Шуңа мүмкинчилиги барки, айәтниң биринчи җүмлиси (Сән... түпәйлидин..) Мисирға ейтилған. Бирақ җүмлә мошу айәттә түгимәйду; Мисирни көрсәткән болса пәқәт 18-айәткә кәлгәндә түгиши керәк. 11-18-айәтләр йәнила Асурийәгә ейтилған. 11 әнди Мән уни үзүл-кесил бир тәрәп қилишқа уни әлләрниң арисидики мустәбитниң қолиға тапшурдум; Мән уни рәзиллиги түпәйлидин һайдап чәткә қаққан едим. 12 Ят адәмләр, йәни әлләр арисидики әң вәһшиләр уни кесип ташлиди. Шахлири тағлар вә барлиқ җилғаларға жиқилип, униң шахчилири зиминдики барлиқ җираларға сундурулуп ятиду; йәр йүзидики хәлиқләр униң сайисидин чиқип униңдин нери кәтти. ■ Әз. 28:7; 30:11 13 Униң жиқилған ғоли үстигә асмандики барлиқ учар-қанатлар қонуп яшайду; даладики барлиқ җаниварлар шахлири үстидә туриду.
□31:2 «Әнди сән бүйүклүгүңдә ким сән билән тәң болалайду?» — Худаниң бу соали «Кимму сән билән тәң туралайду?» дегәнгә охшиғини билән, әмәлийәттә шундақ мәнидә әмәс. 3-14-айәтләрдин қариғанда, Худаниң Мисирға ейтқан сөзи «Сән Асурийәдин һеч бүйүк әмәссән, Асурийәгә охшаш йәрниң тегигичә төвән қилинисән» дегәнгә баравәр.
□31:3 «Асурийәму Ливандики бир кедир дәриғи еди; униң орманлиққа сайә бәргән гөзәл шахлири болуп, у интайин егиз бойлуқ еди...» — Асурийә империйәси бу бешарәттин 25 жил илгири, йәни миладийәдин илгәрки 612-жили Бабил тәрипидин һалак болған.
□31:10 «Чүнки у өзини егиз көтирип, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин, ...» — ибраний тилида бу айәтниң шәкли: «Чүнки сән өзүңни егиз көтәргәнлигиң түпәйлидин, учини булутларға тақаштуруп узартқанлиғи, егизлигидин көңлиниң тәкәббурлашқанлиғи түпәйлидин...». Шуңа мүмкинчилиги барки, айәтниң биринчи җүмлиси (Сән... түпәйлидин..) Мисирға ейтилған. Бирақ җүмлә мошу айәттә түгимәйду; Мисирни көрсәткән болса пәқәт 18-айәткә кәлгәндә түгиши керәк. 11-18-айәтләр йәнила Асурийәгә ейтилған.
□31:16 «Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә... ... яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан» — демәк, Асурийә империйәсидин илгири ғулиған империйәләр Асурийәниң ғулап кетишигә қарап «Биздин улуқ болған империйәму дәрвәқә ғулиди» дәп тәсәлли тапиду.
□31:17 «Униң сайисидә турғанлар ... униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» — «...қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән» дегәнликниң мәнаси бәлким шуки, рәсмий дәпнә қилинмай тәһтисарада пәс дәп қаралған, яки болмиса тәһтисарада әң төвән җайда туридиған. Әһвалниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Худа Пирәвн, Мисир вә қошунлириниң рәсмий дәпнә қилинмаслиғи арқилиқ, Өзиниң улардин рәнҗигәнлигини башқа әлләргә көрситиду.
□31:18 «Қени ейтә, Ерәм бағчисидики дәрәқләрниң қайсиси шан-шәрәп вә гөзәлликтә сән Мисирға тәң келәләйтти? ....Мана бу Пирәвн вә униң топ-топ адәмлириниң һәммисиниң несивисидур» — бешарәтниң бу әң ахирқи җүмлиси, йәни 18-айәт Мисир вә падишаси Пирәвнгә ейтилиду. Илгәрки 2-17-айәтләрниң һәммиси Асурийә империйәсиниң әһвалини тәсвирләйду; Мисирниң ақивити уларниңкигә охшаш болиду.