Беная 37 вә Шифиниң оғли Зизалар еди (Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йәдаяниң оғли, Йәдая Шимриниң оғли, Шимри Шемаяниң оғли еди). 38 Жуқирида хатириләп өтүлгән исимларниң һәммиси һәр қайси җәмәт башлири еди; буларниң җәмәтлириниң һәммиси наһайити гүлләнгән еди. 39 Улар қой падилириға отлақ изләп таки Гәдор еғизиғичә, йәни җилғиниң күн чиқиш тәрипигичә барған еди. 40 Улар шу йәрдә япйешил, наһайити мунбәт бир отлақ тапқан; у йәр толиму кәң, һәм таза һәм тинич еди. Илгири шу йәрдә олтирақлашқанлар Һамдикиләрдин екән.
41 Жуқирида тилға елип өтүлгән кишиләр Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң заманида шу Һамдикиләрниң чедирлириға вә у йәрләрдә олтиришлиқ Мионлуқларға һуҗум қилип уларни тамамән йоқатқан еди, таки бүгүнгә қәдәр; улар шуларниң йәрлиригә маканлашти, чүнки у йәрләрдә падилирини баққидәк отлақ бар еди.
42 Шу чағларда Шимеонлардин йәнә бәш йүз киши Сеир теғиға қарап маңди, уларниң йолбашчилири Йишиниң оғуллири Пилатия, Неария, Рефая билән Узриәл еди; 43 улар қечип тирик қалған Амаләкләрниму өлтүрүп, бүгүнгә қәдәр шу йәрдә маканлишип өтүватиду.
 
 

4:3 «Етамниң оғуллири Йизрәәл,...» — яки «Етамниң атисидин болған: Йизрәәл,...» (көп кона көчүрмиләрдә «атиси» дейилиду). Мошу йәрдә бир қисим қедимки тәрҗимә нусхилиридин пайдилинип «оғуллири» дәп алдуқ.

4:9 «Ябәз өз қериндашлири ичидә... аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған» — Ябәзниң Йәһуда җәмәтиниң қайси аилисидин чиққанлиғи тоғрилиқ башқа хәвиримиз йоқ. Корниң аилисидин болуши мүмкин (8-айәтни көрүң). Ибраний тилида «азап» вә «Ябәз» дегәнниң тәләппузи йеқин.

4:12 «Ир-Наһашниң атиси» — яки «Наһаш шәһиридикиләрниң атиси».

4:14 «Һүнәрвәнләр җилғиси» — ибраний тилида «Ге-Харашим».

4:24 «Нәмуәл» — «Яр.» 46:10дә «Йәмуәл».

4:33 «Баалға қәдәр...» — яки «Баалатқа қәдәр...».