7
1 И оғлум, сөзлиримгә әмәл қил,
Тапшуруқлиримни жүригиңдә сақла.
2 Тапшуруқлиримға әмәл қилсаң, яшнайсән;
Тәлимлиримни көз қаричуқуңни асриғандәк асра.■ Лав. 18:5; Пәнд. 4:4
3 Уларни бармақлириңға теңип қой,
Қәлб тахтаңға йезивал.■ Қан. 6:8; 11:18
4 Даналиқни, сән һәдә-сиңлим, дегин,
Пәм-парасәтни «туққиним» дәп чақир.
5 Шундақ қилсаң, улар сени ят хотундин жирақлаштуриду,
Ағзидин силиқ сөз чиқидиған йочун аялдин нери қилиду.■ Пәнд. 5:3
Бузуқ хотун
6 Бир қетим өйниң деризә көзнәклиридин ташқириға қариғинимда,
7 Бир нәччә яш, садда жигитләрни көрдүм,
Уларниң ичидин бир әқилсизни көрүп қалдим,
8 У коча бойлап бузуқ хотун турушлуқ доқмуштин өтүп,
Андин униң өйи тәрәпкә қарап маңди.
9 Кәчқурун қараңғу чүшкәндә,
Зулмәт кечә, ай қараңғусида ишики алдидин өтти.
10 Мана, өйдин бир хотун чиқип уни күтүвалди;
Кийими паһишә аялларниңкидәк болуп,
Нийити һейлә-микир еди.
11 Ағзи бишәм-һаясиз, наһайити җаһил бир хотун,
У өйидә турмайду,■ Пәнд. 9:13
12 Бирдә мәһәллидә, бирдә мәйданларда,
У кочилардики һәр доқмушта пайлап жүриду.
13 Һелиқи яш жигитни тартип, уни сөйүп,
Номуссизларчә униңға: —
14 «Өйүмдә «енақлиқ қурбанлиғи» гөши бар,
15 Шуңа мән сизни чақирғили чиқтим,
Дидариңизға тәлпүнүп издидим.
Әнди сизни тепивалдим!
16 Карвитимға Мисирниң кәштилик, йоллуқ либас япқучлирини яптим.
17 Орун-көрпилиримгә хуш пурақ мурмәкки, муәттәр вә қовзақ дарчинларни чачтим.■ Күй. 4:14.
18 Келиң, таң атқичә муһәббәтлишәйли, ойнап һозурлинайли,
Көңлимиз қанғичә өз ара әйш-ишрәт қилайли,
19 Ерим өйдә йоқ, жирақ сәпәргә чиқип кәтти.
20 У бир һәмян пул елип кәтти,
Ай толғичә у өйгә кәлмәйду» — деди.
21 Аял көп шерин сөзлири билән раса қизиқтурди,
Чирайлиқ гәплири билән уни әсир қиливалди.■ Пәнд. 1:17
22-23 Союшқа елип маңған өкүздәк,
Һамақәт киши кишән билән җазаға маңғандәк,
Қилтаққа чүшкән қуштәк,
Жигит униң кәйнидин маңди.
Җигирини оқ тешип өтмигучә,
У бу ишниң һаятиға замин болидиғанлиғини һеч билмәйду.
24 И оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар,
Дегәнлиримгә қулақ селиңлар,
25 Қәлбиңларни бундақ хотунниң йолиға кәткүзмәңлар,
Униң алдам халтисиға чүшүп кәтмәңлар.
26 Бундақ аял нурғун кишиләрни жиқитип яриландурған,
Униң боғузлиған адәмлири толиму көптур,
27 Униң өйи болса тәһтисараниң кириш еғизидур,
Адәмни «һалакәт меһманханиси»ға чүшүрүш йолидур.□ «тәһтисара» — ибраний тилида «шеол», өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр. ■ Пәнд. 2:18; 5:5
□7:14 «енақлиқ қурбанлиғи» — Муса пәйғәмбәргә тапшурулған муқәддәс қанун бекиткән бир хил қурбанлиқ, униң әһмийити; (1) Худа билән болған енақлиққа еришиш үчүн; (2) Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш үчүн; (3) Худаға дуа билән қилған қәсимини ипадиләш үчүн. Қурбанлиққа кала, қой яки өшкиму болиду. Бу хил қурбанлиқниң алаһидилиги, қурбанлиқ сунғучи киши уни қурбанлиқ қилғандин кейин, гөшидин елип йейәләйду. Мошу йәрдә бу аял: «Мән Худа алдида пак» демәкчи болиду. Бу пүтүнләй сахтипәзлик, әлвәттә.
□7:27 «тәһтисара» — ибраний тилида «шеол», өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәр.