141
141-күй •••• Яр-йөләксизликтики дуа
Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: —
 
Мән Пәрвәрдигарға авазимни аңлитип налә-пәряд көтиримән;
Пәрвәрдигарға авазим билән йелинимән; «Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: —....» — Давут пәйғәмбәр Саул падишадин қечип, икки қетим ғарда йошурунған вақтидики вақиәләр «Тәврат, «1Сам.» -22- һәм 24-бапта йезлиған.
Униң алдида дад-зарлиримни төкимән;
Униңға аваричилигимни ейтимән.
Роһум ичимдә түгишәй дәп қалғанда,
Шу чағда басқан йолумни билгәнсән;
Мән маңған йолда улар маңа қилтақ салди. Зәб. 76:4
Оң йенимға қарап баққайсән;
Әтрапимда мени тонуйдиған адәм йоқтур;
Панаһгаһ йоқап кәтти;
Һеч адәм җенимға көйүнмәйду.
Мән Саңа пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар;
Саңа: «Сән мениң Башпанаһимсән,
Тирикләрниң зиминида болған Несивәмдурсән» — дедим. Зәб. 15:5
Мениң пәрядимға қулақ салғайсән;
Чүнки мән интайин харап әһвалға чүшүрүлдум;
Мени қоғлиғучилиримдин қутулдурғайсән;
Чүнки улар мәндин күчлүктур. Зәб. 40:3; 78:8; 115:6
Сениң намиңни тәбриклишим үчүн,
Җенимни түрмидин чиқарғайсән;
Һәққанийлар әтрапимда олишиду;
Чүнки Сән маңа зор меһриванлиқ көрситисән.
 
 

141:1 «Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: —....» — Давут пәйғәмбәр Саул падишадин қечип, икки қетим ғарда йошурунған вақтидики вақиәләр «Тәврат, «1Сам.» -22- һәм 24-бапта йезлиған.

141:3 Зәб. 76:4

141:5 Зәб. 15:5

141:6 Зәб. 40:3; 78:8; 115:6