71
71-күй •••• Тәхткә олтиридиған падишаниң оғли тоғрилиқ дуа-тиләвәт һәм бешарәт •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Сулайман үчүн: —
И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән;
Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.
□ 2 Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән,
Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
3 Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду,
Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.
4 Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду;
У намратларниң балилирини қутқузиду,
Залимларни битчит қилиду.
5 Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила,
Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.
□ ■ 6 У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк,
Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.
■ 7 Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду;
Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.
8 У деңиздин-деңизларғичә,
Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.
□ 9 Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду;
Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.
10 Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду,
Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду.
□ 11 Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду;
Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;
12 Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни,
Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;
■ 13 У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду,
Йоқсулларниң җенини қутқузиду;
14 Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду,
Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.
15 Падишаһ яшисун!
Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду;
Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду;
Униңға күн бойи бәхит тилиниду;
16 Йәр йүзидики һосул мол болиду,
Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду.
Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду;
Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;
17 Униң нами мәңгүгә өчмәйду,
Униң нами қуяш йоқалғичә туриду;
Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду,
Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.
18 Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай!
Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур!
19 Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!
Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин!
20 Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди.
□