29
1 Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши,
Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
2 Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар,
Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
■ 3 Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар;
Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
■ 4 Падиша адаләт билән жутини тинич қилар;
Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
□ 5 Өз йеқиниға хушамәт қилған киши,
Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6 Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар;
Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7 Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр;
Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
■ 8 Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар;
Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9 Дана киши ахмақ билән дәвалашса,
Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10 Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр;
Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
□ 11 Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар;
Бирақ дана өзини бесивалар.
■ 12 Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса,
Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13 Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар;
Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
□ ■ 14 Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса,
Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
■ 15 Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр;
Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
■ 16 Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр;
Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
■ 17 Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар;
18 Пәрвәрдигарниң вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар;
Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.
□ 19 Қулни сөз биләнла түзәткили болмас;
У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20 Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму?
Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.
■ 21 Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә,
Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.
□ 22 Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар;
Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.
■ 23 Мәғрурлуқ кишини пәс қилар,
Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.
■ 24 Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур;
У сорақчиниң
гува беришкә агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.
□ ■ 25 Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду;
Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.
□ 26 Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр;
Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.
■ 27 Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур;
Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.