46
46-күй •••• Худа мәңгү ғәлибә қилғучидур
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар!
Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар!
3 Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур,
Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур. □ «...Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур» — ибраний тилида «дәһшәтлик» һәм «һәйвәтлик» бир сөз биләнла ипадилиниду.
4 У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп,
Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.□ «... Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду» — ибраний тилида: — «...Әл-милләтләрни путимиз астида қилиду».
5 У биз үчүн мирасимизни таллап,
Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди.
Селаһ!
6 Худа тәнтәнә садаси ичидә,
Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
7 Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
8 Худа пүткүл җаһанниң падишасидур;
Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
9 Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду;
У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
10 Әл-жутларниң каттилири җәм болуп,
Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди;
Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур;
У нәқәдәр алийдур!□ «...җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур» — «қалқанлар» бәлким дуниядики барлиқ қурал-ярақларни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «падишалар».
□46:3 «...Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур» — ибраний тилида «дәһшәтлик» һәм «һәйвәтлик» бир сөз биләнла ипадилиниду.
□46:4 «... Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду» — ибраний тилида: — «...Әл-милләтләрни путимиз астида қилиду».
□46:10 «...җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур» — «қалқанлар» бәлким дуниядики барлиқ қурал-ярақларни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «падишалар».